" Хитай һөкүмити инсанийәт тарихидики җинайи қилмиши әң еғир һоқуқдарлар гуруһидур"


2007.11.28

Хитай профессор юән хуңбиң, бу йил 26 ‏- ноябир күни явропа парламентида ечилған хитайдики инсан һәқлири вәзийити тоғрилиқ гуваһлиқ йиғинида язма испат бәрди. У испатнамисидә, хитай һөкүмитини инсанийәт тарихидики җинайи қилмиши әң еғир болған һоқуқдар гуруһи дәп көрсәткән. Профессор юән хуңбиң хитайлар арисида мәшһур бир қануншунас болуп, у хитайдики чеғида, мәтбуат әркинлики чәклимигә учрап хитайдин айрилған. У һазир австралийидә зиярәттә. У явропа бирлики инсан һәқлири комитети тәрипидин гуваһлиқ бериш йиғиниға тәклип қилинған. юән хуңбиң сәпәр рәсмийәтлиридә йетәрсизлик болуп, йиғин мәйданиға баралмиған, парламентқа мәктуп әвәтип, испаттин өткән.

" Әркин базар әмәс, һоқуқдарлар базири"

Немә үчүн 10 минутлуқ сөзләш пурситигә мақул болдум? немә үчүн 10 минутлуқ сөз үчүн тағ-дәряларни атлап явропаға бармақчи болдум? мән адаләт издәп йүргән бир қанун тәтқиқатчиси болуш, хитайдики паҗиәләрниң бир шаһиди болуш сүпитим билән инсан һәқлири вәзийити һәққидә испат беришни баш тартилмас мәҗбурийитим дәп қаридим.

Испатнамисида, хитай һөкүмитини баштин ахир "хитай коммунист һоқуқдарлар гуруһи" дәп атиған юән хуңбиң, хитайниң һакимийәт түзүми үстидә тохтилип мундақ дегән: хитай коммунист һоқуқдарлар гуруһи дөләт террорлуқи васитиси билән бир партийилик түзүмни йолға қоюватиду, улар хитай хәлқиниң сиясий таллаш һоқуқини тартивелип, илғар дуняниң " хоҗайинлиқ һоқуқи хәлқтә болуш" принсипини дәпсәндә қиливатиду.

Хитайдики нөвәттики иқтисадий тәрәққиятниң, хәлқниң қени, көз йеши вә дәрт ‏- әлими бәдилигә барлиққа кәлгәнликини, шуңа бундақ бир тәрәққиятниң хитайда бундин кейин йүз беридиған апәт характерлик кризисларға һамилә икәнликини билдүргән профессор, хитайниң иқтисадий сиясити үстидә тохтилип өткән.

Хитай коммунист һоқуқдарлар гуруһи ислаһат арқилиқ йолға қойған иқтисадий система, бәзиләр ишинип қеливатқинидикидәк, һәқиқий адил вә әркин базар игилики әмәс. Әркин базар игилики пуқраларниң қанун алдидики баравәрлики капаләткә игә қилинған сиясий түзүм астидила ишләш имканиға игә болиду. Коммунист партийә әзасидин башқиларниң һакимийәткә қатнишиши чәкләнгән бир түзүм һәммигә бәш қолдәк аянки ‏- диктатор түзүмдур; диктатор түзүмниң хәлқ үчүн әмәс, һакимийәтни чаңгилиға еливалған шу бир гуруппиниң мәнпәәти үчүн хизмәт қилидиғанлиқи мәдәний дуняниң ортақ қаришидур. Шуңа нөвәттә, хитайда шәкилләнгән аталмиш әркин базар, маһийәттә, һоқуқдарлар әркин базиридур. Бу базар системиси һоқуқни пулға айландуридиған сестимидур; шуңа бу сестимидин мәнпәәтлиниватқанлар һоқуқдарлар гуруһи вә униң тәрәпдарлиридур.

Әң еғир зиянкәшликкә учраватқанлар деһқанлар

Испатнамидә йәнә, нөвәттики иқтисадий сиясәттә әң еғир зиянкәшликкә учраватқанларниң деһқанлар икәнликини, хитайда деһқанларниң оттуричә күнлүк кириминиң бир йерим доллар икәнликини оттуриға қойған һәм хәлқниң тәшкилатларға оюшуш, намайиш өткүзүш һоқуқи чәкләнгәнликини тәкитлигән юән хитайдики ишчиларниң иш һәққини өстүрүштин ибарәт әқәллий тәлипини оттуриға қойидиған сорунниңму йоқлуқини әскәрткән.

Испатнамидә, хитайниң коммунизимниң ахирқи қорғани болуш билән биллә, дунядики барлиқ диктатор вә террорчи гуруһларниң арқа терики икәнликини оттуриға қоюп, хитай коммунист һакимийитиниң әйни йилларда, камбоджа коммунистлириниң қирғинчилиқиға, сербийиниң етник қирғинчилиқиға ярдәм бәргәнликини, бу түр қилмишлириниң бүгүнму давамлишиватқанлиқини әслитип өткән. Буниң билән биллә, бир қануншунас болуш сүпити билән, хитай һөкүмитини инсанларни қул қилиш җинайити, инсанларни хорлаш җинайити, кишиләрни коллектип йоқ қилиш җинайити вә кәң- көләмлик қирғинчилиқ қилиш җинайитидин ибарәт 4 түрлүк җинайәт билән әйиблигән. "Хитай һөкүмити ялғуз хитай пуқралириниңла бешидики бала-қаза әмәс, инсанийәтниң ортақ дүшмини" дәп көрсәткән.

Қизил камбоджа сотта, қизил хитай һакимийәт бешида

Нөвәттә, камбоджадики қизил кихмирларниң каттивашлири хәлқара сотқа тартиливатқан бүгүнки күндә, әнә әшу җинайәтчиләрниң устази болған хитай коммунист партийисиниң дуняда бир милярттин ошуқ кишиниң үстидә һөкүмранлиқ қиливатқанлиқини тилға алған, юән хуңбиң хетини мундақ ахирлаштурған: мән йерим әсирдин бери, баштин кәчургәнлиримгә асасланған қаришимни оттуриға қойдум, һәқиқәтни оттуриға қойдум, хитайға қандақ чарә қоллиниш һәққидә һечнемә демәймән, пәқәт явропа парламентидикиләрниң, йәниму тәкшүрүш елип берип һәқиқәтни көргәндин кейин, виҗданиниң буйруқи билән иш тутидиғанлиқиға ишинимән."

юән хуңбиң испат бәргән йиғин, бейҗиңда ечилидиған явропа вә хитай алий дәриҗиликләр учришиш йиғинидин икки күн бурун ечилди. (Шөһрәт һошур)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.