Русийидә хитай ишпийонлири тутулди


2008.01.28

Әркин асия радиосиниң русийидики ихтияри мухбириниң учурлириға асасланғанда, 1 - айниң 25 - күни русийә телевизийиси биринчи қанили русийә бихәтәрлик даирилириниң новосибирск райониға орунлашқан бир хитай ишпийонлири шайкисини қолға алғанлиқини хәвәр қилған. Русийә мәтбуатлириниң учурлириға асасланғанда, йеқинқи йиллардин буян русийидиму хитайларниң җасуслуқ қилмишлири көпийишкә йүзләнгән икән. Русийә агентлиқлири хәвәр қилған мәзкур хитай ишпийонлар шайкиси новосибирскидики русийә пәнләр академийисиниң ядро физикиси тәтқиқат институтиға орунлишип, бу җай арқилиқ русийиниң ядро қораллири техникисиға мунасивәтлик мәхпий учурларни оғурлиған. Мәзкур җасусларниң қатарида бир нәпәр хитай аялму бар икән.

Хитай җасуслириға немә керәк?

Хәвәрдә мәзкур хитай җасуслириниң исим - фамилиси вә кимлики ашкариланмиған болуп, әмма уларниң бәзилириниң чегридин қоғлап чиқирилғанлиқи ейтилған. Новосибирск русийиниң әң мәшһур илим пән мәркәзлиридин бири. Русийә пәнләр академийисиниң көплигән институтлириниң тармақлири мушу җайға җайлашқан. Бу йәрдә асаслиқи русийиниң бир қисим назук тәтқиқат саһәлири наһайити тәрәққи қилған иди. Шуңа новосибирскиниң" пән - техника шәһири" дегән намиму бар.

Русийә ядро техникиси әң илғар дөләтләрниң бири, униң ядро қораллири вә түрлүк илғар һәрбий техникиси узундин буян дуня бойичә әң алдинқи орунларни сақлап кәлмәктә. Хитай билән русийиниң һәмкарлиқ мунасивәтлириниң чоңқурлишишиға әгишип, көп сандики хитайлар русийигә келип түрлүк паалийәтләр билән шуғулланмақта. Хели көп сандики хитай оқуғучилири вә мутәхәссислири русийиниң алий мәктәплири һәм тәтқиқат орунлирида оқуп, илмий унванларға еришкән һәтта бир қисим хитай мутәхәссислири русийиниң ядро физикиси, аләм техникиси вә һәрбий техника қатарлиқ назук саһәлиригә мунасивәтлик билим дәргаһлирида оқуш, һәмкарлишип ишләш вә билим ашуруш пурсәтлиригә еришкән.

Униң үстигә йеқинқи йиллардин буян америка бихәтәрлик даирилириму бир қисим хитайларниң тәтқиқатчи, оқуғучи вә тиҗарәтчи дегәндәк намлар амәрикида туруш пурситигә еришип, америкиниң илғар технологийилири вә башқа назук учурлирини оғурлаш билән шуғулланғанлиқини паш қилип, уларниң бәзилирини қолға алған. Хитай ишипийонлири мәсилиси америка җамаитиниң диққитини тартқан мәсилигә айланған иди.

Русийә мутәхәссиси владимир воронов өзиниң "достлуқтики җасуслуқ" намлиқ мақалисидә " русийә гәрчә хитай билән қоюқ һәмкарлиқ орнитишқа тиришсиму, бирақ хитай бихәтәрлик органлири русийә һәрбий техникилирини бәлки русийигә қарши ишлитиш үчүн актиплиқ билән оғурлимақта" дәп оттуриға қойған. У буниң мисали супитидә хитай билән русийиниң бирләшмә һәрбий маневирлири җәрянидиму бундақ әһвалларниң сезилгәнликини көрситиду.

Русийә йәнә хитай үчүн ишлигән өз пуқралириниму җасуслуқ билән әйиблигән

Русийә бихәтәрлик даирилири илгири кейин бир қанчә русийиликни хитайға җасуслуқ қилғанлиқ билән әйибләп җазалиған болуп, русийә учур агентлиқиниң хәвәр қилишичә, 2003 - йили тинч окян окяншунаслиқ иниститутиниң бир илмий хадими владимир шуров деңиз һәрбий техникисиға аит апаратларни хитайға сатқанлиқи үчүн җасуслуқ билән әйиблинип икки йиллиққа кесилгән. 2004 - Йили красноярск өлкилик соти ядро - физика алими валәнтинә даниловни мәхпий ядро техникисини хитайға сатқан дәп әйибләп, униң хитай җасуси икәнликини муәййәнләштүрүп, 14 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған. 2005 - Йили русийә алий соти униңға чиқирилған кесимни қисқартқан. Бу вәқә русийини зил - зилигә салған болуп, һазирғичә талаш - тартиш қилинмақта.

2007 - Йили 12 - айда русийә мәркизий машинисазлиқ тәтқиқат институтиниң директори, русийә пәнләр академийисиниң академики лешкин русийиниң дөләт мәхпийәтликини хитайға бәргән дегән җинайәт билән әйибләнгән. У хитайниң аләм техникиси үчүн муһим материялларни тәминлигәнлики сәвәбидин униңға 11 йиллиқ қамақ җазаси берилгән икән.

Бу қетимқи мәхсус хитай җасуслуқ гурупписиниң қолға чүширилиши русийидә җиддий инкасларни қозғиған болуп, русийә бихәтәрлик идарисиниң башлиқи патрушев русийә бихәтәрлик органлириниң хизмәт үнүмини күчәйтиватқанлиқи, көплигән чәтәл җасуслуқ делолириниң давамлиқ паш қилиниватқанлиқини шуниң билән бир вақитта йәнә бихәтәрлик хизмәтлири вә хизмәтчилириниң шараитини техиму яхшилайдиғанлиқини билдүргән. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.