Хитай һөкүмити җәнубий деңиздики тақим араллирини идарә қилидиған шәһәр тәсис қилди


2007.12.04

Хитай һөкүмити йеқинда җәнубий деңиздики тақим араллирини идарә қилидиған шәһәр тәсис қилди. Вйетнам буниңға қаттиқ наразилиқ билдүрди. Буниңдин бурун хитай шәрқий деңиздики хитай билән японға чегридаш җайларда деңиз тәктидин нефит вә тәбиий газ қезиш мәсилисидә японийә биләнму сүркүлүп көргән , һәтта җиддийликму йүз бәргән , әмма японийә йол қоймиғанлиқи үчүн, бу мәсилә һазирға қәдәр һәл қилинмай турувататти. Шуниң билән әмди җәнубий деңиздиму, мол нефит вә тәбиий газ записи бар тақим араллириниң дөләт тәвәлики мәсилисидә, хитай - вйетнам оттурисида йәнә җиддий талаш-тартиш башланди.

Бүгүн вйетнам ташқи ишлар министирлиқи хитайға наразилиқ билдүрди

Бирләшмә агентлиқиниң ханойдин хәвәр қилишичә, бүгүн 12 ‏-айниң 4 ‏- күни вйетнам ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси лидуң әпәнди хитайни 'вейтнамниң җәнубий деңиздики тақим араллириға болған игилик һоқуқиға таҗавуз қилди' дәп җакарлиди. Хитайниң ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси чиң гаң болса 'җәнубий деңиздики тақим араллири җуңгониң айрилмас земини, бу һәқтә җуңгони әйибләшкә болмайду' дәп вейтнамниң наразилиқини рәт қилди.

Б б с ниң баян қилишичә, вйетнам ташқи ишлар министири мухбирларға 'вейтнамниң тамса, һовмса, тнамса дәп атилидиған тақим араллириға болған игилик һоқуқи тарихий вә қануний асасқа игә. Әмма йеқинда хитайниң дөләт кабинити хәйнән өлкисидә вейтнамниң бу тақим араллирини идарә қилидиған 'үч қум' шәһири тәсис қилди, хитайниң бу һәрикити вейтнамниң игилик һоқуқиға таҗавуз қилғанлиқ, вйетнам - хитай оттурисида узундин буян давамлишип келиватқан чегра сөһбитини бузғанлиқ, вйетнам буниңға қарши туриду ' дәп җакарлиди.

Қайси тәрәп хәлқараниң 'деңиз - окян қануни' ға әмәл қиливатиду?

Вйетнам ташқи ишлар министириниң ейтишичә, вйетнам һөкүмити изчил түрдә 1982 ‏- йили мақулланған 'деңиз - окян қануни'ға вә бирләшкән дөләтләр тәшкилатниң шәрқий деңиз мәсилилири һәққидә 2002 ‏- йили чиқарған бәлгилимиләргә әмәл қилип келиватиду.

Шундақла вйетнам чегрисидики араллар мәсилисидики ғәйри пикирләр үстидә тинч сөһбәт өткүзүп бир тәрәп қилишни тәшәббус қилип келиватиду. Әмма хитай азрақ пурсәт тапсила, хәлқаралиқ бәлгилимиләргә писәнт қилмай, вйетнам тәвәсидики тақим араллирини 'җуңгониң земини' дәп җар салиду.

Хитай - вейтнам мунасивитидики сәзгүр мәсилә

Хәвәр архиплириға қариғанда, 1979 ‏- йили хитай -вйетнам оттурисида чегра уруши йүз бәргән иди. 1988 ‏- Йили йәнә хитай деңиз армийиси җәнубий деңиздики нефит вә тәбиий газ байлиқлири мол болған тақим аралларда вейтнамниң белиқчи кемилиригә һуҗум қилип, 70 дин артуқ вйетнамлиқни суға чөктүрүвәткәндин кейин, вйетнам деңизи армийиси билән бир қетим җиддий туқунушти.

Совет иттипақи гумран болғандин кейин хитай - вйетнам мунасивити яхшиланди. Әмма йеқинқи йиллардиму, хитай-вйетнам оттурисида йәнила җәнубий деңиздики тақим араллири мәсилисидики талаш-тартиш һәл болмиди, . Бу талаш-тартиш пат-патла җиддийлишип қалиду. Бу сәзгүр мәсилә түпәйлидин , әнгилийиниң BP нефит ширкити бу йил 6 ‏- айда бу тақим араллирида нефит қедиришни тохтатти.

Хитайниң хәйнән өлкиси йеқинда 'үч қум шәһири' тәсис қилди

Буйил 11 ‏- айда , хитайниң хәйнән өлкилик хәлқ қурултейи 'җәнубий деңизни ечиш үчүн саяһәтни йолға қоюш пилани' мақуллиди. Шуниңдин кейин, хәйнән өлкисидә вейтнамниң деңиз тәвәликидики икки милйон 600 миң квадрат километирлиқ тақим араллирини идарә қилидиған 'үч қум шәһири' тәсис қилди.

Һазир хитайдики тор бәтлиридә 'ғәрбий қум арили' һәққидә йезилған мақалиләр көпийип қалди. Униңда техиму көп сәһипә аҗритип сөзлиниватқан мәсилә тарих болуп, униңда хитай һөкүмити 2000 йилдин буян җәнубий деңиздики һәр қайси тақим аралларни идарә қилип келиватқанлиқи, хитайлар бу аралларда өй- имарәт бина қилғанлиқи, қудуқ қазғанлиқи, деңиз астидики байлиқларни байқиғанлиқи, деңиз үсүмлүклирини тәрәққи қилдурғанлиқи гәвдиләндүрүп һекайә қилинишқа башлиди.

Хитай һөкүмитиниң истратегийилик пиланиға қариғанда, хитай буниңдин кейин җәнубий деңиздики тақим араллирини кәң көләмдә ечишқа киришидикән. Бундақ кәң көләмлик ечиш һәрикитини башлаш үчүн, алди билән хитайларни бу аралларға берип саяһәт қилишқа тәшкилләйдикән. Бу мәсилидә , һазир бәзи хитай зиялийлириниң көз қариши хитай коммунист һөкүмити билән охшимайду. Уларниң тәһлил қилишичә, хитай коммунист һөкүмити һазир йәнә җәнуб тәрәптики қошна дөләтләрниң земиниға кеңәймичилик қилиш үчүн қәдәм басти. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.