Дуня банкиси хитайни мәмликәт ичидики истемал қилиш күчини кеңәйтишкә үндимәктә


2006.11.16

Дуня банкиси йеқинда мәхсус доклат елан қилип, хитай һөкүмитини мәмликәт ичидики истемал қилиш күчини кеңәйтиш арқилиқ, иқтисадниң тәрәққи қилиши җәрянида йүз бериватқан тәңпуңсизлиқниң алдини елишқа үндиди. Доклатта: ‏"һазир хитай үчүн әң муһим болған мәсилә, мәмликәт ичидики истемал қилиш күчини кеңәйтиш икән. Бундақ қилиш хитай иқтисадиниң сағлам тәрәққий қилишида наһайити муһим рол ойнайду йәни мәбләғ селишни чәкләштинму бәкрәк муһим орунда туриду" дәп көрситилгән.

Хитай иҗтимаий капаләткә көпләп мәбләғ селиши керәк

Дуня банкиси елан қилған бу доклатта йәнә "хитай һөкүмити мәмликәт ичидики истемал күчини кеңәйтиштә, алди билән маарип, сәһийә вә иҗтимаий капаләт ишлириға аҗритидиған чиқимни ашуруши керәк. Мушундақ қилғандила һазир хитайда мәвҗут болуп туруватқан содидики пәрқниң һәдидин зиядә чоңийип кетишиниң алдини алғили болиду, шундақла ташқи мәбләғниң тез ешиши нәтиҗисидә келип чиққан хитай пули қиммити мәсилисини тоғра бир тәрәп қилғили болиду" дәп тәкитләнгән болуп, "һазир хитайдики аманәт пул нисбитиниң 40% кә йәткәнлики хитай ички еһтияҗиниң көтүриләлмәйватқанлиқиға сәвәбчи болған. Шуңа хитай һөкүмити чоқум иҗтимаий капаләткә көпләп мәбләғ селип, техиму көплигән кишиләрни истемал қилишқа чақириши керәк" дәп көрситилгән.

Америкиниң вашингтон шәһиридә турушлуқ иқтисадшунас доктор диң ли әпәнди "хитайниң иҗтимаий капаләт мәсилисидә наһайити төвән сәвийидә болуватқанлиқи мәмликәт ичидики истемал қилишниң чәклимиләргә дуч келишини кәлтүрүп чиқарған. Шуңа мәнчә дуня банкиси елан қилған бу доклатта оттуриға қоюлған пикирләр наһайити йоллуқ" дәп билдүрди:

"Дуня банкисиниң оттуриға қойған бу пикирлири һәқиқәтән наһайити йоллуқ. Истемал қилиш, болупму пуқраларниң истемал қилиши бир дөләтниң иқтисадида наһайити зор рол ойнайду. Мәсилән, һазир хитайда, адәттики пуқралар үчүн мәйли маарип җәһәттики чиқим болсун яки давалиниш җәһәттики чиқим болсун наһайити еғир кәлмәктә. Шуңа улар илаҗи бар азрақла пули болса банкиға аманәткә қоюшнила ойлайду. Әгәр һөкүмәт иҗтимаий капаләт үчүн, уларға аз-тола ярдәм пули берәлигән болса, пуқраларниң көпләп истемал қилишиға бәкму пайдилиқ болатти".

Хитай иқтисадиниң тәрәққи қилиши експортқа тайинип қалған

Иқтисадшунас диң ли әпәнди сөһбәт җәрянида йәнә "һазир хитай иқтисадиниң тәрәққи қилиши пәқәт ехпорт қилиш вә мәбләғ селиш биләнла чәклинип қалған. Мәмликәт ичидики истемал қилиш сәвийиси бәкму төвән болмақта. Адәттә кичик дөләтләрниң експортқа тайиниши нормал болғини билән, хитайдәк бундақ бир чоң дөләтниң експортқа тайинип қелиши бәкму нормалсиз бир әһвал һәмдә бу хил екиспорт қилиш вә мәбләғ селиш арқилиқ тәрәққи қилиш һәргизму узун давамлишалмайду" дәп билдүргән.

Доктор диң ли әпәнди сөзидә йәнә америкидики истемал қилиш нисбити билән хитайдики истемал қилиш нисбитини селиштуруп мундақ деди:

"Хитайдәк бундақ бир чоң дөләтниң мәмликәт ичидики истемал қилиш нисбити дөләт иқтисадида мәлум пирсәнтни игилиши керәк иди. Мәсилән, америкиниң һәр йили тәбиий истемал қилиш нисбити дөләт ишләпчиқириш омумий қиммитиниң 75% и әтрапида болиду, лекин хитайниң болса пәқәт 30% әтрапида болмақта. Хитайниң бу хил төвән дәриҗилик истемал қилиш нисбити дөләт иқтисадиниң нормал тәрәққи қилишиға зор тәсир көрситиду". (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.