Русийә билән оттура асия хитайниң кәлгүсидики әң муһим енергийә мәнбәси
2005.12.01

Бейҗиңда чиқидиған "бейҗиң әтигәнлик гезити" ниң хәвәр қилишичә, хитай нефит тәбиий газ пилан идарисиниң башлиқи ваң гоңли йеқинда ечилған "2005-йиллиқ хитайдики тәбиий газ хәлқара йиғини" да, гәрчә һазир хитайниң тәбиий газға болған еһтияҗиниң барғансери импорт қилишқа тайинип қеливатқанлиқидин әндишә қилсиму, лекин хитайниң тәбиий газ импортиға болған кәлгүсиниң парлақ икәнликигә ишинидиғанлиқини билдүрди.
Хитай кәлгүси еһтияҗи үчүн пилан түзиватиду
Хәвәрдә йәнә, хитайниң 2020 - йилиға барғанда 100 милярд куп метир тәбиий газни импорт қилишқа еһтияҗлиқ болидиғанлиқи, шуңа хитайниң һазир кәлгүсидики тәбиий газ импорт йолини еһтиятчанлиқ билән пиланлаватқанлиқи йезилған. Бу пилан бойичә хитай русийидин йилиға 60 милярд куп метир тәбиий газ импорт қилса, оттура асия дөләтлиридин 30 милярд куп метир тәбиий газ импорт қилидикән.
Ваң гоңли йиғинда йәнә, хитай бу импорт қилинидиған тәбиий газларни қуруқлуқ вә деңиз йоли һәр иккила йолдин киргүзидиғанлиқини, уларниң кәлгүсидә тәбиий газ импорт қилиш миқдарини һәтта 150 милярд куп метирға йәткүзүши мумкинликини ейтти.
"Бейҗиң әтигәнлик гезити" ниң хәвиригә қариғанда, йеқинқи йиллардин буян хитайниң тәбиий газға болған еһтияҗи шиддәт билән ешиватқан болуп, йилиға тәхминән %11 тин %13 кичә ешип маңған. Америкиниң һавайидики "асия тинч-окян мәркизи"ниң русийә - хитай ишлири мутәхәссиси доктор робен азизиян русийә билән оттура асияниң хитай билән болған енергийә мунасивити һәққидә тохтилип мундақ деди:
"Нефит мәсилисини елип ейтқанда, һазир униң кәлгүсидә қандақ болидиғанлиқи техи ениқ әмәс. Хитай чоқум русийидин бир қисим нефитләргә еришиши мумкин. Лекин қанчилик нефиткә еришидиғанлиқи вә немә шәртләрниң қоюлудиғанлиқи техи һәл болмиған мәсилиләрдур. Тәбиий газға кәлсәк, икки тәрәп оттурисидики сөһбәт һазирғичә давамлишиватиду. Һазир русийә експорт қиливатқан тәбиий газларниң 80% и явропаға експорт қилиниватиду. Шундақла қазақистанни өз ичигә алған оттура асия дөләтлириниңму явропа, америка вә хитай һәммиси билән тәбиий газ һәмкарлиқ түрлири бар".
"Бейҗиң әтигәнлик гезити" хәвиридә йәнә, русийиниң узундин бери хитайға зор миқдарда тәбиий газ експорт қилишни халап кәлгәнликини, шундақла русийиниң йирақ шәрқтин хитайға қаритип салмақчи боливатқан газ туруба қурулушиниңму русийә федерал һөкүмити тәрипидин келәр йили йил бешиғичә тәстиқлиниши мумкинликини көрсәткән. Оттура асия дөләтлириниң тәбий гази хитайға башта йетип кәлгән болуп, өткән айда хитай билән қазақистан оттурисидики тунҗи тәбиий газ туруба йолиниң омумий мусаписи пүткән һәмдә униңдин рәсмий газ маңғузушқа башлиған.
Хитай нефит тәбиий газ пилан идарисиниң башлиқи ваң гоңлиниң ейтишичә, русийиниң хитайға киргүзидиған тәбиий газлири бәлким русийиниң ғәрбий вә шәрқий сибирийә һәмдә сахалин районлиридин келиши мумкин икән. Шундақла бу 3 райондин хитайға маңғузилидиған тәбиий газ миқдари йилиға айрим-айрим һалда тәхминән 30 милярд, 20 милярд вә 10 милярд куп метир болуши мөлчәрләнмәктә.
Хитай русийиниң оттура асияда риқабәтләшмәйду
Хитайниң нефиткә болған еһтияҗиниң оттура асия районидики истратегийилик тарқилиши кәлтүрүп чиқиридиған тәсири һәққидә тохталған робен әпәнди мундақ деди:
" Оттура асия дөләтлириниң нефит вә тәбиий газиниң хитайға киргүзүлиши, әлвәттә русийиниң бу райондики тәсирини аҗизлитиду. Бу йәнә шуни көрситидуки, хитайниң оттура асия районидики иқтисадий мәвҗутлуқи күнсайин рошәнлишиватқан мәзгилдә, русийиниң бу йәрдики тәсири аҗизлап меңиватиду. Лекин хитай икки хил сәвәбтин русийә билән риқабәтлишәлмәйду. Буниң бири, русийиниң бу райондики һәрбий мәвҗутлуқи болса, йәнә бири, русийиниң бу дөләтләр билән болған мәдәнийәт тарихий мунасивитидур".
Хитай һөкүмити кәлгүсидә %50 нефит вә тәбиий газни сирттин импорт қилса, қалғанлирини дөләт ичидики енергийә мәнбәлиригә тайинип һәл қилиду. Буниң арисида уйғур ели хитайни енергийә билән тәминләйдиған муһим база қилинидиған болуп, у йәнә, оттура асия дөләтлиридин киридиған нефит вә тәбиий газларни хитайниң деңиз бойи өлкилиригә йөткәйдиған муһим истратегийилик район қилиниду. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай билән русийә қазақистан нефитини талашмақта
- Канада соти хитайниң канада игидарчилиқидики нефит ширкитини сетивелишини тәстиқлиди
- Канада өктичилири нефитни қорал қилип хитайға бесим ишлитишни тәләп қилди
- Хитайниң канада игидарчилиқидики қазақистан нефит ширкитини сетивелиши тохтитилди
- Хитайниң йиллиқ омумий мәһсулат қиммити, 5 - омумий йиғин вә "муқәддәс - 6"