Хитайниң демократийилишиш мумкинчилики вә уйғур мәсилиси (1)


2007.12.27

Демократийилишиш, дунявий характерлик тарихий еқим. Америка 200 нәччә йил бурун, японийә 60 нәччә йил бурун, русийә техи 18 йил бурун демократийиләшти. Хитайниң демократийилишиши боламду - болмамду мәсилиси әмәс, қачан болиду мәсилиси. юқирида дейилгәнләр, хитай демократчилиридин җең шивуниң хитайни демократийиләштүрүшниң конкрет йоллири намлиқ мақалисиниң кириш сөзидур.

Сиясий өзгүрүш йоли

Хитайниң демократийигә өтүшиниң үч хил мумкинчилик шәклини оттуриға қойған аптор, бир хил мумкинчилик сүпитидә, сиясий өзгиришни тилға алиду. Бу хил шәкилниң русийидә ғәлибә қилип қан төкүлүшниң алди елинғанлиқини әсләп өткән аптор, бу хил йолниң хитайдики мумкинчилик нисбити һәққидә тохтилип мундақ дәйду: "бу йол ғәлибә қилиш үчүн, чоқум һакимийәтниң рәһбәрлик қатлимида өктичи пикир йәни демократик аңға игә гуруһ болуши, буниң билән тәң хәлқ ичидә демократийигә қарита күчлүк тәләп болуши керәк. Әмма бу йолда һәл қилғуч рол ойнайдиғини һакимийәт ичидики күчтур."

Нөвәттә хитай хәлқидин келиватқан демократийә тәлипи йетәрлик дәриҗидә күчлүк әмәс, йәни тәхирсиз бир тәләп әмәс. Һакимийәт қатлимини көзәтсәк, 4 хил күч көрилиду: биринчиси, сабиқ коммунист рәһбәрләрниң уруқ-әвладлири; иккинчиси, буларниң қуда-баҗа, келин-көюғул қатарлиқ уруқ ‏- туғқанлири; үчинчиси, иқтисадий күчигә тайинип рәһбәрлик орнини пулға сетивалған мәнпәәтпәрәстләр. Төтинчиси хошамәткә тайинип актип хизмәткә тайинип төвәндин ямишип чиққанлар. Ахирқи үч хил кишиләрдә демократик сиясий аңла әмәс, һечқандақ бир сиясий аң йоқ, сағлам бир әхлақ қаришиму йоқ.

Сиясий өзгүрүш аз еһтималлиқ

Аптор пикирини давамлаштуруп мундақ дәйду: "сиясий өзгиришни ғайиси өз мәнпәәтидин һалқиған кишиләрла қилалайду. Ғайиси өзидин һалқиған кишиләр икки хил кишиләрдин чиқиду: бири, диний етиқади бар кишиләр; йәнә бирси сиясий ғайиси бар кишиләр. Нөвәттики һакимийәт қатлимидин мундақ сүпәттики кишиләр йеқинқи 10 йил ичидә чиқиши аз бир еһтималлиқ."

Аптор, хитайниң демократийилишишидә сиясий өзгириш йолидин чоң үмид күтүшкә болмайдиғанлиқини оттуриға қоюш билән биллә, бу йолдин пүтүнләй үмид үзүвәтмәслик керәкликини тәкитләп мундақ дәйду: сабиқ совит иттипақида горбачипму, йелтсинму әслидә коммунизм тәрбийисни алған коммунистлардин иди. Әмма дуня вәзийитиниң тәрәққияти уларниң дуня қаришида түптин бурулуш пәйда қилди. Җаң кәйшиниң оғли җаң җиңгому әслидә совит иттипақида коммунист аңда тәрбийиләнгән иди.У тәйвәнгә кәлгәндин кейин хәлқара демократик пикир еқиминиң тәсиридә, идийисидә түп характерлик өзгириш болди. Демәк, хитай коммунист һакимийәт қатлимиму мушундақ бир өзгириш пәйда қилишқа риғбәтләндүрүлүши керәк, әмма бу, хитайни демократийиләштүрүшниң асаслиқ йоли болуп қалмаслиқи керәк.

Хитайниң демократийилишишиниң "уйғурларға пайдиси йоқ" му яки "аз болсиму пайдиси бар" му?

Әмди биз, хитай демократийиси җең шивуниң пикирини тонуштурушни мушу нуқтида тохтитип, темини уйғур сиясий мулаһизичилириниң қарашлириға йөткәймиз.

Хитайда болидиған һәр қандақ бир өзгириш уйғур мәнпәәтигә вастилиқ яки бивастә, иҗабий яки сәлбий нуқтидин тәсир көрситиду. Шуңа уйғур паалийәтчилири хитай демократик һәрикитини йеқиндин көзитиду. Уйғур паалийәтчилири арисида, хитайниң демократийилишишиниң уйғур мәсилисигә көрситидиған тәсири һәққидә һәр хил қарашлар мәвҗут, буларни икки чоң түргә айриш мумкин.

Бир түрдикиләр, хитайниң демократийилишишини уйғурлар үчүн һеч пайдисиз һәтта зиянлиқ дәп қарайду. Бу пикирдикиләр, тарихий тәҗрибиләрни чиқиш қилип туруп, хитай миллити тәрипидин қурулған һәр қандақ бир партийә яки гуруһ хитай миллитиниң мәнпәәти үчүн хизмәт қилиду. Уйғурлар билән хитай арисидики зиддийәт антогоник зиддийәт йәни мурәссә қилғили болмайдиған зиддийәт болғини үчүн, хитай демократик һәрикитидин үмид күтүш тарихни тәкрарлайду дәп қарайду вә булар хитай демократчилири билән һәр қандақ бир шәкилдики учришиш яки һәмкарлиқни рәт қилиду.

Йәнә бир түрдикиләр, хитайниң демократийилишишини, уйғур мәсилисни түптин һәл қилмайду, әмма, уйғурларниң аз бир қисим һоқуқиниң болсиму қолға қайтип келишигә вә уйғур миллий һәрикитиниң йәнә бир қәдәм алға бесишиға сәвәб болиду дәп қарайду. Бу қараштикиләр дуняниң нөвәттики вәзийитини чиқиш қилип туруп, уйғурларниң мустәқиллиқ тәлипини қоллап ашкара ипадә билдүргән хитай демократчилири билән, зөрүр тепилғанда һәмкарлишишни зиянлиқ әмәс дәп қарайду. Америкида яшаватқан илшат әпәндиниң пикири мана бу хил қарашқа игә уйғур зиялийлириниң мисали.

юқириқилар, хитайниң демократийилишиши вә уйғур мәсилиси һәққидики бир қисим қарашлардур. Бу темидики қарашларни бундин кейинки программилиримизда давамлиқ аңлитимиз. (Шөһрәт һошур)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.