Хитай һөкүмити қирғизистандики җасуслуқ һәрикитигә қатнашқанлиқини инкар қилди
2007.07.04
Йеқинда, қирғизистан бихәтәрлик даирилири жипарқул ариқова исимлик қирғизистан дөләт мәҗлисидә ишләйдиған бир нәпәр қирғизистан пуқрасини хитайға җасуслуқ қилғанлиқи үчүн қолға алғандин кейин, қирғизистан җамаәтчиликидә зор ғул-ғула қозғилип кәткән. Ахири бир қанчә һәптә өткәндин кейин хитай дипломатийә даирилири буни инкар қилған.
Хитай әлчиси һәйранлиқ һес қилди
Хитай бихәтәрлик оргиниға ишләйдиған адәмниң қирғизистанниң әң муһим һакимийәт вә қанун оргини һесаблинидиған парламентқа орунлаштурулғанлиқидин ибарәт хәвәрни аңлиған қирғизистанлиқлар буниңдин һәйранлиқ вә җиддийлиқ һес қилишқан. Бу һәқтә мәтбуатларда түрлүк инкаслар пәйда болған .
Қирғизистан парламентниң мәсули мурат султаноп 3-июл күни журналистларға өзиниң , хитай хәлқ җумһурийитиниң қирғизистанда турушлуқ баш әлчиси билән мәзкур мәсилә һәққидә сөһбәтләшкәнликини, хитай әлчисиниң буни инкар қилғанлиқини уқтурған.
Регнун агентлиқиниң бу һәқтики учурлириға асасланғанда, қирғизистан бихәтәрлик оргини қирғизистан парламентиниң хадими һесабланған жипарқул ариқова билән хитай пуқрасини тәң қолға алған болуп, жипарқул ариқова қирғизистанниң мәхпийәтлик характериға игә һөҗҗәтлирини хитай һөкүмитигә бәргән дәп қарилип, җасуслуқ қилмиши даирисигә киргүзүлгән. Учурға асасланғанда, хитай баш әлчиси җаң йәннйән " мән қирғизистан парламентиниң хадиминиң хитайниң ишпийони дегән хәвәрни аңлиғандин кейин һәйран қалдим" дегән. У, бундақ ишпийонлуқ һәрикитиниң мәвҗут әмәсликини изаһлап, " қирғизистан наһайити гүзәл вә очуқ дөләт, бу сәвәбтин ишпийонлуқ һәрикити қилишниң һеч қандақ еһтияҗи йоқ " дәп сөзини күчкә игә қилмақчи болған.
Хитайға учур керәк болса сораш арқилиқ алалайдикән
Мурат султаноп хитай баш әлчисиниң сөзлирини қуввәтләп, "қолға елинған жипарқул ариқованиң мәхпий вә һөкүмәт һөҗҗәтлиригә еришиш салаһийити йоқ, һәм униңға еришәлмәйду. Чүнки, бундақ һөҗҗәтләрму парламентта йоқ. Ишпийонлуқ қилишқа һечқандақ һаҗити йоқ , әгәр хитайға учур керәк болуп қалса, улар буниң һәммисини рәсмий сораш йоли билән қийинчилиқсиз алалайду" дәйду
Бирақ, қирғизистан мәтбуатлириниң йезишичә, қирғизистан бихәтәрлик саһәсиниң ахбаратида ишпийонлуққа әйибләнгән парламент хадиминиң чәт әл пуқрасиға мәхпий характердики һөҗҗәтләрни бериватқанда қолға чүшкәнликини елан қилинған.
Қирғизистанда чиқидиған " мениң пайтәхтим" гезитиниң йезишичә, жипарқул ариқова нәччә йилдин буян чәтәл разветкиси тәрипидин орунлаштурулған болуп, у, муһим учурларни бәргәнлики үчүн давамлиқ түрдә пул билән тәқдирлинип турған.
"Қирғизистан, москва комсомоли" гезитиниң йезишичә, жипарқул ариқова билән биргә қолға чүшкән чәт әл разветкисиниң вәкили хитай пуқраси икән.
Һазир жипарқул ариқова исимлик бу аял қирғизистан бихәтәрлик оргининиң түрмисигә ташланған болуп, әгәр униңға җинайәт турғузулса, қирғизистан җинайи ишлар қануни бойичә 12 йилдин 20 йилғичә әркинликидин айрилиду һәм байлиқлири мусадирә қилинидикән. Хәвәрләрдин қариғанда, мәзкур ханим бир қанчә йиллардин буян қирғизистан парламентида хизмәт қилип кәлгән болуп, парламентниң ишлирини яхши билгән икән. У бу саһәдә йәттә йиллиқ хизмәт вақтиға игә болуп, юқири дәриҗилик мәслиһәтчилик салаһийитигә еришкән.
Қирғизистан мустәқиллиқ тарихидики тунҗи вәқә
Қирғизистан мәтбуатлири бу вәқәни қирғизистан мустәқил болғандин кейинки 15 йил ичидики тунҗи қетим сезилгән дөләттин йүз өрүп, чәтәлгә ишпийонлуқ қилиш вәқәси дәп баһалиған болуп, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр алий рәһбәрлириниң бу қетим бишкәккә җәм болушиниң һарписида һәмдә қирғизистан һөкүмити вә хәлқиниң бу йиғинға җиддий тәйярлиқ көрүватқан пәйтидә мундақ җасуслуқ һәрикитиниң паш болуши хитай дипломатийә саһәсиниму биәп әһвалға чүшүп қойған.
Шу сәвәбтин ахири хитай баш әлчиси өзи биваситә буни инкар қилишқа мәҗбур болған икән. Учурлардин қариғанда, мәзкур җасуслуқ вәқәси техи ениқ бекитилмигән болуп, парламент билән бихәтәрлик даирилири арисида пикир ихтилаплири мәвҗут икән. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қирғизистандики уйғур зиялийлар билән бир қисим қирғиз зиялиларниң сөһбити
- Сабиқ хитай дипломати чен йоңлин канадани зиярәт қилди
- Қирғизистандики өктичиләр өз паалийәтлирини давамлаштурмақта
- Бушниң рабийә ханим билән көрүшкәнлик тәнтәниси бишкәктә
- Голландийидә өткүзүлгән уйғур паалийәтлириниң роһи бишкәктә
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң үрүмчидә өткүзгән йиғини җүмә күни ахирлашти
- Америка мәркизий асияниң бирлишишини халайду
- Қирғизистан өктичилириниң наразилиқ намайишлири давамлашмақта
- Қирғизистанда вәзийәт җиддийләшмәктә
- Оттура асияниң демократик мәркизи - қирғизистан
- Қирғизистан нимә үчүн демократийини ишқа ашуралмиди?
- Қирғизистанниң пайтәхти бишкәктә бақийефниң истипа беришини тәләп қилип намайиш өткүзүлди
- Қирғизистандики өктичиләрниң паалийәтлири күндин - күнгә күчәймәктә