Интернет хакирлириниң һуҗуми хитай билән германийә арисида йәнә маҗира пәйда қилди
2007.10.24
Хитай интернет хакирлириниң германийә тор бәтлиригә һуҗум қилип, һөкүмәт вә ширкәтләрниң тор бәтлиридин ахбарат оғрилаш вәқәси германийә - хитай арисида йәнә сүркилиш пәйда қилди. Бу мәсилидики сүркилиш германийә бихәтәрлик органлири ахбарат оғрилаш вәқәсидә хитай дөлитиниң қоли барлиқини җакарлап, хитай даирилирини ашкара әйиблигәндин кейин техиму әвҗ алди. Хитай тәрәп болса германийә даирилириниң пикирини рәт қилмақта.
Германийә асасий қанун қоғдаш идариси германийиниң ички ахбарат оргини болуп, мәзкур органниң муавин башлиқи хәниз елмар ремберг, алдинқи күни германийә ширкәтлири вә һөкүмәт органлириниң тор бәтлиригә қаритилған күндилик җасуслуқ һуҗумларниң һәммисидә дегүдәк хитай дөлитиниң қоли барлиқини илгири сүргән. Хәниз елмар ремберг, германийә мәтбуатлириға елан қилған баянатида "бизниң қаришимизчә, бу интернет һуҗумлириниң һәммиси хитай дөлитиниң мәнпәәти үчүн елип бериливатиду " дәп тәкитлигән. У йәнә,"бу һуҗумниң җиддийлики, лайиһилиниш дәриҗиси вә германийә һөкүмәт органлирини һәм ширкәтлирини нишан қилғанлиқи бу қаришимизниң тоғрилиқини испатлимақта " дәйду. Бу германийә даирилириниң хитайни интернет хакирлириниң һуҗуми мәсилисидә биринчи қетим әйиблиши әмәс.
Хитайниң интернет уруши германийини нишан қилди
Германийә мәтбуатлири бу йил 8 - айдики хәвәрлиридә, германийә һөкүмәт министирлиқлириниң тор бети хакланғанлиқини вә бу вәқәләрдә хитай һәрбий даирилириниң қоли барлиқини илгири сүргән болсиму, лекин хитай һөкүмити буни рәт қилған иди.
Асасий қанун қоғдаш идарисидики ремберг, берлиндики мухбирларни күтүвелиш йиғинида "бәзи кишиләрниң бу әһвални хитайниң интернет уруши " дәп атиғанлиқини әскәртип, бу түрдики һуҗумларға қарши туридиған йеңи уқумға еһтияҗ туюватқанлиқини билдүргән. Лекин у йәнә, қанун йоллар билән учур топлайдиған хитай ширкәтлирини хитайниң санаәт җасуслуқи билән шуғуллинидиған органлиридин пәрқләндүрүшкә тоғра келидиғанлиқини әскәрткән.
Ремберг мундақ дәйду,"хитай хәлқ җумһурийити пүтүн күчи билән дуняви миқясида сиясий, һәрбий, истратегийилик вә пән- техника учури йиғип, өзиниң техника җәһәттики бошлуқини тез арида толдурмақчи болуватиду". Америка харвард университетиниң сиясий пәнләр магистири, университеттики бир тәтқиқат түриниң ярдәмчи тәтқиқатчиси әлнигар илтәбир хитайниң интернет җасуслуқи тоғрисида тохталди.
Лю җйәнчав " биз бу түрдики әйибләшни рәт қилимиз "
Германийә асасий қанун қоғдаш идарисиниң пикири сәйшәнбә күни хитай ташқи ишлар министирлиқиниң рәт қилишиға учриди. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң сәйшәнбә күнки күндилик ахбарат елан қилиш йиғинида "мән германийә тәрәпниң шуни айдиңлаштурувелишини тәкитлимәкчи" дәп әскәрткән ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси лю җйәнчав, "бу бизни наһайити тәәҗүпләндүрди шундақла биз бу түрдики әйибләшни рәт қилимиз " дәйду.
Хитай һөкүмити, өзиниң интернет хакирлириға қарши икәнликини вә һәр йили интернет хакирлириниң һуҗумиға учрап келиватқанлиқини илгири сүрмәктә. Лекин германийилик анализчиларниң әскәртишичә, әгәр германийә һөкүмитиниң йетәрлик пакити болмиса, бу мәсилини ашкара оттуриға қоймаслиқи мумкин. Германийә асасий қанун қоғдаш идарисидики ремберг, германийә һөкүмәт органлириға қаритилған һуҗумниң кишини "һәйран қалдуридиған дәриҗидә җиддийлики" вә хакирларда байқилип қелиш ғәм - қайғуси йоқлуқини әскәртип, " һуҗумлар һәр күни яки һәр 2 күндә бир қетим йүз бериватиду " дәп көрсәтти.
Ремберг йәнә, хитайниң классик җасуслуқ методлирини қоллиниватқанлиқини, хитайниң германийидики дипломатик вәкиллири вә хитай мәтбуатлириниң җасусларға һәмдәмчи болуватқанлиқини әйибләп," германийидики хитай дипломатик вәкиллириниң ишханилири вә хитай ахбарат агентлиқлири мәхпий җасусларни йәрләштүрмәктә" дәп тәкитлигән.
" Бу хитай - германийә мунасивәтлиригә узун мәзгиллик сәлбий тәсир көрситиши мумкин"
Хитай хакирлириниң һуҗумиға учриған дөләтләр америка, франсийә, канада вә йеңи зеландийиләрни өз ичигә алсиму, лекин германийә бу дөләтләр ичидә әң җиддий һуҗумға дуч келиватқан дөләттур. Америка харвард университетидики әлнигарниң әскәртишичә, хитай хакирлириниң һуҗуми хитай - германийә мунасивәтлириниң сәзгүр мәзгилидә йүз бәргән. Лекин әлнигар, "бу хитай хакирлириниң һуҗумидики бирдин - бир сәвәб әмәс" деди. Германийә мәтбуатлириниң хәвиридә, хитай һәрбий даирилири билән мунасивәтлик интернет хакирлириниң 8 - айдики вәқәдә германийә баш министири ангела меркелниң баш министирлиқ ишханисидики тор сестимисиға учур оғрилайдиған программа йәрләштүрмәкчи болғанлиқини илгири сүрүлгән.
явропа иттипақи хитайниң дунядики әң чоң сода шерики болупла қалмай, явропа иттипақидики германийә хитайниң бу иттипақтики әң чоң сода шерикидур. Германийилик анализчиларниң әскәртишичә, германийә баш министириниң далай ламани күтивелиш вәқәси яки уйғур рәһбири рабийә қадир ханимниң германийидики паалийити хитайларни ғәзәпләндүрсиму ,лекин хитайниң германийә тор бәтлиригә һуҗум қилиш вәқәси " достанә болмиған "һәрикәт болуп, бу хитай - германийә мунасивәтлиригә узун мәзгиллик сәлбий тәсир көрситиши мумкин. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Франкфорт шәһиридә өткүзүлгән "уйғур мәдәнийәт һәптилики" вә уйғурлар намайиши
- Д у қ баш катипи долқун әйсаниң йеқинқи бир қатар паалийәтлири һәққидә сөһбәт
- Германийә мәтбуатлирида "сериқ җасус" ғәвғаси
- Меркелниң хитай зиярити һарписида германийә дөләт мәхпийәтлик органлири хитайниң җасуслуқ һуҗумиға учриған
- Меркел ханим хитайни ахбарат вә сөз-пикир әркинликини қоюветишкә қистиди
- Ангела меркел: хитай оюнниң хәлқара қаидисигә бойсунуши керәк
- Рабийә қадир һәққидики учурлар германийә мәтбуатлирида давамлиқ елан қилинмақта
- Германийиниң бир аммиви һәйити түркийидә уйғурлар һәққидә тәкшүрүш елип барди
- Хитайниң содидики сақтилиқи 8 дөләт йиғининиң муһим тәнқид темиси
- Д у қ рәиси рабийә қадир ханим қурултай тәйярлиқ хизмәтлирини көздин кәчүрди