Ху җинтав һиндистанда тибәт сәргәрданлириниң қаршилиқиға дүч кәлди


2006.11.20
hujintao-hindistan-200.jpg
Тибәтләр һиндистанда зиярәткә кәлгән хитай дөләт рәиси һу җинтавқа қарши намайиш қилмақта. AFP

Хитай - һиндистан сода мунасивитини илгири сүрүш вә чегра ихтилапи қатарлиқ бир қатар мәсилиләр хитай дөләт рәиси ху җинтавниң һиндистан зияритидә сөзлишидиған муһим мәсилиләр болуши мумкин. Һиндистан билән хитай асияда иқтисади тәрәққияти тез илгәрләватқан дунядики нопуси әң көп дөләтләр.

Хитай - һиндистан рәһбәрлири 2005 - йили икки дөләт мунасивитини истратегийилик шериклик мунасвәт, дәп тәриплигәндин бери, хитай - һиндистан сода - иқтисади мунасивти тез күчийишкә башлиған болсиму, лекин һәр иккила тәрәп чегра ихтилапи вә өз ара ишәнч мәсилисигә дуч кәлмәктә. Болупму аруначал прадеш штатиниң игилик һоқуқи, уйғур аптоном райониниң ақсайчин районидики талаш - тартишлар, далай лама вә дарамсаладики тибәт сәргәрдан һөкүмити қатарлиқ назук вә тарихий мәсилиләрдә хитай- һиндистан арисида зор ихтилаплар мәвҗут.

Тибәтләрниң наразилиқи

Ху җинтав бу сәпиридә һиндистанни 4 күн зиярәт қилмақчи. У,1996 - йили һиндистанни зиярәт қилған хитай дөләт рәиси җаң земиндин кейин бу дөләтни зиярәт қилған тунҗи хитай дөләт рәһбири. Ху җинтав һиндистан пайтәхти йеңи деһлиға йетип кәлгән шу күни бу йәрдики тибәт сәргәрданлириниң қаршилиқиға дуч кәлди. Йеңи деһли вә дарамсалада айрим - айрим намайиш өткүзгән тибәтләр хитай дөләт байриқини йиртип дәссиди вә ху җинтавға қарши шуарлар товлиди. Намайишчилар, "тибәттики ирқий тазилаш тохтитилсун", "хитайларға нумус", "ниқап ичидики хунхор ху җинтав", дегән шуарларни товлашқан.

Шу күни 500 әтрапидики тибәтлик мусапир тибәт сәргәрдан һөкүмитиниң мәркизи дарамсалада ху җинтавға қарши йиғилиш өткүзди. Тибәтләр хитай даирилирини тибәт роһани даһиси далай лама билән сөһбәт өткүзүшкә чақиридиғанлиқини билдүргән. Һиндистандики әркин тибәт оқуғучилар һәрикитиниң рәһбири тәнзин чойиң франсийә ахбарат агентлиқиға бәргән баянатида "биз һазир хитай һөкүмитиниң далай лама билән сөһбәт үстилигә олтурушини тәләп қилимиз," дәйду.

Хитай – тибәт сөһбити нәтиҗисиз давамлашмақта

Һиндистан тибәт мәсилисини ху җинтав билән сөзлишиш дөләт мәнпәәтимизгә уйғун әмәс, дәп қариса, бейҗиңниң аруначал прадеш штатида игилик һоқуқи барлиқидин ваз кәчмәйдиғанлиқини билиш керәк.

Хитай дөләт рәиси ху җинтав бу йил 4 - айда америкини зиярәт қилғанда тибәт сәргәрдан һөкүмити америкидики тибәтләрни ху җинтавға қарши зор көләмлик намайиш өткүзүшкә сәпәрвәр қилмиди. Чүнки ху җинтавниң зиярити башлиниш алдида хитай дөләтлик диний ишлар идарисиниң бир мәсули, хитай һөкүмити далай ламаниң хитайни зиярәт қилишиға йол қоюши мүмкин, дәп баянат бәргән вә тибәт сәргәрдан һөкүмити буни "иҗабий қәдәм," дәп қарайдиғанлиқини билдүргән иди. Лекин далай ламаниң хитай зиярити һазирға қәдәр әмәлгә ашмиди шундақла тибәт мәсилисидә чоң илгирләш болмиди. Бу чәтәлдики тибәт сәргәрданлириниң сәвр тақитини түгәтмәктә.

Хитай билән һиндистан хитайлар 1950 - йили тибәткә кириштин бурун бивастә чиграланмайтти. Лекин нөвәттә хитай һиндистан чегирсиниң әң узун бөлүки тибәт билән чигралинидиған қисимидур. Тибәт роһани даһиси далай лама вә униң сәргәрдан һөкүмитиниң қарагаһи һиндистанниң шималидики дарамсала районида. Сүргүндики тибәтләр 1959 - йилдики тибәт қозғилиңи мәғлуп болғандин бери бу районда паалийәт елип бериватиду. Хитай һөкүмити 2000 - йилдин кейин хитай - тибәт сөһбитини әслигә кәлтүргәндин бери далай ламаниң вәкиллири билән бир қанчә қетим сөһбәт елип барған болсиму, лекин бу сөһбәтләр һазирғичә әмили илгирләшкә еришәлмиди. Далай ламаниң акиси гяло дондуп ахирқи қетим бу йил 5 вә 6 - айларда хитай билән тибәтниң бир қисим җайлирини зиярәт қилип, бейҗиң һөкүмити вә тибәт аптоном районидики әмәлдарлар билән сөһбәт өткүзгән. Лекин бейҗиң һөкүмити дала ламаниң "тәйвән билән тибәт җоңгониң айрилмас бир қисими," дәп ашкарә ипадә билдүрүшини тәләп қилмақта.

Аруначал прадеш штатиниң һиндистан парламент әзаси кирин риҗиҗи, һиндистан һөкүмитини ху җинтавға тибәт мәсилисидә бесим ишлитишкә чақирди. У, "далай лама җанаблири бәзи илғар пикирләрни оттуриға қойди. Буни қобул қилиш керәк. Һиндистан һөкүмитиму бир ишларни қилиш керәк. Биз дунядики әң чоң демократик дөләт. Биз йетәкчи рол ойнишимиз керәк," дәйду.

Һиндистан әмәлдарлириниң әскәртишичә, хитай һиндистан хусуси ширкәтлириниң тибәткә мәбләғ селишини халимайдикән. Һиндистан болса пакистан билән сода алақиси бар хитай ширкәтлириниң һиндистанға мәбләғ селишини чәклимәктә.

Чегра мәсилиси

Тибәт яшлар қурултийиниң муавин рәиси сиваң попла франсийә ахбарат агентлиқиға бәргән баянатида "һиндистан тибәт мәсилисини ху җинтав билән сөзлишиш дөләт мәнпәәтимизгә уйғун әмәс, дәп қариса, бейҗиңниң аруначал прадеш штатида игилик һоқуқи барлиқидин ваз кәчмәйдиғанлиқини билиш керәк" дәп көрсәтти.

Һиндистан һөкүмити кәшмир - уйғур аптоном райони чегрисидики ақсайчин районида игилик һоқуқи барлиқини илгири сүрмәктә. Хитай болса аруначал прадеш шататидики 90 миң кувадират километир зиминни "җоңго территорийиси", дәп елан қилди. Америкидики хитай истратегийә тәтқиқат орниниң мутәхәссиси лю шавҗүй, хитай - һиндистан чегра ихтилапини һәл қилишниң ачқучи" тибәт мәсилисидур," дәйду. Униң әскәртишичә, әгәр хитай тибәт мәсилисини тоғра бир тәрәп қилса, һиндистан билән чегра талаш тартиши өзликидин һәл болидикән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.