Хитай билән һиндистан " қолму - қол 2007 " намлиқ террорлуққа қарши һәрбий мәшқ өткүзмәктә


2007.12.20

Хитай билән һиндистан арисида 9 күн давамлишиши пиланланған, " қолму - қол 2007 " намлиқ террорлуққа қарши һәрбий мәшқ, чаршәнбә күни йәни 19 ‏- өктәбир күни хитайниң йүннән өлкисидә башланди. Оттурисидики чегра мәсилиси йерим әсирдин бери һәл болмай келиватқан бу икки дөләт һәрбий күчлири арисида елип берилған һәрбий мәшқ, хитай ташқи ишлар министири тәрипидин икки дөләт арисидики өзара ишәнчни илгири сүрүш үчүндур дәп көрситилди.

Чингаң: һәмкарлиқ мунасивитимиздики асаси еқим

Һиндистан билән хитай дуняда бир милярттин артуқ нопусқа игә болуш, шәрқи вә җәнубий асияда әң чоң земингә игиси болуш, һәр иккиси тәрәққий қиливатқан дөләтләр қатарида болуш қатарлиқ ортақлиқлиридин башқа, ақсайчин вә ариначал райониниң игидарчилиқини талишиш, вә асияниң хоҗайинлиқиға хирис қилиш қатарлиқ җәһәтләрдә, зит нуқтилири болған икки күчтур.

Бу нуқтини нәзәрдә тутқан, хитай ташқи ишлар министири чин гаң, елип бериливатқан һәрбий мәшқ үстидә тохтилип мундақ дәйду: " аримизда, һәл болмай келиватқан мәсилиләр бар. Мәсилән чегра мәсилиси. Биз бу мәсилиләрни икки тәрәп оттуридики мунасивәтниң яхшилинишиға тосалғу қиливалмаймиз. Һәмкарлиқ икки тәрәп мунасивитидики асаси еқимидур."

Ройтрес: һәмкарлиқниң нишани, мустәқиллиқ күчлири

юқуриқилардин башқа тибәт мәсилиси, кәшмир мәсилиси вә шәрқи түркистан мәсилисиму хитай- һиндистан мунасивитигә четилип келиватқан муһим хәлқаралиқ мәсилиләрдур. Хитай күндилик гезитиниң хәвиридә билдүрүлишичә, мәзкур һәрбий мәшиқниң мәқсити үч хил күчләргә йәни, бөлгүнчиликкә, радикализмға вә тероризимға ортақ қарши туруштур.

Рейтерс агентлиқиниң билдүрүшичә, хитай нөвәттә, уйғур районида шәрқи түркистан дөлитини қуруш үчүн, күрәш қиливатқан, уйғурларға рәһимсиз бастуруш йолини таллиған болуп, бу мәшқ уйғур мустәқиллиқ күчлирини тизгинләш үчүн бесиливатқан қәдәмләрдин бири болуши мумкин.

Өзара ишәнчсизлик асаси орунда

1962 ‏- Йили 20 ‏- өктәбирдин 21 ‏- ноябирға қәдәр давам қилған хитай‏-һиндистан чегра урушидин кейин икки тәрәп оттурисида коп қетимлап сөһбәтләр елип берилған болсиму, икки тәрәп арисидики мунасивәттә илгириләш болмиған. Пәқәт, 2004 ‏- йили, икки дөләт арисида 10 милярд долларлиқ сода келишими имзалинип, қәдимий йипәк йолиниң бир парчиси болған натула йоли ечилғандин кейин, икки тәрәп мунасивитидә көзгә көрүнәрлик илгириләш болған.

2005 ‏- Йили априлда, хитай баш министири вен җиябав һиндистанни зиярәт қилип, икки дөләтниң 21 ‏- әсирдә дуняниң йетәкчи дөләтлири қатардин тәң орун алидиғанлиқини ипадилигән болсиму, бу илгириләшләр икки тәрәп арисидики өзара ишәнчсизликни йоқуталмиғанлиқи узун бармай ашкариланған. Һиндистанниң б д т бихәтәрлик кеңишиниң даимий әза болуш арзусиға дәсләп разилиқ билдүргән вен җябав, бейҗиңға қайтқан кейин бу пикридин йенивалған. 2005 ‏- Йили ечилған шәрқи җәнуби асия дөләтлириниң район характерлиқ һәмкарлиқ йиғинида, хитайниң назарәтчилик орниға һиндистан қарши турған.

Һиндистан, тибәт мустәқилчилириниң панаһгаһи болуш билән биллә уларниң ташқи дуняға чиқиш ишигидур; йәнә бәзи мәлуматлардин қариғанда, тибәт йоли арқилиқ чәтәлгә чиққан уйғур мустәқилчилири үчүнму һиндистан бир өтәң болуп кәлмәктә. Бу сәвәбтин, бу қетимқи һәрбий мәшқ рейтерс агентлиқиниң хәвиридә ишарәт қилинғинидәк, уйғур мустәқиллиқ күчлириниң һәркәт даирисини тарайтиш үчүн бесиливатқан қәдәм болуши мумкин икән. (Шөһрәт һошур)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.