Хитай камбоджада йәр игиләп йәрлик хәлқниң өчмәнликини қозғиди


2006.12.12

'Асия вақит гезити' дә баян қилинишичә, йеқинқи йиллардин буян, хитай һөкүмити камбоджагә көпләп мәбләғ селишқа башлиди. Әмма хитайниң мәбләғ салғучилири үчүн ейтқанда, камбоджагә мәбләғ селиш бирхил хәтәрлик тиҗарәт иди. Чүнки, өткән әсирниң 70 ‏- йиллирида, мавзедоң қоллиған камбоджадики қизил кехмир гуруһи 'камбодийини өзгәртиш' үчүн 1 милйон 700 миң пуқрани қирип ташлиған иди. 80 ‏- 90 ‏- Йиллардиму, хитай һөкүмити қизил кехмирларни сиҗил қоллап, уларни қорал билән тәминләп турди. Хитайниң камбоджагә селиватқан паракәндичиликини камбоджа хәлқи аллиқачан һес қилған. Әмма камбоджадики хун сен гуруһиниң сиясити ғәрбкә таянмаслиқ, хитай мәбләғлирини җәлип қилиштин ибарәт болғанлиқтин, узун йил уруш вәйранчилиқиниң дәрдини тартқан камбоджа хәлқи өзиниң қаршилиқини ипадиләш үчүн пурсәт күтүп турди.

Хитай ширкәтлири камбоджада 200 миң гектар йәр игилиди

Хитайниң камбоджагә иқтисадий ярдәм бериши ‏- коммунист хитай һөкүмити өзиниң шәрқий җәнубий асиядики тәсир күчини көз -көз қилидиған бир екран, ‏- дәп баян қилиниду 'асия вақит гезитидә, ‏- хитай коммунист һөкүмити қоллап келиватқан камбоджадики хун сен гуруһи хитайниң мәблиғини җәлип қилиш үчүн, 2004 ‏- йили 8 ‏- айда, хитайниң хәйнән өлксиидики 'вуҗжсән гуруһи' дегән ширкәткә 200 миң гектар йәрни 99 йилғичә пайдилинивелиш үчүн өтүнүп беришкә мақул болди. Хун сен һөкүмити алди билән хитайниң өсүмлүк мәйдани бәрпа қилиши үчүн, мондол кери өлкисидин 10 миң гектар йәр буйруп бәрди. Бу йәрниң бир қисми йәрлик хәлқниң игидарчилиқидики зимин, конкрет қилип ейтқанда, пиноң миллитиниң зимини иди. Пиноңлар камбоджада ата-бовилиридин қалған земингә болған игидарчилиқ қилиш көз қариши наһайити күчлүк милләт дәп һесаблинатти.

Коммунист хитай билән камбоджа хәлқниң қиммәт қариши охшимиғанлиқтин тоқунуш пәйда болди

Хитайниң вуҗжсән ширкити камбоджа һөкүмити йәр өтүнүп беришкә мақул болғандин кейинла, ‏‏- дәп баян қилиниду 'асия вақит гезитидә, ‏- йәрләрниң чегриси ениқ бәлгилинип болғичә җиддий һәрикәт қилип, йәрләрни тосаққа елип, һәдәп һашарат өлтүридиған химийиви дориларни чечишқа башлиди. Камбоджа хәлқи еқинларниң булғинип кетишидин интайин әнсирәйдиған хәлқ. Буни аз дәп, камбоджалиқларниң бәзи қәбристанлиқиму хитай йәр игилигән йәрләрниң ичидә қелип бузулушқа башлиған иди. Ваһаләнки, хитайда йәр-зимин пүтүнләй дөләтниң игидарчилиқида. Әмма камбоджада хәлқтә зимин һоқуқи бар. Хитай камбоджада йәр игәлләшкә башлиғандин кейин, камбоджа хәлқиниң зимин һоқуқи дәхл - тәризгә учриди. Коммунист хитай билән камбоджа хәлқниң қиммәт қариши охшимиғанлиқтин тоқунуш пәйда болди.

Камбоджа хәлқи хитайниң йәр игилишигә қарши намайиш қилди

2005 ‏- Йили 4 ‏- айниң 4 ‏- күни камбоджаниң мондол кери өлкисидә 70 нәпәр камбоджа пуқраси хитайниң йәр игилишигә қарши намайиш қилди, ‏‏- дәп баян қилиниду 'асия вақит гезитидә, ‏- 6 ‏- айда йәнә 650 нәпәр камбоджа пуқраси хитай ширкитиниң алдиға келип алдида намайиш қилди. Улар намайиш арқилиқ әсрләр бойи сақлинип келиватқан қәбристанлиқларниң бузуп ташланғанлиқиға, орманлиқларни, яйлақларниң игливелинғанлиқиға қаршилиқ ипадилиди. Әмма камбоджа һөкүмити һәр қетимқи намайишта хитайға ян басти. Шуниңдин кейин, камбоджадики кишилик һоқуқ тәшкилатлири бу һәрикәткә арилашти. Бу йил 10 ‏- айға кәлгәндиму, камбоджа аһалилири техичә хитайниң йәр игиләш һәрикитини тохтатқанлиқини көрмиди. Әмәлийәттә болса, хитай ширкәтлири камбоджаниң пурсат, кампоңчаң өлликлиридә игиләп болған йәрниң миқтари 315 миң гектарға йәткән иди. Хитай ширкәтлири йәр һәққи үчүн адәттики базар баһасидин юқири баһада пул төлигәчкә, камбоджа әмәлдарлири аллиқачан йәрләрни хәлқтин елип хитай ширкәтлиригә сетишқа өгүнүп қалған иди.

Хитай камбоджада йәр игилигәнлики җайда, хитайға болған миллий өчмәнлик әвҗ алмақта

'Асия вақит гезитидә баян қилинишичә, бейҗиң һөкүмити йеқинқи йилларда, бурунқидәк урушни експорт қилиш арқилиқ камбоджани контрол қилиш сияситини қолланмай, бәлки көпләп мәбләғ селип, иқтисадий җәһәттин сиңип кирип контрол қилиш сияситини қоллинишқа башлиди. Әмма хитай һөкүмитиниң буниңдин бурун, камбоджадики қизил кехмирларни қоллап, милйонлиған камбоджа аһалисини қирип ташлиғанлиқи камбоджа хәлқиниң көңлидә өчмәс дағ қалдурған иди. Хитай һөкүмитиниң һазир қоллиниватқан камбоджаға иқтисадий җәһәттин сиңип кириш, йәр -зимин игиләш сиясити камбоджа хәлқиниң коммунист хитайға вә камбоджадики хитайпәрәс әмәлдарларға болған наразилиқини ашкара ипадиләшкә пурсәт яратти. Һазир коммунист хитай һөкүмити камбоджада йәр игилигәнлики җайда, камбоджадики йәрлик хәлқләрдә хитайға өчмәнлик билән қарайдиған күчлүк милли кәйпият әвҗ алмақта. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.