Америкида йәнә коммунист хитай җасуслири дегән темидики хәвәр , тәһлилләр көпийип қалди


2007.07.27

2006 ‏- Йилида, австралийидә хитайдин йүз өригән дипломат чен юңлин шималий америкида миңлиған хитай җасуслири һәрикәт қиливатиду, дәп паш қилғандин кейин, 'коммунист хитай җасуслири' мәсилиси дуняниң диққитини қозғашқа башлиған иди. Йеқиндин буян америкида йәнә 'коммунист хитай җасуслири' дегән темида хәвәр , тәһлилләр вә бу темиға қизиққучилар көпийип қалди.

7 ‏- Айниң бешида, америкида хитайчә чиқидиған 'муһаҗирлар гезити', 'дуня гезити' , 'юлтузлуқ арал гезити' қатарлиқ гезитләрдә, коммунист хитай җасуслири америкиниң дөләт мәнпәәтигә зиян селиватқанлиқи, америка федерал тәкшүрүш идариси FBI болса, америкида һәрикәт қиливатқан хитай җасуслириниң әһвалини билидиған кишиләрниң һазирқи җасус тазилаш һәрикитигә йеқиндин һәмкарлишишини үмид қилидиғанлиқи һәққидә уда бир нәччә күн хәвәр елан қилинған иди.

7 ‏- Айниң 22‏- 23 ‏- күнлири йәнә 'бүгүн америкида' гезитидә, америка федерал тәкшүрүш идарисиниң хадимлири коммунист хитай җасуслириға қарши һәрикәт қоллиниватқанлиқи һәққидә тәпсилий хәвәр елан қилинди. 'Бошүн тор бети'дә 2007 ‏- йил 7 ‏- айниң 25 ‏- күни елан қилинған "үч миңдәк хитай җасуси америкида һәрикәттә" дегән мақалидиму буниңға даир учурлар баян қилинди. Уйғурлар һәққидики тор бәтлиридә болса, бу һәқтики учурлар дәрһал көчүрүп елан қилиниватиду.

Хитай җасуслири америкидин һәрхил пән-техникини әхләт сүмүргүчтәк сүмүрүп топлап елип кетиватиду

"Үч миңдәк хитай җасуси америкида һәрикәттә" дегән мақалида баян қилинишичә, америка федерал тәкшүрүш идарисиниң коммунист хитай җасуслириға қарши һәрикәт елип бериватқан офитсери брус карлсон мухбирларға әһвал тонуштурғанда 'америкиниң һазирқи заман пән -техникисини оғрилаш билән шуғуллиниватқан җасуслар бирла дөләтниң җасуслири әмәс, хитайдин башқа йәнә русийә, иран җасуслириму бар.

Әмма әң җиддий һәрикәт қиливатқини коммунист хитай җасуслири. Хитай һазир бир тәрәптин әң әрзан әмгәк күчлирини ишлитиш арқилиқ пүтүн дуня билән базар талашса, йәнә бир тәрәптин, җасуслири арқилиқ ғәрбниң пән-техникисини оғрилаш үчүн наһайити җиддий һәрикәт қиливатиду. Чүнки, өзидә йоқ техникини пулға сетивелиш, бәлки азла пул сәрп қилип оғрилап кетиш , иҗад қилғанға қариғанда көп әрзан тохтайтти.

Шуңлашқа коммунист хитай җасуслири һазир америкида һәрхил пән-техникини худди әхләт сүмүргүчтәк сүмүрүп топлап елип кетиватиду' дегән. Хәвәрдә ейтилишичә, америка федерал тәкшүрүш идариси бу йил паш қилишқа киришкән 143 дело бивастә хитайға четилидикән.

Хитай өзиниң җасуслирини һәргиз қутқазмайду

"Америка федерал тәкшүрүш идарисиниң хадимлири коммунист хитай җасуслириға тақабил турмақта " дегән мақалидә баян қилинишичә, пан америка капитали намлиқ бир ширкәтниң муавин башлиқи савән җүши әпәнди 'хитайниң җасуслуқ тарихидин мәлум болушичә, коммунист хитай һөкүмити чәтәлләрдә җасуслуққа салидиған кишиләрни, адәттә чәтәлләрдики хитай муһаҗирлири, хитайниң юқири дәриҗилик әмәлдарлириниң җәмәтлири, алий мәктәпләрдики мутәхәссисләр вә оқуғучилар ичидин таллайду. Болупму 'җуңго' дегән аталғу билән 'җуңго коммунист һөкүмити' дегән аталғуниң пәрқини муҗимәлләштүрүп қойған кишиләр ичидин таллайду.

Техиму қәбиһ йери шуки, коммунист хитай һөкүмити өзиниң җасуслири чәтәлләрдә садир қилған җинайәтләрни һәргиз етирап қилмайду вә өзиниң җасуслири хәтәргә дуч кәлгәндә уларни һәргиз қутқазмайду' дегән.

Колумбийә университетидики 'оқуғучилар, мутәхәссисләр бирләшмиси' коммунист хитай җасуслириниң таянчи базиси

"Колумбийә университетидики оқуғучилар вә мутәхәссисләр бирләшмиси коммунист хитай җасуслириниң таянчи базиси" дегән мақалидә баян қилинишичә, 'җуңго тинчлиқ-демократийә бирлики' дегән тәшкилатниң рәиси таң бочяв әпәндиниң 2001‏- 2003 ‏- йилларда нюйорк шәһиридики колумбийә университетида оқуған вақитта һес қилған вә билгәнлиригә асасән паш қилишичә, колумбийә университетидики 'оқуғучилар вә мутәхәссисләр бирләшмиси' дегән орган коммунист хитай җасуслиирниң таянчи базиси. Униң башлиқлириниң үчтән иккиси хитайниң баш әлчиханисиниң мәхсус хадимлири.

Бу тәшкилатниң әмәлдарлири вә униң ичидики бәзи кишиләр адәттә өзиниң нами йезилмиған, һәр айда үч миң долларға қәдәр пул алғили болидиған инавәтлик қәрз картлиридин пул елип хәҗләйду. Хитайниң дөләт башлиқлири америкиға кәлсә, мушу тәшкилат оқуғучиларни тәшкилләп қарши алғузиду. Хитайниң дөләт рәһбәрлирини қарши елишқа чиқидиған , хитайдики башқа милләт шәклидә кийим кийип , усул ойнап чиқидиған хитай оқуғучилири яки башқа шәхсийләр үчүн , һәтта кичик балиларму бир сан һесаблинип, һәр бир киши үчүн күнигә аз дегәндә 30 доллардин 50 долларғичә пул бериду. Коммунст хитай һөкүмити адәттә 'коммунист шаһзадилири'ниң көпинчисини мушу мәшһур мәктәпкә әвәтип пул төләп оқутиду.

Хитай һөкүмити уларниң бир қисмини америкида туруп қелип, коммунист хитайниң нөвәттики сиясәтлиригә маслишишқа йетәкләп кәлмәктә. Адәттә америкида коммунист хитай һөкүмитигә оқулидиған мәдиһийәләр, америкиға қаритилған әйибләшләр, қара тәнликләргә қилинған һақарәтләр, көпинчә һалда мушу мәшһур мәктәптики 'оқуғучилар тәшкилати' дейилгән тәшкилатниң иқтисадий ярдими билән мәйданға кәлгән.

Колумбийә университетида хәлқара сиясәт оқуп докторлуқ унвани алған ли тйәншав әпәндиниң паш қилишичә, совет иттипақи гумран болғандин кейин, америка федерал тәкшүрүш идариси коммунист хитай җасуслириға болған назарәтни күчәйткән иди. Хитай җасуслири 1989 ‏- йилидин башлапла америкида көзитилишкә башлиған иди. Мушу ноқтидин ейтқанда, америкида маарип, пән-техника саһәлири вә чоң ширкәтләргә сиңип киривалған хитай җасуслири аллиқачан америкиниң ториға чүшүп болған. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.