Мутәхәссисләр: җоңго иқтисадиниң әмәлийити "қараңғу һаң"


2006.08.23
CHINA-CURRENCY-200.jpg
100 Йүәнлик хәлқ пули. AFP

Америка дөләт мәҗлисиниң җоңго - америка иқтисади вә бихәтәрлик көзитиш комитети чақирған сәйшәнбә күнки йиғинға америкиниң малийә вә пул - муамилә системисидики әң нопузлуқ затлар қатнашти вә җоңго пул - муамилә сестимиси һәққидә испат бәрди.

Хитай һөкүмитиниң өз вәдисини әмәлгә ашуруш нийити йоқ

Мутәхәссисләрниң әскәртишичә, гәрчә җоңго 2001 - йили дуня сода тәшкилатиға рәсмий әза болғанда 2006 - йилниң ахирлириғичә җоңго пул-муамилә базирини чәтәл банкилириға ечиветимиз, дәп вәдә бәргән болсиму, лекин җоңго келәр йили киргичә бу вәдисини биҗа кәлтүрүш нийитидә әмәс. Әйни чағда бейҗиң һөкүмити чәтәл банкилириға җуңгода хитай банкилириға охшаш муамилә қилинидиғанлиқини вәдә қилған.

Җоңго америка иқтисади вә бихәтәрлик күзитиш комитетиниң испат бериш йиғинида, йәр шари ениқлаш вә тәкшүрүш оргини - өлчәм вә муһтаҗлиқниң кредит базири бөлүми муавин мудири викей тилман, "җоңго һөкүмитиниң чәтәл банкилириға қоюлған пүтүн тосалғуларни дәрһал бикар қилип, уларға мәшғулат бошлуқи яритип бериш нийити йоқтәк қилиду," дәп көрсәтти. Тилман ханимниң әскәртишичә, чәтәллик банкилар җуңгода тиҗарәт кинишкиси елиш, шөбә банкиларни қуруш, йәрлик банкилар билән чәтәл перивот мәшғулати елип бериш қатарлиқларда тосалғуға учримақта. Бейҗиң даирилириниң җоңгода пүтүн банкиларни һөкүмәт тизгинләйдиған вәзийәткә пат йеқинда хатимә бериш нийити йоқлиқини тәкитлигән викей тилман, "банка сестимиси миллий пул - муамилә бихәтәрлики нами астида үзлүксиз контрол қилинмақта," дәйду.

Хитай банкилири қайтурувалалмиған аман қәрз соммиси көп

Йиғинда тәкшүрүш оргини - өлчәм вә муһтаҗлиқниң асия - тинч окян райони мәсули майкил пәтитниң әскәртишичә, хитайда аман - қәрз мәсилиси вә хитайниң аҗиз банка сестимиси иқтисади тәрәққиятниң изчиллиқи вә ислаһатни хәтәргә дучар қилмақта. Җоңго банка сестимисиниң "әң көзгә көрүнәрлик аҗизлиқи" аман - қәрзини қайтурувалалмайватқанлиқидур, дәп тәкитлигән майкил пәтит, статистикилар бойичә хитай банкилириниң қайтурувалалмиған аман - қәрз соммиси 2005 - йилниң ахирлириғичә 500 милярд доллардин 650 милярд долларғичә йәтти, дәп әскәртти. Лекин униң америка дөләт мәҗлисидикиләргә тәкитлишичә, җоңго һөкүмити бу санни қайтурувалалмиған әмилийәттики аман - қәрз соммисиниң йеримиға тоғра келидиған 225 милярд доллар, дәп елан қилған.

Йиғинда майкил пәтит бейҗиң даирилирини, "җоңго дуч келиватқан хәтәр либираллаштуруш қәдиминиң хата йолға кирип қалғанлиқидур," дәп агаһландурди вә җоңго "ислаһат программисини иһтиятчанлиқ билән һәмкарлишип, иқтисади системисини тәсиргә учратмиған әһвал астида қәдәмму - қәдәм әмәлийләштүрүш керәк," дәп көрсәтти.

Хитайда банкилар қайтурувалалмиған аман қәрз соммисиниң һәҗими мутәхәссисләр арисида талаш тартиш қозғимақта. Йәр шари мупәттиш ширкити ернист вә яңниң бу йил 5 - айда елан қилған доклатида, җоңго пул- муамилә системисиниң қайтурувалалмиған аман қәрз соммисини 900 йүз милярд доллар, дәп елан қилған болсиму, лекин кейинрәк бу ширкәт бу көз қаришидин йенивалған.

Банка сестимисиниң кәлгүси бир қанчә йил ичидә вәйран болуш мумкинчилики бар

Йиғинда җоңгошунас вә "пат арида йиқилидиған җоңго," дегән әсәрниң аптори гордон чаң, җоңго - америка иқтисади вә бихәтәрлик күзитиш комитетиға "җоңгониң банка вә пул муамилә сестимиси трилйон долларлиқ талаш тартиштики аман - қәрз соммисиниң үстидә туриватқанлиқини һечким билмәйду," деди. "Әгәр мушу йолда кетивәрсә, кәлгүси бир қанчә йил ичидә банка сестимисиниң вәйран болуш мүмкинчилики мәвҗут," дәп тәкитлигән голдон чаң," җоңго банкилириниң баланси мисли көрүлмигән дәриҗидә бузулмақта," дәп көрсәтти вә банка системисидики мәғлубийәт "иқтисадниң йиқилишини кәлтүрүп чиқириши тәбиий." Нәтиҗидә "бу сияси системиниң йиқилишиға елип бериши мумкин," дәйду.

Голдон чаңниң әскәртишичә, қәрзиниң көплүки җоңгони қийнимақта. Җоңго һөкүмити дөләтниң қәрзи ички ишләпчиқириш қиммитиниң аран 18 % ни игилләйду дисиму, голдон чаңниң әскәртишичә, төвән мөлчәр бойичә һесаблиғандиму, дөләтниң қәрзи 81 % ни игилләйдикән.

Җоңго - америка иқтисади вә бихәтәрлик күзитиш комитетитиниң рәиси ларрий вортзел, җуңгониң пул - муамилә системисини "сирлиқ қараңғу һаң" дәп тәриплиди. Йиғинда комитет әзаси патрик мулойниң әскәртишичә, бейҗиңниң америка ғәзинә чекини көпләп сетивелип америка иқтисадини туюқ йолға елип маңған вә бу өй содисиниң қиззип кетишини кәлтүрүп чиқирип, америкилиқларниң киримигә тәсир йәткүзгән. Мулой, "америкилиқлар америка һөкүмити хитайдин алған қәрзниң өсүмини төләватса, җоңго бизниң йеңи долларлиримизни пайда алмақта," дәйду. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.