Германийә, хитайниң шу дөләттики уйғурлар һәққидики әрзини тәкшүрүш үчүн мәхсус хадим әвәтишни пиланлимақта
2004.12.13
Германийидә чиқидиған дер сипайгил (Der Spiegel) һәптилик жорнилиниң дүшәнбә күни бәргән хәвиридин ашкарилинишичә, хитай һөкүмити германийидики уйғурларни хитайға қаритилған террорлуқ һәрикәтләрни пиланлаватиду дәп әйибләп, германийә даирилиригә әрз сунған.
Германийә даирилири бу мунасивәт билән пат арида хитайға икки нәпәр тәкшүргүчи хадимини әвәтип, хитай топлиған алақидар "пакитлар" ни тәкшүрмәкчи болған.
Хитай һөкүмити өткән йилиниң ахири германийидики "дуня уйғур яшлар қурултийи", "шәрқий түркистан учур мәркизи" ни өз ичигә алған төт тәшкилат билән бир қисим шәхисләрни "террорлуқ тәшкилатлар вә террорчилар" дәп елан қилған иди. Бирақ германийә һөкүмити буни етирап қилмай, мәзкур тәшкилат вә шәхсләрниң паалийәтлирини чәкләшни рәт қилған иди.
Уйғурларниң диққитини қозғимақта
Бу қетим, германийә баш министири герхард широйдерниң хитай зияритидин узун өтмәйла, германийә даирилириниң уйғурларниң паалийәтлирини ениқлаш үчүн, хитайға адәм әвәтишни қарар қилиши, чәтәлдики уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийитигә көңүл бөливатқан затлар, кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә уйғурларниң диққәт етибарини қозғимақта.
Намәлум ғәрәз
Германийиниң мийонхин шәһиридә уйғурларға ярдәм бериватқан адвукат алберк гориң әпәнди, германийиниң хитайға тәкшүргүчи хадимлирини әвәтишиниң бәлким хитай билән қилған бир содиси болиши мумкинликини билдүрүп, мундақ диди:
- Мениңчә германийә һазир б д т бихәтәрлик кеңишиниң даимий әзаси болушни интайин арзу қиливатиду. Буниң үчүн, хитайниң қоллишиға еришиш керәк. Шуңа, германийә бу қетим хитайниң тәлипигә қошулуп, хитайға адәм әвәткән болиши мумкин. Бирақ, мениңчә бу ишниң ахири чиқмайду. Чүнки, германийидики барлиқ уйғур тәшкилатлириниң паалийәтлири германийә бихәтәрлик органлириниң назарити вә қоғдиши астида. Германийә бихәтәрлик органлири бу йәрдики уйғур тәшкилатлириниң паалийәтлирини бәш қолдәк билиду. Мениңчә, германийә тәкшүргүчи хадимлириниң бу қетим хитайға бериши, бу йәрдики уйғурларниң паалийәтлиригә һечқандақ тәсир көрситәлмәйду.
Уйғур тәшкилатлири қанун бойичә иш қиливатиду
Алберк гориң әпәнди йәнә, германийидики уйғурларниң германийиниң қануни вә хәлқара қанунларға бинаән паалийәт елип бериватқанлиқини билдүрүп, мундақ диди:
- Мениңчә, германийә тәкшүргүчилири бу қетим хитайни зиярәт қилған тәғдирдиму һечқандақ бир нәтиҗигә еришәлмәйду. Чүнки, бу йәрдики уйғурлар һечқандақ қанунсиз паалийәт елип барғини йоқ. Шуңа, хитайму мениңчә германийә тәкшүргүчилирини қайил қилғидәк пакит көрситәлмәйду.
"Террорчи" лар тизимликидики долқун әйса әпәнди билән сөһбәт
Баш штаби германийидики дуня уйғур қурултийиниң баш катиби долқун әйса әпәндиму хитай һөкүмити тәрипидин "террорчилар" тизимликигә елинған иди. Долқун әйса әпәнди, хитай һөкүмитиниң германийидики уйғурларни теророрлуқ һәрикәтләрни пиланлаватиду дигән әйиплишигә қарита, мухбиримизниниң зияритини қобул қилди.
Мухбиримизниң бу һәқтики зияритини юқиридики аваз улинишидин аңлаң
Мунасивәтлик мақалилар
- Гвантанамодики уйғурлар һәққидә муһәммәт имин һәзрәт билән сөһбәт
- Уйғур сиясий паалийәтчиси мәмтимин һәзрәт әпәнди билән рабийә қадир һәққидә сөһбәт
- Муһәммәт имин һәзрәт әпәнди билән сөһбәт
- Германийидики тәшкилатлар, шредөрни хитай билән кишилик һоқуқ мәсилиси бойичә сөһбәт елип беришқа үндиди
- Германийә баш министири шройдер хитайдики зияритини ахирлаштурди
- Д у қ ниң баш катиби долқун әйса ерқий кәмситишкә қарши туруш йиғинида сөз қилди
- Долқун әйса норвигийидә өткүзүлгән ирқий кәмситишкә қарши туруш йиғиниға қатнашти
- Долқун әйса норвигийидә өткүзүлидиған ирқий кәмситишкә қарши туруш йиғини һәққидә сөзлиди