Хитай рәһбәрлири дәватқан демократийә һәққидики мулаһизиләр давамлашмақта
2007.11.02
Хитай рәһбәрлири һазир 'демократийә' дегән аталғуни ағзидин чүшүрмәйду. Демократийә һәққидә сөзлисила 'партийә ичидә демократийини йолға қоюш һәққидила сөзләйду. Лекин ағзидин 'хәлқ ичидә демократийини йолға қоюш' дегән сөз чиқмайду. Бу һәқтә, өткән һәптидә, америкидики колумбийә университетиниң профессори андру натан әпәнди мулаһизә йүргүзүп, хитай рәһбәрлири дәватқан 'демократийә' һечқачан башқа дөләтләрдә йолға қоюлуп, хәлққә мәнпәәт йәткүзүватқан демократийә әмәсликини, хитай рәһбәрлири болса 'демократийә' дегән аталғуниң мәнисини өзгәртип, хитайдики һөкүмәт әмәлдарлирини хәлқ сайлимайдиған, коммунист партийә өзи бәлгиләп қойидиған шәкилни 'демократийә' дәп атаватқанлиқини ашкарилиған иди.
Һазир бу мәсилә үстидики мулаһизиләрдә йәнә йеңичә көз қарашлар оттуриға қоюлмақта.
Демократийини хәлққә бәрмәй, коммунист партийә өз ичидила йолға қоймақчи
Хитайдики әркин мулаһизичи ваң лишюң әпәндиниң 'америка авази'да елан қилған обзорида баян қилинишичә, һазир хитайда демократийини алди билән коммунист партийә ичидә йолға қоюш керәк, дәйдиған бирхил ислаһат тәпәккури мәвҗут. Униң қаришичә, хитайда пәйда болған бу хил тәпәккурдикиләрниң бәзилири мөтидил, йәнә бәзилири радикал.
Мөтидиллири 'демократийә' ниң сиясий уқум вә паалийәт өлчимини алди билән коммунист партийә ичигә елип керип, бир мәнбәлик рәһбәрликни йолға қоюшни тәшәббус қиливатиду. Радикаллири болса, коммунист партийә ичидә сиясий көз қариши бир-биригә охшимиған тәрәпләр қанунлуқ реқабәтлишидиған көп мәнбәлик демократийини йолға қоюшни тәшәббус қиливатиду. Униң хуласилишичә, бу икки хил тәшәббусниң нишани йәнила бир. У болсиму демократийини коммунист партийә ичидила йолға қоюш, әмма хәлқ ичидә йолға қоймаслиқтин ибарәт.
Коммунист өзиниң 'демократийә имтиязи'ни тикләшкә муһтаҗ
Америка авазиниң баян қилишичә, һазир хитайда коммунист партийә рәһбәрлири дәватқан 'демократийә'дин үмидсизләнгән бир қисим кишиләрниң қаришичә, дуняда пәқәт дөләткә рәһбәрлик қилидиған партийила өз ичидә демократийини йолға қойидиған, әмма пүтүн дөләттә 'демократийә' йолға қоюлмиған бирхил үлгә йоқ.
Уларниң қаришичә, һәр қандақ һакимийәт, адәттә өзиниң әң аҗиз ноқтилирини өзгәртиш үчүн ислаһат елип бариду. Лекин, 70 милйон әзаси бар хитай коммунист партийиси һазир демократийини өз ичидила йолға қоюп , бир милярд хәлққә мустәбитлик қилмақчи, хоңкоңдәк районларда болса 'бир дөләттә икки түзүм' дәп аталған 'тикәнлик сим тосақ риҗими' ни давамлаштурмақчи, қалған коммунист партийә әзаси болмиған 'топилаңчилар' яки ' сиясий мәһбуслар' ға қарита болса қаттиқ зәрбә беришни давамлаштурмақчи болуватиду. Бу партийә һазир өзи үчүн демократийә имтиязи тикләшкә муһтаҗ.
Хитайдин үмид үзүп, униң қариму- қарши тәрипини қоллашқа киришкән дөләтләр көпәймәктә
'Көзитиш журнили' да елан қилинған "дуняниң хитай рәһбәрлиридин күткән үмиди бәрбат болмақта" дегән обзорда баян қилинишичә, хитай һөкүмити2007 - йили 1 - айниң 1 - күнидин 2008 - йили 10 - айниң 17 - күнигичә болған олимпик мусабиқиси йилида, учур -ахбарат әркинликини йолға қоюш тоғрисида дуняға бәргән вәдисигиму һазир әмәл қилмай , дөләт пуқралириниң пикир баян қилиш әркинликини қаттиқ чәкләватиду.
Һәтта мустәқиллиқ тәләп қилмайдиған пәқәт аптономийә тәләп қилидиған далай ламаниму, хитай һөкүмитиниң 'террорчи' дәп җакарлап, сиясий, депломатийә қатарлиқ һәммә саһәдә бастуруватқанлиқи сәвәбидин, дуняда далай ламани қарши елип хитай һөкүмити билән қаршилишиш йолиға меңиватқан дөләтләрниң сани барғансери көпийиватиду.
Хитай дуняниң ғәзипини кәлтүрүватқан йәнә бирнәччә ноқта
Мәзкур обзорда баян қилинишичә йәнә, хитай гәрчә иқтисади җәһәттә дуня сода тәшкилатиға киргән болсиму, әмма сиясий җәһәттә дуняниң ортақ түзүм сестимисиға техи кирмиди. У һазир өзини дуняда йеңидин баш көтүрүп чиққан күчлүк дөләт дәп қарайду.
Әмма дарфур паҗиәси, шималий корийә ядро кризиси, ирандики ядро қорал мәсилиси, берма мәсилиси қатарлиқ мәсилиләрдә хитайниң мәсулийәтсизлик қиливатқанлиқи, һазир дуняниң ғәзипини кәлтүрүватқанлиқиму ениқ. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай рәһбәрлири 'демократийә' дегән аталғуниң мәнисини өзгәртмәктә
- Хитайниң чиқиш йоли бирла: демократийә
- Қирғизистанда, һазирқи президент қурманбек бақийевни қоллайдиған ақҗул партийиси қурулди
- Рабийә қадир ханим, 10 - нөвәтлик хәлқара кишилик һоқуқ һөҗҗәтлик филим фестивали баһалаш комитетиниң әзалиқиға сайланди
- Хитай демократлири әмди чәтәлләрдә туруп немә иш қилалайду?
- Коммунист хитай рәһбәрлири демократийә һәққидә хәлққә әвладму-әвлад ялған вәдә берип кәлмәктә
- Түркийидә елип берилған сайламда адаләт вә тәрәққият партийиси зәпәр қучти
- Бавтоң әпәндиниң қаришичә, коммунист партийигә бесим ишлитиш яхши чарә
- Ғәрб дөләтлири нимишқа хитай билән қачқунларни өткүзүп бериш келишими имзалашни халимайду?
- Йеңи түркмәнбашиниң москва зиярити
- Оттура асияниң демократик мәркизи - қирғизистан