Америка дөләт мудапиә министирлиқи хитайниң һәрбий тәрәққияти тоғрисида доклат елан қилди
2005.07.20

Америка дөләт мудапиә министирлиқи сәйшәнбә күни елан қилған хитайниң һәрбий тәрәққияти тоғрисидики йиллиқ доклатида, хитайниң " истратегийилик бурулуш нуқтиси" да туриватқанлиқини билдүрди. Бәш бурҗәклик бинаниң доклатида тәкитлишичә, хитай һәрбий қисимлирини күчәйтиш вә һәрбий заманивилаштуруш қәдимини җидди тизләтмәктикән.
Дөләт мудапиә министирлиқиниң доклати америка дөләт мәҗлисиниң тәлипи бойичә тәйярланған. Бирақ доклат бирқанчә һәптә кечиктүрүлгәндин кейин елан қилинди.
Хитай һәрбий заманивилаштурушни мәхпий вә җидди елип бериватиду
Америка дөләт мудапиә министирлиқиниң доклатида тәкитлишичә, хитайниң җидди вә көп тәрәплимилик, мәхпий түрдә елип бериливатқан һәрбий заманивилаштуруш пилани деңиз, һава, башқурулидиған бомба вә аләм бошлуқи системисини өзгәртиш вә йеңилаш шундақла қуруқлуқ армийисини өзгәртип тәшкилләш арқилиқ уни техиму зор қирғинчилик иқтидариға вә техника күчигә игә қилишни үз ичигә алидикән.
Доклатта әскәртишичә, хитайлар америка армийиси вә иттипақдаш күчләрниң ирақтики һәрбий һәрикити шундақла югуславийигә һуҗум қилиш җәрянидики тәҗрибә - савақлирини йәкүнләп, өзиниң һәрбий пиланиға түзитиш киргүзгән вә рәқибиниң йошурун аҗизлиқини тепип чиққан.
Доклатта, хитайниң һәрбий заманивилаштуруш пилани бәзи дөләтләрдә тәтқиқат басқучидики әң заманиви қоралларни ясаш бойичә, бөсүш характерлик илгирләшкә еришиш йолида кетиватқанлиқини илгири сүргән. Хитай бу җәрянда һәрбий сүний һәмраһ, сүний һәмраһға қарши қораллар шундақла рәқибиниң електронлуқ меңә вә алақә сестимисини палач һалға чүшүрүп қоюш иқтидарини өстүргән.
Доклатта тәкитлишичә, бу әһвал асияда һәрбий күчләр тәңпуңлиқидики өзгүрүшни кәлтүрүп чиқирип, америка вә заманиви һәрбий күчкә игә дөләтләрниң райондики һәрикитигә йошурун тәһдит пәйда қилмақтикән. Бирақ доклатта, хитайниң асия сиртидики районларда һәрбий һәрикәт елип бериш иқтидари йәнила чәклик, дәп көрсәтти.
Тәйвән - һәрбий заманивилаштуруш пиланиниң асаси һалқисидур
Америка дөләт мудапиә министирлиқи доклатида, хитай һәрбий тәрәққият пиланиниң асаси һалқиси тәйвән, дәп көрсәтти.
Доклатта тәкитлишичә, бейҗиң даирилири тәйвән мустәқиллиқини тосашни қарар қилған болуп, тәйвән боғузиға илғар типтики йеңи һәрбий қораллар системисини орунлаштурған. Бу қораллар зор миқдардики қисқа вә узун мусапилиқ башқурулидиған бомбиларни өз ичигә алидикән.
Америка дөләт мудапиә министири доналд рамсфилд, сәйшәнбә күни дөләт мудапиә министирлиқиниң хитай тоғрисидики доклати һәққидә тохтилип, хитайларниң қандақ тәһдитләрни елип келидиғанлиқиқа ениқлима беришни рәт қилди. Әмма у, мухбирларға бу суалниң җаваби бәш бурҗәклик бинаниң доклатида тепилидиғанлиқини билдүргән. Рамсфилд " доклат бу дөләтниң һәрикәт усули шундақла униң һәрбий селинма вә һәрбий әслиһәләрни сетивелиш йолида чиқарған қарарлирини әтраплиқ вә инчиклик билән чүшәндүргән," деди.
Пакитлар имбаргони бикар қилишқа қарши турушниң тоғрилиқини испатлиди
Америка дөләт мудапиә министирлиқиниң доклатида тәкитлишичә, хитайниң һәрбий күчини тәрәққи қилдуруш пилани асаслиқи чәтәлдин сетивалған қорал - ярақ вә техникиға таянмақтикән.
Доклатта, русийә хитайни қорал - ярақ билән тәминләватқан асаслиқ дөләт, дәп әскәртти. Әмма шуниң билән биргә исраилийиниң хитайға бәзи һәл қилғуч техникиларни, явропа вә америкиниң хитайға һәрбий әслиһәләр сетиватқанлиқини тәкитлигән. Рамсфилдниң әскәртишичә, доклат америкиниң явропа иттипақи хитайға йүргүзгән имбаргони бикар қилишқа қарши чиқиштики сәвәплирини пакитлар билән оттуриға қойған. ) Рамсфилд - 2 ( у, " доклатта президент буш вә һөкүмәтниң явропа иттипақини хитайға йүргүзгән имбаргони бикар қилмаслиққа чақириштики сәвәплири ениқ оттуриға қоюлған," дәп көрсәтти. Доклатта тәкитлишичә, хитай һәрбий күчиниң тәрәққияти хитай рәһбәрлириниң тәйвәнгә вә яки башқиларға һәрбий күч билән қарши туруш ишәнчисини күчәйтиш билән биргә, бейҗиң даирилириниң вәзийәт үстидин хата һөкүм чиқирип, " омуми йүзлик тоқунушпәйда қилиш" мүмкинчилики барикән.
Америка хитайниң һәрбий тәрәққиятидики нурғун тәпсилатларни билмәйду
Америка дөләт мудапиә министирлиқиниң доклатида ашкарилишичә, америка хитай һәрбий тәрәққиятиниң омуми әһвалини билсиму, әмма һәрбий тәрәққиятниң нурғун тәпсилатлиридин хәвәрсиз болуп, хитайниң бир қанчә түрлүк йеңи һәрбий ярақлар системиси тоғрисида һечқандақ учурға игә әмәскән.
Доклатта тәкитлишичә, америка һазирға қәдәр хитайниң йилдин - йилға көпийиватқан һәрбий хам чоти тоғрисида ениқ санлиқ мәлуматқа игә болалмиған. Доклатта пәрәз қилишичә, хитайниң йиллиқ дөләт мудапиә хам чоти 90 милярд доллар болуп, бу сан хитай һөкүмити елан қилған рәсми рәқәмдин 3 һәссә көп. Әгәр америкиниң пәризи тоғра болса, у һалда хитайниң йиллиқ һәрбий хам чоти америка билән русийидин кейин дуня бойичә 3 орунни игилигән болиду.
Доклатта хитай иқтисадиниң тәрәққияти униң һәрбий күчиниң тәрәққиятиға түрткә боливатқанлиқини илгири сүргән.
Тәйвәнниң һуҗумға қарши мудапиә тәдбири елиш зөрүрийити бар
Америка дөләт мудапиә министирлиқиниң доклатида, тәйвәнни хитай чоң қуруқлуқи тәрипидин " тиз пүктүрүлүш" кә қарши мудапиә тәдбири елиш зөрүрлики тоғрисида агаһландурди.
Доклатта тәкитлишичә, йеқинқи 10 йилдин бери тәйвәнниң дөләт мудапиә хам чоти изчил азийип маңған. Гәрчә тәйвән америкиниң қоллиши астида бәзи саһәләрдики үстүнликини сақлап қелишқа тиришқан болсиму, бирақ хитайниң һәрбий җәһәттики тәрәққияти тәйвәнниң тиришчанлиқидини бесип чүшкән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай пүтүн армийисини қайта рәтләшкә башлиди
- Хитай деңиз армийисиниң тәрәққияти америкиға тәһдитму?
- Доналд рамсфелд, хитай һәрбий хираҗитиниң тез ешишини әйиблиди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати: хитайда кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиш әһвали еғир
- Рабийә қадирға мунасивәтлик кишиләр хитай сақчилириниң тәһдидигә учримақта