Америка ташқи ишлар министирлиқи хитай һөкүмити елан қилған "америкиниң кишилик һоқуқи доклати" ға инкас қайтурди
2008.03.13
Бүгүн йәни 13 - март пәйшәнбә күни хитай һөкүмити ахбарат ишханиси америка ташқи ишлар министирлиқи елан қилған дунядики дөләтләрниң 2007 - йилдики кишилик һоқуқ хатириси һәққидики доклатқа инкас қайтуруш тәриқисидә "америкиниң 2007 - йилидики кишилик һоқуқ хатириси "ни елан қилип, америкиниң кишилик һоқуқ хатирисиниң вәйранә вә адәмни чөчүтидиған дәриҗидә начар икәнликини көрсәтти.
"Хәлқара җәмийәт хитайниң кишилик һоқуқ хатирисигә аит материялларға тосқунсиз еришкүси"
Хитай һөкүмити елан қилған америкиниң кишилик һоқуқ доклатиға инкас қайтурған америка ташқи ишлар министирлиқи ахбарат хадими, хитай һөкүмитиниң америкиниң кишилик һоқуқ хатириси үстидә елан қилип келиватқан доклатлири әзәлдин америкиниң әдлийә министирлиқи, нюйорк вақит гезити вә башқа тәшкилатларниң тор бәтлиридә елан қилинған ашкара материялларға асасән тәйярланғанлиқини билдүрди вә " шуни үмид қилимизки, күнләрдин бир күни хәлқара җәмийәт хитайниң кишилик һоқуқ хатирисигә аит материялларға тосқунсиз еришкүси" деди.
" Америкида ашкара вә демократик система қилмишларни өзлүкидин түзитиш механизимидур "
Хитай елан қилған доклатта америкида җинайәт өткүзүш нисбитиниң өсүватқанлиқи америка хәлқиниң һаяти вә җисманий бихәтәрликигә еғир тәһдит селип туруватқанлиқи һәмдә америкида җинси вә ирқий кәмситиш мәвҗуд икәнлики көрситилгән болуп хитайниң бу хил әйибләшлиригә инкас қайтурған америка таш ишлар министирлиқи ахбарат хадими: " кишилик һоқуқ мәсилисидә дуняда һечқандақ дөләт нуқсансиз әмәс, бу америкиниму өз ичигә алиду. Лекин бизниң ашкара вә демократик системимиз шундақ қилмишларни өзлүкидин түзитиш механизми билән тәминләйду" деди
У йәнә, америкида һөкүмәтсиз тәшкилатлар, әркин ахбарат, һөкүмәт аппаратлири вә қанунниң шундақ механизмини илгири сүридиғанлиқини қошумчә қилди.
" Америка елан қилған доклаттики санлиқ мәлуматларда шәк йоқ "
Бүгүн хитай таш ишлар министирлиқи баянатчиси чин гаң баян берип америкиниң кишилик һоқуқ мәсилилиридә икки хил өлчәм позитсийисидә болуватқанлиқини вә башқа дөләтләрниң ички ишиға қопаллиқ билән арилашмаслиқи керәкликини билдүрди вә хитайниң кишилик һоқуқ хатирисиниң хәлқара җәмийәт тәрипидин етирап қилинғанлиқини көрсәтти вә америкиниң бу доклатида берилгән хитайниң кишилик һоқуқ хатириси һәққидики мәлуматларниң асассиз икәнликини билдүргән иди.
Бу һәқтә инкас қайтурған америка ташқи ишлар министирлиқи ахбарат хадими бу доклаттики санлиқ мәлуматларда шәк йоқ икәнликини билдүрди. "Доклатимиз бу нәрсиләргә өзи җаваб берәләйду"
" Уйғур елидә сиясий җинайәтчиләрни еғир җазаға тартиш қилмишлири йәнә мәвҗуд "
Гәрчә америка һөкүмити 11 - март елан қилған кишилик һоқуқ доклатида хитайни дунядики кишилик һоқуқни әң еғир дәпсәндә қиливатқан дөләтләр тизимликидин елип ташлиған болсиму, әмма хитайниң 2007 - йиллиқ кишилик һоқуқ хатирисидә һечқандақ йүксилиш болмиғанлиқини һәмдә хитайниң язғучи - мухбирларни тәқиб астиға елиш, сөз, пикир вә диний әркинликни боғуш, интернет алақисини чәкләшкә охшаш кишилик һоқуқни дәпсәндә қилидиған қилишлар билән шуғуллинип кәлгәнликини паш қилған һәмдә мәзкур доклатниң бешидила хитайда 2007 - йили җәрянида уйғур райони вә тибәт қатарлиқ районларда диний етиқад әркинликиниң техиму қаттиқ искәнҗигә елинғанлиқи көрситилгән һәмдә хитайни мустәбит диктатор дөләт дәп елан қилған шуниңдәк уйғур елидә сиясий җинайәтчиләрни еғир җазаға тартиш қатарлиқ қилмишларниң йәнә мәвҗуд болуп туруватқанлиқи оттуриға қоюлған иди.
Кишилик һоқуқ тәшкилатлири болса америкиниң хитайни кишилик һоқуқни әң еғир дәпсәндә қиливатқан дөләтләр тизимликидин чиқиривәткәнликидин әпсуслинидиғанлиқини билдүрүшти. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай миллий кәмситиш америкида еғир деди, өзидичу ?
- Хитай ташқи ишлар министирлиқи америкиниң 2007 - йиллиқ кишилик һоқуқ доклатиға наразилиқ билдүрди
- Америка ташқи ишлар министирлиқи 2007 - йиллиқ кишилик һоқоқ хатириси доклати елан қилди
- Кишилик һоқуқ паалийәтчиси ху җияниң адвокати йоқап кәтти
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати ": кишилик һоқуқниң хитайдики вәзийитидә һечқандақ өзгириш болмиди"
- Хитай олимпик һарписида кишилик һоқуқни яхшилаш бесимиға изчил дуч кәлмәктә
- Канадада коммунизмниң қурбанлири хатирә мунариси тиклиниду
- Хитай аққунлириниң уйғур дияридики мәнпәәт күриши
- Хитай һөкүмити, уйғур елидә рабийә қадир ханим һәққидә тәтүр тәшвиқатни күчәйткән
- Хитай әрздарлар, хитай хәлқ қурултийиға очуқ хәт әвәтти
- Җорҗ буш олимпик мурасимиға барғанда хитайниң кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойиду
- Олимпик һәқиқәтән хитайниң кишилик һоқуқни яхшилишиға түрткә болдиму?
- Үзүлүп қалған хитай - америка кишилик һоқуқ диалоги қайтидин башланмақчи
- Хитай билән америка кишилик һоқуқ сөһбитини қайтидин әслигә кәлтүрмәкчи
- Рабийә қадир ханим австралийә парламент әзалири вә ташқи ишлар минстирлиқи әмәлдарлири билән көрүшти