Хитайниң содидики сақтилиқи 8 дөләт йиғининиң муһим тәнқид темиси
2007.06.05
Германийиниң һәр қайси шәһәрлиридә миңлиған намайишчиларниң наразилиқиға учраватқан 8 дөләт башлиқлириниң йиғинида, германийә тәрәп хитайниң германийә таварлирини копи қилип ясаш қилмишиниң техиму көпийиватқанлиқини қаттиқ тәнқид қилди.
Хитайниң техника оғурлаш вә чәтәл таварлирини тәқлид қилиш қилмишини чәкләш музакиригә қоюлидиған муһим мәзмунлар
2005 Вә 2006 - йили хитай баш министири вен җябао германийигә зиярәткә кәлгәндә, германийә дөләт рәһбәрлири хәлқара мәтбуатиниң көзидила вен җябавни қаритип қоюп, хитайниң тәқлидчилик қилмишини әйиблигән иди. Бу қетимқи 8 дөләт башлиқлириниң йиғинида, германийә баш министири анҗила меркилниң муһим сөз темилириниң бири хитайниң тәқлидчиликигә үнүмлүк усулда чәк қоюш тоғрисида болған.
Германийә долқунлири радиосиниң 6 - айниң 3 - күнидики хәвиригә асасланғанда, бу қетимқи 8 дөләт рәһбәрлири йиғинида хитайниң техника оғурлаш вә чәтәл таварлирини тәқлид қилиш қилмишини чәкләш музакиригә қоюлидиған муһим мәзмунлар қатаридин орун алған.
Германийә таварлириниң % 75 иниң хитайда тәқлид қилип ясилип, тәрәққи қиливатқан әлләр вә үчинчи дуня әллиригә сетиливатиду
Германийә сода - санаәтчиләр бирләшмисиниң мәлуматиға асасланғанда, хитай дунядики тәқлидий тавар ишләпчиқиришта рекорт яратқан чемпийон дөләткә айланған. Һәр йили хитайниң тәқлидчилики түпәйли тартидиған зиян 30 милярд йевроға йәткән болуп, бу сан йилдин йилға өрләп бармақта икән.
Германийиниң таможна вә сақчи даирилириниң ашкарилиған мәлуматлириға қариғанда, дунядики мусадирә қилинған пүткүл тәқлидий таварларниң йерими хитайда ишләпчиқирилған икән. Германийә сода - санаәт бирләшмиси йәнә германийә таварлириниң % 75 иниң хитайда тәқлид қилип ясилип, тәрәққи қиливатқан әлләр вә үчинчи дуня әллиригә сетиливатқанлиқини, һәтта германийә маркилирида базарға селиниватқанлиқини елан қилған.
Д у қ ички ишлар комитетиниң мудири абдуҗелил қариһаҗим хитайниң бу хил техника оғурлуқиниң ғәрб әллиридә күчлүк наразилиқ пәйда қиливатқанлиқини, ғәрб әллиригә зор иқтисади зиян кәлтүрүпла қалмастин, ишсизлиқ мәсилисиниң еғирлишишиға сәвәбчи болуватқанлиқини тилға елип өтти.
Чәтәл мутәхәссислириниң қаришичә, хитайниң 70 - йилларниң ахирлири чиқарған тавар вә нәшир боюмлириниң патент һоқуқини қоғдаш қануни хәлқара сода тәшкилатиниң мизаниға тамамән уйғун болсиму, әмма бу қанун хитайда һич иҗра қилинмайдикән. Қануншунас роберт әпәнди бу һәқтә тохтилип, "хитайниң қанун иҗра қилиши нормал әмәс. Йәрлик һөкүмәтләр қанун билән һесаблишип кәтмәйду. Хитайда һәр қандақ сот мәһкимиси һөкүмәткә беқинидиған болғач, тәқлидий тавар ишләпчиқиришни чәкләймән, дегәнлик қуруқ гәптин ибарәт" дәп көрсәткән.
Бәзи хитайшунаслар, хитайларниң бу хил тәқлидчилик характерини уларниң әнәниси нуқтисидин тәһлил қилип, коңзиниң "шагирт устазни дориши керәк" дегән тәлиматиға хитайларниң әмәл қилидиғанлиқини, 7 - әсирдә һиндистандин ном оғурлап келип, уни өзиниң қиливалғанлиқини мисал алған. Бу йәрдә хитайниң иҗад қилишқа әмәс, оғурлашқа вә копи қилишқа майиллиқи гәвдиләндүрүлгән.
Хитайниң ғәрб таварлирини копи қилип, өзиниң мелиға айландуруп иқтисад топлаш қилмиши һеч өзгәргини йоқ
Бу йил 4 - айда америка һөкүмити хитайда америкиниң киноси, китаблири вә юмшақ деталлириниң кәң - кушадә копи қилинип сетиливатқанлиқи сәвәблик хитайни әйиблигән иди. Германийә һәр қетим хитай билән болған учришишлирида бу нуқтиға җиддий муамилә қиливатиду. яврупа бирликиму хитайға қайта - қайта агаһландуруш бериватиду. Әмма хитайниң ғәрб таварлирини копи қилип, өзиниң мелиға айландуруп иқтисад топлаш қилмиши һеч өзгәргини йоқ. Хитай һөкүмәт рәһбәрлири һәр қетим ғәрб рәһбәрлири билән көрүшкәндә, хитайдики тәқлидчилик қилмишиға чәк қоюдиғанлиқи тоғрулуқ вәдә берип кәлгән болсиму, әмма ғәрб дуняси хитайда азрақ бир өзгиришниң вуҗудқа чиққанлиқини көзгә челиқтуралмиған. Хитайниң вәдилири давамлиқ вәдә петичә қалған.
Хитай иқтисадшунаслири хитайдики бу хил тәқлидчиликни тәрәққият басқучида туриватқан дөләтләр муқәррәр рәвиштә басидиған йол, дәп қарап, тарихтин мисаллар елиш билән өзини ақлашқа уриниватқан болсиму, ғәрб сода - санаәт органлири өз дөләт һөкүмәтлиригә вә хәлқара сода тәшкилатиға хитайни чәкләш һәққидики бесимлирини күчәйтмәктә. яврупа бирликиниң сода комитетиму бу мәсилә һәққидә җиддий баш қатурмақта. ( Әкрәм)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай терроризимға қарши туруш қануни чиқармақчи боливатиду
- Хәлқара җәмийәт америкиниң хитай үстидин әрз қилғанлиқиға түрлүк инкас билдүрмәктә
- Америка вә хитай оттурисидики сода мунасивити җиддийлишишкә башлиди
- Канада сақчи даирлири хитайларниң сахта пластинка содисиға зәрбә бәрди
- Хитайда әқлий мүлүк һоқуқини қоғдаш мәсилиси йәнила еғир
- Хитайдики әқлий мүлүк һоқуқи мәсилиси һәққидә гуваһлиқ бериш йиғини өткүзүлди
- Америка хитайдики әқлий мүлүк һоқуқи мәсилиси һәққидә мәхсус доклат елан қилди
- Америка дөләт мәҗлисидә хитайниң сода мәсилиси һәққидә муһакимә йиғини өткүзүлди
- Хитайдики сақчиларға қарши зораванлиқ вәқәләрниң көпийишигә немә сәвәбчи?
- Хитайниң қанун системиси ишләмду?
- Әқлий мүлк һоқуқиға таҗавуз қилиш, хитай - америка сода мунасивитидики " зор ихтилап"
- Америка сода министири хитайни зиярәт қилди