Канада ташқи ишлар министириниң хитай зиярити вә һүсәйин җелил мәсилиси
2007.04.23

Алдинқи һәптиниң ахири канада ташқи ишлар министири Peter MacKay баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң һүсәйин җелилға муддәтсиз қамақ җазаси бәргәнликини әйиблигән вә канада һөкүмити болса рәсмий дипломатик йол билән хитайниң даирлириға наразилиқ билдүргән иди.
Канада һөкүмитиниң мәйдани
Peter MacKay, алдинқи күни, канада билән хитайниң қоюқ сода мунасивитигә игә икәнликини, икки тәрәпниң сода соммисиниң йеқинқи йиллардин бәри үзлүксиз ешип бериватқанлиқини, лекин кишилик һоқуқни еғир һалда аяқ асти қилидиған қилмишлар вә дипломатик әһдинамиләргә хилаплиқ қилидиған вәқәләрниң икки дөләт мунасивитигә сәлби тәсир көрситишидин әнсирәйдиғанлиқини, шуңа хитай билән болған мунасивәтни яхшилашниң зөрүрликини билдүрди. У, бизниңчә, хитай һөкүмити канада хитай оттурисидики консул әһдинамисигә әмәл қилмайватиду. Мән келәр һәптә хитайни зиярәт қилғинимда бу мәсилини оттуриға қойимән. Биз сода мунасивәтлиригә әһмийәт бериш билән биргә йәнә кишилик һоқуққа, канада пуқрасиниң һоқуқлириға әһмийәт беримиз вә пуқрайимизни қоғдаймиз", деди.
Peter MacKay Ниң билдүрүшүшичә, канада һөкүмити һүсәйин җелил вәқәсини икки дөләт оттурисидики әң чоң тосалғу, дәп қарайдикән вә бу мәсилиниң сөһбәт йоли билән һәл болидиғанлиқиға ишинидикән.
Канада парламенти хитайниң кишилик һоқуқ әһвали һәққидә доклат тәйярлиған болуп, оттава пуқралири "гезитиниң хәвиригә қариғанда җүмә күни канада авам палатаси кишилик һоқуқ комитети, хитайниң кишилик һоқуқ әһвали һәққидики доклатни музакирә қилған. Канада һөкүмитиниң аскарилишичә бу доклат Peter MacKayниң хитай сәпириниң һарписида тәярланған.
Peter MacKayНиң бу қетимқи зияритидә музакирә қилидиған мәсилиләр ичидә, кишилик һоқуқ мәсилиси болупму, канада пуқраси һүсәйин җелилниң хитай даирлири тәрипидин муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилиниш мәсилиси муһим салмақни игиләйду. Канада җамаити Peter MacKay ниң хитай зияритиниң һүсәйин җелилниң тәқдиридә өзгириш һасил қилишини үмит қилмақта.
Әмма, хитайниң канададики баш әлчиси лу шумән ахбарат вастилириниң зияритини қобул қилғанда, һүсәйин җелилниң хитай пуқраси икәнликини, канада хитай оттурисидики консул әһдинамисиниң униңға уйғун кәлмәйдиғанлиқини, буниң үчүн канада әмәлдарлириниң һүсәйин җелилни йоқлаш һоқуқи болмайдиғанлиқини тәкитлиди. У канада һөкүмитиниң әйибләшлирини хитайниң ишки ишлириға арилашқанлиқ, дәп атиди.
Һүсәйин җелилниң қийин-қистақ қилинғанлиқини ениқлаш керәк
Канаданиң бейҗиңдики әлчиханисида 90-йилларда баш әлчи мәслиһәтчиси болуп турған, канададики хитай ишлири мутәхәссиси чарләс буртонниң қаришичә, Stephen Harper һөкүмити һүсәйин җелил мәсилисидә хитайға йол қоймайдикән вә бу мәсилини давамлиқ оттуриға қоюп, хитайниң бешини ағритидикән.
Чарләс буртонниң тәкитлишичә, һүсәйин җелилниң узун муддәт хитайда тутуп турулуши канада хитай мунасивәтлиригә анчә чоң тәсир көрсәтмисиму, лекин бу вәқә хитайниң образиға еғир зиян салидикән. У, ташқи ишлар министиримиз бу айниң ахири хитайни зиярәт қилиду. Алдинқи күни у бу қетимқи сәпиридә һүсәйин җелил делосини оттуриға қойидиғанлиқини ейтти. Буниңдин илгири у, канаданиң бу мәсилигә җидди қарайдиғанлиқини билдүргәниди. Мениңчә әң яхши йол хитайға берип, хитай даирилиридин нимә үчүн униң үстидин һөкүм елан қилғанлиқини вә уни нимә үчүн уни тутуп туриватқанлиқи һәққидә чүшәнчә беришни тәләп қилиш һәмдә униң билән көрүшүш пурситини қолға кәлтүрүп, униң қийин-қистаққа учриған учримиғанлиқини әниқлаштур. Һүсәйин җелилниң уруқ-туғқанлири бу қетимқи сотта униң кәйпиятиниң яхши көрүнгәнликини ейтсиму, амма униң солақтики мәзгили вә сорақ җәрянида еғир қийин-қистаққа учриғанлиқи оттуриға чиққан иди, дәйду.
Peter MacKay Ниң зиярити һүсәйин җелилниң тәқдиригә иҗабий тәсир көрситиши мүмкинму?
Бу һәқтә канада ктв телевизийисиниң бейҗиңда турушлуқ мухбири стәвә чав мундақ дәйду: "мундақчә ейтқанда, бу хил еһтималлиқ интайин кичик. Һүсәйин җелилниң аилиси бу делоға гуман билән қаримақта. Қизиқ йери шуки һүсәйин җелилниң адвокати вә канада дипломатлири һөкүм елан қилинғанда сот залиға киргүзүлмиди. Канада дипломатлириниң сот залиға киргүзүлмигәнлики әмилийәттә хитайниң һүсәйин җелилни канада пуқраси әмәс, хитай пуқраси, дәп қарап, канадани чәткә қаққанлиқи вә канадаға бәргән бишаритидур. Амма Peter MacKay ниң бу қетимқи учрушуши вә униң күнтәртипи һүсәйин җелилниң қоюп берилиши үчүн хитайға бесим шәкилләндүриду. "
Һүсәйин җелилниң аниси канаданиң барлиқ дипломатик йоллар билән оғлини азат қилишниң зөрүрлүкини, ундақ болмиса униң түрмидә йәнә қийин-қистаққа учрайдиғанлиқини оттуриға қоюватиду. Униңсизму хитайниң кишилик һоқуқ хатириси, болупму сияси җинайәтчиләр хатириси яхши әмәс, дәйду.
Канада ктв телевизийисиниң бейҗиңда турушлуқ бу мухбириниң әскәртишичә, хитай даирлири һүсәйин җелилниң аилиси тутқан адвокатни сотқа қатнаштурмиған. Хитай даирлири һүсәйин җелилниң 6 уруқ туққининиң сотқа қатнишишиға йол қойған, амма канада дипломатлириниң сот җәрянини көзитишигә йол қоймиған. Һүсәйин җелилниң аниси сотниң һүсәйин җелилниң террорлуқ паалийәтлиригә қатнашқанлиқи һәққидә һечқандақ дәлил - испатни оттуриға қоялмиғанлиқини әскәрткән.
Һүсәйин җелил сотта мән гунаһсиз, дәп товлиған
Globle and Mail Гезити мухбириниң бейҗиңдин бәргән мәлуматиға қариғанда, үрүмчи шәһәрлик оттура хәлқ сот мәһкимиси һөкүм елан қилғанда һүсәйин җелил буларниң һәммиси ялған, бу җинайәтләрниң һич бирини мән қилғиним йоқ. Мән гунаһсиз, дәп варқириған.
Хитай даирлири тәрипидин бекитип берилгән һүсәйин җелилниң адвокати ғәйрәт вайитниңму сотта сөз қилиши чәкләнгән. Бу гезитниң мухбири ғәйрәт вайитқа телефон қилип, бу һәқтә суал сориғанда, у суалға җавап бериштин баш тартқан. Аталмиш сот 15 минутла давам қилған, әмилийәттә бу сот йиғини болмастин бәлки, һөкүм елан қилиш йиғинидинла ибарәт болған.
Канада рәгәна университетниң профессори, хитай мәсилилири мутәхәссиси җу йүчавниң қаришичә, һүсәйин җелил вә лай чаңшиң мәсилилири һәл қилинмиса, канада билән хитай оттурисидики қатмал вәзийәттә яхшилиниш болмайдикән. (Камил турсун)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һүсәнҗан җелилға муддәтсиз қамақ җазаси берилиши түркийәдики аммиви тәшкилатларниң наразилиқини қозғиди
- "Биз бу делони шундақла болди қилмаймиз "
- Хитай канада пуқраси һөсәйин җелилни муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилди
- Канада пуқраси һөсәйин җилил мудәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинди
- Канада һөкүмити, канада пуқраси һөсәйин җилилниң мудәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи түпәйлидин хитай һөкүмитини қаттиқ тәнқид қилди
- Хитай даирлири һакимийәтни қолдин берип қоймаслиқ әндишиси биләнла кишилик һоқуқни дәпсәндә қилмақта
- Канада пуқралириниң канада паспорти һәққидики баянлири
- Канада һүсәйин җелил мәсилисидә хитайға техиму қаттиқ қол болуши керәк
- Хитайниң муавин ташқи ишлар министири канадада һүсәйин җелил һәққидә нимиләрни деди?
- Stephen Harper: Канада өз пуқрасиниң һоқуқлирини қоғдайду
- Хитай даирилири һүсәйин җелил делосиға канада дипломатлириниң арлишишини рәт қилди
- Һүсәйин җелилниң соти канада даирилириниң наразилиқини қозғиди
- Хитай даирилири һүсәйин җелилни сотлашқа башлиди
- Һүсәйин җелилниң аяли америка мәсул даирилири билән учрашти