Хитайниң һиндистан билән бирликтә өткүзмәкчи болған һәрбий маневириниң мәқсити немә?


2007.08.01

Хитай һөкүмити йеқинқи йиллардин бери, чәт дөләтләр билән болупму, қошна дөләтләр билән, сиясий мунасивәтләрдә мәвҗут муһим ихтилапларға қаримай, у дөләтләр билән бирликтә һәрбий маневир өткүзүшкә тиришмақта. Хәвәрләргә қариғанда, хитай бу тәшәббусида бир қәдәр ғәлибә қилған болуп, русийә, франисйә, җәнубий африқа, пакистан, тайланд вә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр билән һәрбий мунасивәтлирини тәрәққи қилдуруп, бу дөләтләрниң көпинчиси билән бирликтә һәрбий маневир өткүзди.

Һиндистан оттурисида һелиму сиясий җәһәттин нурғун ихтилаплар мәвҗут

Хитайниң һиндистан билән бирликтә өткүзмәкчи болған һәрбий маневири, хитай һөкүмитиниң сиясий мәсилиләрни бир тәрәпкә қайрип қоюп дөләтләр билән һәрбий мунасивәтлирини тәрәққий қилдурушқа тиришиватқанлиқиниң йирик мисали һесаблиниду.

Сиясий мулаһизичиләрниң ейтишичә, хитай билән һиндистан оттурисида һелиму сиясий җәһәттин нурғун ихтилаплар мәвҗут болуп, техи икки дөләт оттурисида бир ишәнч турғүзулмиған бир пәйттә, хитайниң һиндистан билән террорчилиққа қарши һәрбий маневир елип беришқа урунғанлиқи, хитай һөкүмитиниң чәт дөләтләр билән болупму қошна дөләтләр билән мунасивәтлирини тәрәққий қилдурушта һәрбий мунасивәтләрдин пайдилинишни, башқа дөләтләр билән һәрбий мунасивәтлирини күчәйтиш вә бирликтә һәрбий маневир елип бериш арқилиқ уларниң һәрбий тәҗрибилиридин пайдилинишни һәмдә әскәрлириниң уруш қабилийитини тәрәққий қилдурушни мәқсәт қилидикән.

Бу мәқсәтни нишан қилған хитай һөкүмити йеқинқи йиллардин бери һиндистан билән һәрбий мунасивәтлирини тәрәққий қилдурушқа җиддий тиришчанлиқ көрсәткән . Хитайниң бу тиришчанлиқи нәтиҗисидә икки дөләт һиндистан қоралллиқ қисимлири баш штабиниң рәиси җи җи сиңниң өткән май ейида хитайға қаратқан зиярити җәрянида, алдимиздики өктәбир ейида террорчилиққа қарши бирликтә һәрбий маневир өткүзүш тоғрисида қарар алған.

Сиңниң хитай зияритидин кейин, һиндистан мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған бир баянатта, " зиярәт җәрянида икки дөләт вәкиллири бирликтә һәрбий маневирлар өткүзүш арқилиқ, икки дөләт оттурисида ишәнч турғузушни қарар қилди" дейилгән.

Чегра ихтилапи вә хитайниң пакистанға қорал-ярақ експорт мәсилиси

Лекин сиясий мулаһизичи җаганнат панданиң асия вақти гезитидә хитай ‏- һиндистан мунасивәтлири тоғрисида елан қилған мулаһизисидә баян қилишичә, гәрчә бирликтә һәрбий маневир өткүзүш қатарлиқ тәшәббуслар, хитай ‏- һиндистан оттурисидики мунасивәтләрниң тәрәққиятида иҗабий рол ойинисиму, әмма икки дөләт оттурисида узундин бери мәвҗут болған гуман, техи бир тәрәп болмиған чегра ихтилапи вә хитайниң пакистанға қорал-ярақ експортиниң давамлишиватқанлиқи, һиндиситан билән хитай оттурисидики һәрбий мунасивәтләрниң тәрәққиятиға тосқунлуқ қилидиған амиллар икән.

Униң ейтишичә, хитай һөкүмитиниң һиндистанниң шәрқий шимал райониға җайлашқан ариначал прадиш штати үстидики игилик һоқуқ муддиаси шундақла бейҗиң һөкүмитиниң хитайни зиярәт қилмақчи болған ароначал прадеш штатиниң алий дәриҗилик бир һөкүмәт хадимиға виза беришни рәт қилғанлиқи, хитай -һиндистан мунасивәтлиридики ихтилапларни техиму күчәйтивәткән. Шуниң үчүн сиясий мулаһизичиләр, алдимиздики өктәбир ейида һиндистан билән хитай оттурисида өткүзүлмәкчи болған һәрбий маневирниң хитай һөкүмити күткәндәк, икки дөләт мунасивәтлириниң тәрәққияти үчүн муһим рол ойнайдиғанлиқиға гуман билән қаримақта.

Буниңдин сирт йәнә, һиндистан билән хитай бирликтә өткүзмәкчи болған һәрбий маневирниң әһмийити һәққидиму нурғун суаллар мәвҗут болуп, нурғун анализчилар, бу маневирниң пәқәт икки дөләт оттурисида һәрбий мунасивәтниң мәвҗутлуқини көрситиштин башқа, бир әһмийити йоқ дәп көрсәтмәктә. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.