Хитайниң диққәт етибари шималий ираққа бурулмақта
2006.05.18
Түркийә җумһурийәт гезитиниң 5-айниң 17-күнидики санида "дөләтниң барғансери ешип бериватқан нефит вә енергийә еһтияҗи хитай һөкүмитиниң диққәт етибарини шималий ираққа буриди" темисида мақалә елан қилинди.
Баһадир сәлим диләк язған бу мақалида, хитайниң ирақта турушлуқ баш әлчиси яң хоңлиңниң шималий ираққа берип курт районини зиярәт қилип, курт райониниң рәһбири мәсут барзанини рәсмий зиярәт үчүн бейҗиңгә тәклип қилғанлиқи йезилған. Хәвәрдә буниң түркийә һөкүмитини биарам қилғанлиқи йезилған.
Хитай даирилириниң бу һәрикити түркийә хитай мунасивитигә қандақ тәсир елип келиду? түркийидики мутәхәсисләрниң бу һәқтики қарашлири қандақ?
©
2006 Radio Free Asia
Мунасивәтлик мақалилар
- Түркмән баши хитай билән газ оюни ойниди
- Хитайниң байлиқ мәнбәлирини ечиш сияситидин уйғурлар қанчилик мәнпәәт көрди?
- Хитай канада нефит ширкити енкананиң еквадордики мүлкини сетивалди
- Иранниң ядро пилани тоқунуш гирдавиға маңди
- Русийә билән оттура асия хитайниң кәлгүсидики әң муһим енергийә мәнбәси