Хитай һөкүмити хәлқарада тәшвиқат күришигә атланмақчи

Хитай һөкүмити йеқинда ички тәшвиқатқа аҗритиватқан мәблиғини давамлиқ ашуруш билән биргә, бу йилдин етибарән сиртқи тәшвиқатқа болған мәблиғини 6.5 Милярд долларға йәткүзүп, дөләт шәрипини қоғдашни оттуриға қойғандин кейин, хәлқарада охшаш болмиған инкаслар мәйданға кәлди.
Мухбиримиз әкрәм
2010.09.06
Wen-Jyabaw-Koriye-Yapon-Xitay-yighinida-305.jpg Сүрәт, хитай баш министири вен җйабав 5 ‏ - айниң 28‏ - күнидин 30‏ - күнигичә җәнубий корийини зийарәт қилғинида мәлум йиғинда сөз қиливатқан көрүнүши.
AFP Photo

Хитайниң хәлқаралиқ тәшвиқат урушида ғәлибә қазинишиға нисбәтән ғәрб мутәхәссислири гуманий қарашта болуп, ишәнч үстигә қурулмиған вә әркинлики боғулған ахбаратниң һаятий күчи болмайдиғанлиқини тилға елишмақта. Хитай болса, пулниң күчигә тайинип дөләт образини яхшилашқа атланмақта.
 
Германийә долқунлири радиоси 4 - сентәбир елан қилған хәвиридә, хитай мәркизи комитети сиясий қанун идарисиниң даимий һәйәт әзаси ли чаңчүнниң " коммунистик партийини, сотсиялизмни вә ислаһатниң нәтиҗилирини пүтүн күч билән қоғдаш" намлиқ чақириқиниң, хитайдин ибарәт бу дөләтниң хәлқарадики инавитидә мәсилә барлиқини көрситидиғанлиқини оттуриға қойған. Хитай һөкүмити немә үчүн тосаттин сиртқи тәшвиқатқа бунчилик җиддий қарайдиған болуп қалди?

Германийә "иқтисад һәптилик журнили" бу һәқтә тохтилип, " 2008 - йили өткүзүлгән бейҗиң олимпик мусабиқисиниң мәшилини йәткүзүш паалийити ойлимиған йәрдин намайишчиларниң ғәзәп - нәпрәтлик қаршилиқиға дуч кәлди, һәрқайси әлләр нормидин артуқ сақчи аҗритип, мәшәлни қоғдашқа мәҗбур болди, бу вәқә бейҗиң һөкүмити үчүн қаттиқ агаһландуруш сигнали болди" дәп язған.

Дәрвәқә, 2008 - йили бейҗиң олимпик мәшили ғәрб дөләтлиридики бирқисим шәһәрләрдин өтүш җәрянида уйғурлар, тибәтликләр вә уларниң һимайичилириниң күчлүк қаршилиқиға учриған. Олимпик мурасими башлиништин 4 күн илгири, йәни 2008 - йили 8 - айниң 4 - күни қәшқәрдә "сәмән йоли вәқәси", арқидинла "куча вәқәси" қатарлиқ бир йүрүш қаршилиқ һәрикәтлири йүз берип, хитай һөкүмитиниң хәлқарадики образиға зәрбә бәргән иди.
 
Германийидики уйғур зиялийси раһилә ханим бу һәқтә тохтилип, хитайниң пулға тайинип ғәрб әллиридики образини яхшилаш ғәризиниң асан әмәсликини, болупму 5 - июл қанлиқ қирғинчилиқиниң хитайниң әпти - бәширисини дуняға ашкарилап ташлиғанлиқини тәкитлиди.
 
Германийә долқунлири радиоси 4 - сентәбирдики мәлуматида "иқтисад һәптилик журнили"ниң төвәндики баянлирини нәқил алған: "бейҗиң һөкүмити йәкүн чиқирип, ялғуз мустәбитликкә таянған ички идарә қилишниң йетәрлик болмайдиғанлиқини, җуңго өзиниң заманиви вә дуняға йүзләнгән, ечиветилгән бир дөләт икәнликини хәлқи аләмгә намайән қилиши керәкликини, чәтәлдә җуңго аталғуси тилға елинғанда, кишиләрниң дәрһал көз алдиға келидиған патент оғриси, муһит булғуғучи вә кишилик һоқуқни дәпсәндә қилғучи дегән образини өзгәртиш зөрүрлүкини тонуп йәткән."
 
"Иқтисад һәптилик журнили" да баян қилинишичә, хитай һөкүмити сиртқи тәшвиқат арқилиқ дөләт образини яхшилаш үчүн, бәзи пәвқуладдә чариләргиму мураҗиәт қилған. Мәсилән; хитай әмәлдарлири өз дөлитидики чәтәл әлчилиридин хитайниң иҗабий тәрәплирини тәшвиқ қилидиған мақалиләрниң шу дөләт тәшвиқат вастилирида көпрәк елан қилинишини тәләп қилған.

Хитайниң һәрқайси әлләрдә турған баш әлчи вә консуллириму шу дөләтниң ахбарат органлири билән учришип, хитай дөлитигә иҗабий баһа беридиған әсәрләрни йезишни тәләп қилған. Һәтта хитай баш министири вен җябав бу йил 7 - айда, германийә баш министири меркел ханим хитайға зиярәткә кәлгәндә, хитайда 90% адәмниң германийигә иҗабий қарашта икәнликини, әксичә германийидә аран 50% адәмниң хитайға тоғра көз қарашта икәнликини, германийә ахбаратиниң хитайниң йоруқ тәрәплириниму тәшвиқ қилиши керәкликини оттуриға қойған.

Германийә долқунлири радиоси елан қилған "хитай йәршари характерлик тәшвиқат күришидә ғәлибә қазиналамду?" намлиқ бу хәвәрдә "иқтисад һәптилик журнили"дин нәқил елип, хитай тәшвиқатидики сахтикарлиқларни мундақ баян қилған: "с н н һәм б б с қаналлири һәр қетим шинҗаң вә шизаңда йүз бәргән вәқәләр тоғрисида хәвәр бәргәндә, телевизор екрани тосаттин қарийип кетиду. Йәни, һөкүмәт тәрәп қәстән сигнални үзүветиду."
 
Хәвәрдә йәнә, хитай һөкүмәт әмәлдарлириниң һәр дүшәнбә күни йиғин ечип, тәшвиқат вастилириниң немиләрни елан қилиши, немиләрни азрақ елан қилиши, немиләрни өзгәртип елан қилиши вә немиләрни елан қилмаслиқи тоғрилиқ ахбарат орунлириға буйруқ чүшүрүп туридиғанлиқи баян қилинған. Хитай мәркизи т в қаналлириниң хитай яш әвладлиридин айрилип қалғанлиқи, яшларниң сахта тәшвиқатлардин зерикип, тор бәтлиридә "мәркизи т в истансисиға яқ дейиш, меңә ююшқа яқ дейиш" намлиқ исян характерлик наразилиқ һәрикәтлирини қозғиғанлиқи әскәртилгән.
 
Бу хил тәтүр тәшвиқат вә меңә ююш һәрикәтлири уйғур вәтинидә техиму кәң қанат яйған болуп, техи һәптә илгирила хитайниң уйғур яш - өсмүрлири арисидин милйон кишилик тәләм - тәрбийә паалийити тәшкиллигәнлики хәлқараға мәлум болған иди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.


 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.