Америкиниң хитайниң һәрбий күчи һәққидики 2008- йиллиқ доклати инкас қозғиди
2008.03.04
3- Март америка дөләт мудапиә министирлиқи пәнтеган тәйярлап дөләт мәҗлисигә сунған хитайниң һәрбий күчи һәққидики 2008- йиллиқ доклатида, хитайниң һәр йили һәрбий сиелинмисини ашуруп, һәрбий тәрәққиятиниң көлими кеңәйтип, әмма бу һәқтики хам чотини сиртқи дунядин мәхпий тутуп келиши асия қитәсиниң муқимлиқи вә бихәтәрликигә тәһдит салмақта дәп көрсәткән.
Хитайниң елан қилған һәрбий хам чотидики омуми сомма һәқиқий әмәс
Доклат үстидә тохталған америка дөләт мудапиә министирлиқи шәрқий асия бөлүминиң директор ярдәмчиси давид сидней әпәнди, хәлқара җәмийәтниң хитайни һәрбий саһәсидә елип бериватқан заманивилаштуруш қурулушиниң ғәризи, истиратегийиси вә һәқиқий иқтидари тоғрисида чүшиниш дәриҗисиниң чәклимигә учрап келиватқанлиқини көрсәтти вә шу сәвәбтин доклатта бәзи йетәрсизликләрниң болуши мумкинликиниму қошумчә қилди.
Доклатта гәрчә, хитай өзиниң 2007- йиллиқ һәрбий хамчотини 2006- йилдикигә қариған 19.47 Пирсәнткә өстүрүп 45.99 Милярд америка доллириға йәткүзгәнликини елан қилған болсиму, әмма хитай һәрбий хам чотидики омумий селинмиси җәһәттики учурларни қаттиқ контрол қилғанлиқтин омуми сомминиң һәқиқий болушиға ишәнгили болмайдиғанлиқи оттуриға қоюлған болуп, мөлчәр вә башқа санлиқ мәлуматларға асаслинип хитайниң 2007- йиллиқ һәрбий хам чотиниң 97 милярттин 139 милярд америка доллири әтрапида болуши мумкинлики көрситилгән.
Давид сидней әпәнди:"бу доклат америкиниң ортақ тонушиниң мәһсули "
Давид сидней әпәнди, мәзкур доклатниң америка һөкүмитиниң хитайниң һәрбий иқтидари һәққидики ортақ тонушиниң мәһсули икәнликини, бу доклатни тәйярлашқа, ақсарай, ташқи ишлар министирлики, вә америкиниң алақидар ахбарат тәминләш органлириму ортақ қатнашқан болғачқа, буни ялғуз америка дөләт мудапиә министирликиниң йәккә мәйдани дәп ейтишқа болмайдиғанлиқини тәкитлиди.
У йәнә, мәзкур доклатниң америка һөкүмитиниң хитайниң һәрбий иқтидарини адил вә һәқиқий баһалап чиқиш үчүн зор тиришчанлиқ көрсәткәнликини билдүргән иди.
Чиң гаң:" бу хитай тәһдит нәзирийисини тәрғип қилғанлиқ "
Һалбуки, бүгүн әтигән хитай һөкүмитиниң баянатчиси чиң гаң,америка дөләт мудапиә министирлиқи алдинқи күни елан қилған " хитайниң һәрбий күчи һәққидики йиллиқ доклат" һәққидә тохтилип, америкиниң мәзкур доклатни елан қилиши " һәқиқәтни еғир бурмилиғанлиқ, хитайниң ички ишиға қопаллиқ билән арилашқанлиқ вә хәлқара мунасивәт өлчәмлиригә хилаплиқ қилғанлиқ" деди.
Б б с да нәқил елинишичә, чиң гаң америка 3- март елан қилған хитайниң һәрбий күчи һәққидики доклат һәққидә соралған соалларға җаваб берип, бу доклатниң елан қилиниши "хитай тәһдит нәзирийиси" ни тәрғип қилғанлиқ икәнликини оттуриға қойған.
Хитай әлчиханисиниң баянатчиси:" бу соғуқ мунасивәтләр уруши тәпәккур әндизиси "
Хәвәрдә көрситилишичә, хитайниң америкида турушлуқ әлчиханисиму америка елан қилған юқириқи доклатқа қарита күчлүк инкас қайтурған вә хитай һөкүмитиниң тәйвәнгә қарши һәрбий һазирлиқ көрүшкә һоқуқлуқ икәнликини тәкитлигән.
Хитай әлчиханисиниң баянатчиси ваң бавдуң "тәйвәнниң хитайниң айрилмас бир қисми" икәнликини һәмдә хитайниң бир пүтүн игилик һоқуқиға игә дөләт болуш сүпити билән дөләт мудапиәсигә зөрүр һазирлиқларни көрүшкә һоқуқлуқ икәнликини көрсәтти.
Ваң бавдуң йәнә, америка елан қилған юқириқи доклатниң "хитайниң ички ишиға қопаллиқ билән арилашқанлиқ болуп, типик соғуқ мунасивәтләр уруши тәпәккур әндизиси " ни әкс әттүридиғанлиқини оттуриға қойди.
Хитай америкиниң һәрбий арилишиш һәрикитигә тақабил туруш иқтидарини йетилдүрүш үчүн тиришиватиду
Америка дөләт мудапиә министирлиқи 3- март елан қилған доклатта, америка дөләт мудапиә учур тәтқиқат оргининиң 2007- йили 11- айдики мөлчиригә асаслинип, хитай азадлиқ армийисиниң 990 дин 1070 даниғичә қисқа мусапилик башқурулидиған бомбиси барлиқи, хитайниң бу санни һәр йили 100 данидин көпәйтиш сүрити буйичә амбарлаштуруп келиватқанлиқи, униңдин башқа, хитайниң оттура- йерақ мусапилик башқурулидиған бомбилиридин башқа йәнә, ядро оқ беши елип йүрүш иқтидариға игә бомбилири барлиқиму тәпсилий санлиқ мәлумат билән оттуриға қоюлған вә хитай азадлиқ армийисиниң 1- әвлад башқурулидиған бомбилириниң дәл тегиш иқтидари төвән болғанлиқидин хитайниң бу бомбилирини илғарлаштуруп келиватқанлиқи көрситилгән.
Доклатта йәнә , хитайниң йеқин мәзгиллик мәқсити болса, тәйвән боғузида йүз бериш еһитмаллиқи болған урушқа вә америкиниң һәрбий арилишиш һәрикитигә тақабил туруш иқтидарини һәмдә йәнә енергийә бихәтәрлики вә земин дәталашлириға инкас қайтуруш иқтидарини йетилдүрүш үчүн тиришиватқанлиқи көрситилгән. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Үзүлүп қалған хитай - америка кишилик һоқуқ диалоги қайтидин башланмақчи
- Тәйвәндә җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң аталғулири дәрслик китаблардин чиқириветилди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати ақсарай алдида бейҗиң олимпик йиғини мунасивити билән күч көрсәтти
- " Америка һөкүмити хитай ширкәтлиригә илғар үскүниләрни сетишни тохтитиши керәк"
- Хитай америка малийә министирликиниң өз пулиниң алмаштуруш қиммитини контрол қиливатқан дөләтләр тизимликидин чүшүп қалди
- Тәйвән омум хәлқ райини синашта ғәлибә қилса қандақ ақивәтләр мәйданға келиду
- Сабиқ америка президенти җими картер дең шавпиң билән түзгән хусусий келишимни ашкарилиди
- 'Кичик лачин' вәқәси америка - хитай мунасивитиниң йиғинчақланған көрүнүши
- Америка билән хитайдики пәрқләрни билишкә қизиққучилар үчүн учурлар (2)
- Америка палата мәслиһәтчилири, хитай җасуслуқ һәрикитини 1 - дәриҗилик тәһдит дәп елан қилди
- Америка - хитай һәрбий даирилири достлишиватамду?
- Америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң хитай ишлар бирләшмә комитети 2007- йиллиқ кишилик һоқуқ доклати елан қилди (2)