Явропа иттипақи президенти барросо, хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини яхшилишини тәләп қилди


2005.07.14
CHINA-EC-PRESIDENT-49.jpg

явропа иттипақи президенти хосий мануил барросо, пәйшәнбә күни хитайда 18 - июлға қәдәр давамлишидиған зияритини башлиди. Барросониң бейҗиңда тәкитлишичә, хитай алди билән кишилик һоқуқ хатирисини яхшилиса, явропа иттипақи андин хитайға йүргүзгән қорал - ярақ имбаргосини бикар қилишни ойлишидикән.

Барросо, " бейҗиңниң алди билән б д т пуқралар һоқуқи вә сияси һоқуқ әһдинамисини қобул қилишиға тоғра келиду," дәп көрсәтти. Хитай һөкүмити һазирға қәдәр б д т ниң "пуқралар һоқуқи вә сияси һоқуқ әһдинамисини" қобул қилмиған. Барросо мундақ дәйду: " биз тәртипни сақлаш керәкликини тоғра чүшүнимиз, әмма шундақла биз һечқандақ бир кишиниң пикир - чүшәнчилири сәвәбидин түрмигә ташланмаслиқи керәкликигә ишинимиз."

Хитай - явропа мунасивитиниң йошурун күчи вә тосалғулар

Барросо хитайдики зиярити җәрянида ху җинтав, вен җябав қатарлиқлар билән сөһбәт елип бариду. Вен җябав, пәйшәнбә күни барросони қарши елиш мурасимида, " явропа иттипақи билән мунасивитимизни күчәйтиш җоңгониң асаслиқ ташқий сиясити шундақла җоңго явропа иттипақиниң бу җәһәттики тиришчанлиқини қарши алиду, дәп тәкитлигән.

Хитай явропа иттипақиниң 2 - чоң сода шерики шундақла явропа иттипақи билән хитайниң омуми сода һәҗими йеқинда хитай - америка сода һәҗимидин ешип кәткән.

Барросо, чаршәнбә күни бейҗиңға қарап йолға чиқиш алдида хитайдики зиярити һәққидә тохтилип, "мунасивитимизни чоңқурлаштуруш, шерикчиликимизни кеңәйтишниң йошурун йоллирини тепишни үмид қилимән," дәп әскәртти шундақла " явропа иттипақи билән хитай кишилик һоқуқ, қирғинчилиқ характерлик қоралларни контрол қилиш, тероризимға қарши туруш шундақла көчмәнләр мәсилиси бойичә сияси мунасивитини алға сүрсә, һәр иккила тәрәп мәнпәәткә игә болиду," дәп көрсәтти.

Имбаргониң йеқин арида бикар қилиниш еһтимали аз

Хитай һөкүмити явропа иттипақиниң имбаргони бикар қилишни тәләп қилмақта. Әмма барросо, имбаргони бикар қилиш үчүн җоңгониң чоқум явропа иттипақдики 25 дөләтни қайил қилишиға тоғра келидиғанлиқини билдүрди. явропа иттипақидики германийә билән франсийиниң имбаргони бикар қилиш тәшәббуси, иттипақтики бәзи дөләтләрниң рәт қилишиға дүч кәлмәктә.

Көзәткүчиләрниң тәкитлишичә, гәрчә бейҗиң һөкүмити имбаргони бикар қилишни тәләп қилип явропа иттипақини қиставатқан болсиму, әмма америкиниң имбаргони бикар қилишқа қарши чиқиши имбаргониң йеқин арида бикар қилинмайдиғанлиқидин дерәк беридикән.

явропа иттипақиниң баянатчиси, чаршәнбә күни брюсселда " хитай кишилик һоқуқ хатирисини яхшилаш явропа иттипақиниң имбаргони бикар қилишға зор дәриҗидә түрткә болиду," дәп көрсәтти. Әмма явропа иттипақи баянатчисиниң тәкитлишичә, хитай һөкүмити явропа иттипақиниң шәртлирини һазирға қәдәр қандурулмиған.

Хитайни базар игиликидики дөләт, дәп тонушқа балдурлуқ қилиду

Имбарго мәсилиси билән биргә, явропа иттипақи бейҗиңниң хитайни базар игиликидики дөләт, дәп етирап қилиш тоғрисидики тәлипигә дуч кәлмәктә. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси лю җйәнчав, пәйшәнбә күни " хитайни базар игиликидики дөләт, дәп тонуш хитайниң сотсиялистик базар игилики системисини бәрпа қилиш йолида қолға кәлтүргән мувапиқийитини етрап қилиш болуп һесаблиниду," дәп тәкитлигән. Әмма барросо шу күни бейҗиңда, явропа иттипақиниң һазирчә хитайни базар игиликидики дөләт, дәп етирап қилиш пилани йоқлиқини билдүрди.

Барросониң тәкитлишичә, хитайни базар игиликидики дөләт, дәп етирап қилишниң шәрт - шараити пишип йетилмигән. У, бу йил 9 - айдики җоңго - явропа иттипақи башлиқлар йиғиниға қәдәр явропа иттипақиниң бу тоғрисида қарар чиқармайдиғанлиқини билдүрмәктә.

Көзәткүчиләрниң анализ қилишичә, әгәр явропа иттипақи хитайни базар игиликидики дөләт, дәп тониса, дуня сода тәшкилатиниң бәлгилимиси бойичә хитай таварлириниң явропада төкмә қилип сетилишиға қарши тәдбир елиш пилани чәклимигә учрайдикән.

явропа иттипақи билән хитай оттурисида һәл қилишқа тегишлик нурғун ишлар бар

Барросо, " бу қетимқи сәпиримдә хитайниң явропа товарлириға ишикини ечиветиш нийити бар - йоқлиқини сүрүштүримән," деди. Униң тәкитлишичә, явропа җәмийити хитай иқтисади күчини тәһдит әмәс, бәлки пурсәт, дәп қарашни халайдикән. Барроси, җүмә күни хитай дөләт рәиси ху җиңтав билән көрүшиду. У, пәйшәнбә күни вен җябав билән сөһбәт елип барди.

Шинхуа ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, вен җябав хитай билән явропа иттипақи истратегийилик шериклик мунасвитини кеңәйтиш вә чоңқурлаштуруши керәк, дәп қарайдиғанлиқини билдүргән. Әмма барросо, вен җябав билән сөһбәт башлашниң алдида хитай билән явропа иттипақи оттурисида һәл қилишқа тегишлик нурғун ишларниң барлиқини әскәрткән иди. Борросониң зиярити 18 - июлға қәдәр давамлишиду. У шаңхәй, авмин вә хоңкоңларни зиярәт қилидикән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.