Хитайниң демократийилишиш мумкинчилики вә уйғур мәсилиси (3)
2008.01.04
" Инқилабқа қетилиш алди билән һәққанийәтчилик мәсилиси, андин әқил вә җасарәт мәсилиси. Бир милләт әзалириниң һәммисидин бу хил сүпәтни күтүш тоғра әмәс. Шуңа инқилаб үчүн, хәлқниң омумйүзлүк ойғинишини күтүш, ишни мумкинсизләштүрүштин башқа нәрсә әмәс. Биз җәмийәтниң пүтүн әзалирини әмәс, пәқәт җәмийәтниң назук вә актип қатлимини ойғитип һәрикәткә кәлтүрсәкла тарихниң еқишини өзгәртәләймиз."
" 4 - Июн роһий йоқалмиди"
юқирида дейилгәнләр" хитайни демократийиләштүрүшниң конкрет йоллири" намлиқ мақалиниң ахирқи қисмида оттуриға қоюлған пикирләрдин бир парчидур. Аптор, сиясий өзгириш билән һәрбий өзгиришни хитайниң демократийигә өтүшидә аз нисбәттә үмид күтүшкә болидиған икки йол дәп көрсәткәндин кейин, асаслиқ йол аммивий дәп көрситиду. Аптор, омуми хәлқниң һесдашлиқини қолға кәлтүрүш вә җәмийәтниң сәзгүр қатлими болған ишчи-хизмәтчиләр вә оқуғучиларни һәрикәткә кәлтүрүш аммивий һәрикәт тәшкилләшниң ғайиси болуши керәк дәп тәкитләйду.
1989 - Йилидики 4 - июн оқуғучилар һәрикити, хитай тарихида шинхәй инқилабиға охшаш охшашла бүйүк һәрикәт. Бу һәрикәткә қатнашқанлар бастурулған болсиму, бу һәрикәтни қозғиған аң, ирадә вә роһ йоқалғини йоқ. Иккинчи қетим йүз бәргүси йәнә бир 4 -июл һәрикитигә, бүгүнки коммунист һакимийәт бәрдашлиқ берәлмәйду. Бу пикирни илгири сүргән аптор, " зораванлиқ йолини асас қилсақ, коммунистлардин пәрқимиз қалмайду, шуңа аммивий қаршилиқ тенчлиқ шәклини асас қилиши керәк" дәп көрситиду вә аммивий һәрикәтниң бир қатар тенчлиқ шәкиллирини көрситип өткәндин кейин, зөрүр тепилғанда, зорлуқ йолиниң чәткә қеқилмаслиқи керәкликини йәнә бир әскәртиду.
Муһәммәд тохти: "пәрқимиз мустәқиллиқ тәлипи"
Мәлум болғинидәк, хитай миллитиниң ғайиси хитайда демократик һакимийәтни тикләш, уйғурларниң ғайиси болса, өз земинида миллий һакимийәтни тикләш. Бир-биридин тамамән пәрқлиқ бу икки ғайигә йетишниң йоллири охшашму? бу һәқтә дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси муһәммәд тохти әпәнди мундақ дәйду: "охшаш нуқтимиз охшаш бир дәврдә яшаватимиз вә коммунист һакимийәтниң зулмиға учраватимиз. Пәрқлиқ нуқтимиз улар демократийә тәләп қиливатиду, биз мустәқиллиқ тәләп қиливатимиз."
Муһәммәд тохти әпәнди йәнә, дуня уйғур қурултийи тәшәббус қиливатқан тинчлиқ йолиниң чәтәлдики уйғур тәшкилатлири үчүн ейтиливатқанлиқини, вәтән ичидики хәлқниң өз имкани даирисидә қандақ мумкинчилик болса шундақ қаршилиқ көрситиш һоқоқиға игә икәнликини, дуня уйғур қурултийиниң вәтән ичидики хәлққә күрәш йоли бәлгиләп бериш имканиға игә әмәс икәнликини, чүнки, уйғур хәлқиниң нөвәттә хитай тәрипидин башқурулуватқанлиқини алаһидә әскәртип өтти.
Муһәммәд тохти: "шеһид аилилиригә игә чиқиш тенчлиқ шәклидики инқилабниң бир қисми"
Муһәммәт тохти әпәнди, вәтән ичидә мумкин болған тинчлиқ шәклидики қаршилиқ һәрикити сүпитидә итаәтсизликни көрсәтти, униң қаришичә, өз мәдәнийитини қоғдаш, хитайниң мәҗбурлимиған байрам - мурасимлиридин өзини қачуруш, хитайдин өзини һәр җәһәттин пәрқлиқ тутуш, өз әвладлириға миллий кимлик вә миллий тарихни чүшәндүрүп тәрбийиләшниму миллий инқилабниң бир қисми һәтта һәл қилғуч қаршилиқлар үчүн зөрүр шәрт дәп көрсәтти.
Алдинқи программимизда дегинимиздәк, чәтәлдики уйғур тәшкилатлири арисидики пәрқ, ғайә вә нишандики пәрқ әмәс, йол вә шәкилдики пәрқтур. (Шөһрәт һошур)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай өткүнчи һөкүмитиниң хитабнамиси вә миллий мәсилә һәққидики қарашлири
- Хитайниң демократийилишиш мумкинчилики вә уйғур мәсилиси (2)
- Бәнәзир бутто дадиси зулфиқар әли буттониң йениға дәпнә қилинди
- Хитайниң демократийилишиш мумкинчилики вә уйғур мәсилиси (1)
- Уйғурларниң мәтбуат вә иҗадийәт әркинликиниң боғулуши (2)
- Қирғизистандики өктичи партийә - гуруһлар сайламда адаләтсизлик көрүлгәнликини илгири сүрди
- Уйғурлар һәққидә инсан һәқлири доклати тәйярлаш қарари мақулланған
- Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, австралийә баш министирини хитайға бесим ишлитишкә чақирди
- Канадада уйғурлар сүкүттә туруп кишилик һоқуқ күнини хатирилиди
- Уйғурлар дуня инсан һәқлири күнини әнқәрә шәһәр мәркизидә хатирлиди
- Уйғурлар дуня кишилик һоқуқ күнини вашингтондики хитай әлчиханиси алдида хатирилиди
- Голландийидә " уйғурларниң һәҗ паалийитигә әркинлик" дегән шуар астида кәң көләмлик намайиш өткүзүлди
- Германийидики уйғурлар дуня кишилик һоқуқ күнини мийонхен хитай әлчиханиси алдида хатирилиди