Хитай канада мунасивәтлиридә бейҗиң олимпики
2007.10.05
Хитай даирлириниң канадани бейҗиң олимпик мәшилини йәткүзүш линийисиниң сиртида қалдурғанлиқи канадалиқларниң наразилиқини қозғиғаниди. Әмма 1980- йилидики москва олимпик мусабиқисини байқут қилған канада, бейҗиңда өткүзүлидиған олимпик мусабиқисини байқут қилиш йолини әмәс,бу мусабиқиниң хитайдики кишилик һоқуқниң яхшилинишиға түрткә болушини үмит қилмақта.
Канада мәтбуатлири болса,тибәт, уйғур вә фалунгоңчиларниң һоқуқлирини дәпсәндә қиливатқан вә дунядики диктатор дөләтләрни қоллаватқан, комунист партийиниң һөкүмранлиқидики хитайда, олимпик мусабиқиси өткүзүш- олимпикниң роһиға уйғунму йоқ, дегән темиларда муназирә елип бармақта.
Олимпик мәшилини йәткүзүштә канада чәткә қеқилған
Гиритсийәдин башланған символлуқ түстики, олимпик мәшили 2008 йили 8 - айниң 8 - күни бейҗиңға йәткүзилиду. Әмма явропа, шимали америка вә асиядики нурғунлиған дөләтләрни бу олимпик мәшилини йәткүзүш ленийисигә киргүзгән хитай даирлири, 1976 -йилидики монтреал олимпик мусабиқисиға саһипханлиқ қилған вә 2010- йили ванкувер қишлиқ олимпик мусабиқисини өткүзүш үчүн тәйярлиниватқан канадани бейҗиң олимпик мәшилини йәткүзүш линийиси даирисигә киргүзмигән.
Мутәхәссисләр буни канада хитай мунасивәтлиридики йирикликниң олимпик мусабиқисидә әскәртилиши, дәп қаримақта. Бу сәвәбтин канададиму бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш тәшәббуслири көтүрүлмәктә.
Әмма канада олимпик комитети хитайниң бу һәрикитидин әпсусланғанлиқни билдүрсиму, лекин улар йәнила канада тәнһәркәтчилирини хитайға евәтидиғанлиқини әскәртти.
Канада ташқи ишлар министирликиниң баянатчиси бернард ңуйен канада ахбарат васитилириға бәргән баянатида, хитайниң кишилик һоқуқ хатирисиниң канада үчүн муһимлиқини тәкитләп:"биз изчил түрдә хитай һөкүмитигә олимпик һарписида кишилик һоқуқни яхшилашниң зөрүрликини тәкитләп келиватимиз. Олимпик йеқинлишиши билән, хәлқара җәмийәтниң диққити хитайға мәркәзләшмәктә. Хитай даирлириниң олимпик һарписида әмилий тәдбирләр арқилиқ, кишилик һоқуқни яхшилаш вә демократийини илгири сүрүш җәһәттә җидди қәдәм бесиши -хитайниң мәнпәәтигә уйғун болупла қалмастин, канаданиң мәнпәәтигиму уйғун," деди.
Хитайда йәнила кишилик һоқуқ дәпсәндә қилинмақта
Канададики кишилик һоқуқ тәшкилатлири канада һөкүмитидин олимпик һарписидики пурсәтни чиң тутуп, кишилик һоқуқ хатирисини яхшилаш вә ахбарат әркинликигә йол қоюш һәққидә хитайға қаратқан бесимни күчәйтишни тәләп қилмақта.
Кәчүрүм тәшкилат канада бөлүминиң башлиқи алех невә олимпик һарписида хитайдики кишилик һоқуқ вәзийитиниң кишини вәһимигә салидиғанлиқини тәкитләп:"хитай даирлири вә хәлқара олимпик комитети 2008 - йилидики олимпик мусабиқисини өткүзүш һоқуқиниң бейҗиңға берилишиниң кишилик һоқуқ үчүн хош хәвәр болидиғанлиқи вә буниң бейҗиңниң кишилик һоқуқ җәһәттики йеңи қияпитини дуняға намайән қилиши үчүн бир пурсәт икәнлигини вә бу өзгиришниң чоқум йүз беридиғанлиқини талай қетим тәкрарлиған иди. Амма нөвәттә хитайдики вәзийәт буниң тәтүричә болмақта. Бу бизни интайин үмитсизләндүрмәктә," дәйду.
Һүсәйин җелил мәсилиси канада үчүн символлуқ әһмийәткә игә
Алех невә канада һөкүмитиниң олимпик һарписида америка вә ғәрп дөләтлири билән һәмкарлишип, һүсәйин җелил мәсилисидә хитайға қаратқан бесимни күчәйтиши керәкликини тәкитләп: "биз канада пухраси һүсәйин җелил делосиға вә хитайдики башқа кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә алаһидә көңүл бөлимиз... Һүсәйин җелил делоси хәлқара олимпик комитети үчүн хитайға бесим ишлитиштики әң конкрит мисалларниң бири. Һүсәйин җелил мәсилиси канаданиң әң муһим мәсилилиридин бири. Бу йәнә канаданиң образиға берип тақилиду" дәйду.
Канададики әң чоң өктичи партийә, либерал партийиси ташқи сиясәт комитетиниң рәиси вә парламент әзаси брйон вилфәрт канада хитайда өткүзүлидиған олимпикни байқут қилса, канада хитай мунасивәтлиригә шундақла хитайда тутуп туриливатқан канада пухраси һүсәйин җелилниң тәқдиригә сәлбий тәсир көрситидиғанлиқини оттуриға қоюп: "совет иттипақи афғанистанға таҗавуз қилғанлиқи үчүнла ғәрп дөләтлири 1980 - йилидики москва олимпик мусабиқисини байқут қилғаниди. Әйни вақитта вәзийәттә бу тоғра қарар иди. Буни һүсәйин җелил делосиниң маһийити билән селиштурғили болмайду," дәйду.
У йәнә канаданиң хитай һөкүмитигә һүсәйин җелилни "чегридин қоғлап чиқириш" арқилиқ, канадаға қайтуруп келиш тәклиби беришини тәләп қилиду.
Уйғурлар диктатор түзүмниң қурбанлири
Канадада чиқидиған "дөләтлик почта" гезитидә елан қилинған "бейҗиң олимпики үчүн мәшәл йәткүзүш"намлиқ мақалида болса, совет иттипақи афғанистанға таҗавуз қилғанлиқи үчүн, канада 80- йилидики москва олимпик мусабиқисини байқут қилғаниди. Бүгүнки күнгә кәлгәндә, немә үчүн канада 2008 -йилидики бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилмайду. Тибәт 50 йилдин бери, хитайниң мустәмликисидә турмақта. Хитайлар бу земинни өзиниң қилиш нийитидә бу районға пиланлиқ көчмән көчүрмәктә. Уйғур вә фалунгуңчилар хитайдики диктатор түзүмниң қурбанлириға айланмақта, дейилиду.
Канаданиң бейҗиңдики баш әлчиханисида вәзипә өтигән, сабиқ дипломат чарләз буртон, канада үчүн бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиштин, хитайни кишилик һоқуқ хатирисини яхшилашқа қисташниң ақиланилиқ һәрикәт болидиғанлиқини әскәртиду.
Олимпик мусабиқиси хитайни өзгәртәмду яки хитай олимпикниң принсиплирини өзгәртәмду, буниңға һөкүм қилишқа йәнила балдур. (Камил турсун)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайниң олимпик үлгиси гетлер германийиси боламду яки җәнубий корийиму?
- Хитай һөкүмитигә қарши канадада намайиш
- Тәйвән даирилири бейҗиң олимпик мәшили паалийитигә қатнашмайдиғанлиқини билдүрди
- "Рабийә қадир сиясий зулмәт ичидә езиливатқан уйғурлар үчүн бир үмид нури"
- Хитай талибанларни һәрби қорал-ярақ билән тәминлимәктә
- Һүсәйин җелил 18 айдин кейин тунҗи қетим аниси билән көрүшти
- Хитай көчмәнлири канадада сиясий партийә қурди
- " Қәдимки греклар 2008 - йиллиқ олимпик мусабиқиси арқилиқ өз қәбрисини қазидиған болди"
- Канада хитайдин келидиған малларға қарита тәкшүрүшни күчәйтмәкчи
- 32 Дөләттики 100 шәһәрдә хитайға қарши паалийәтләр
- Һәрбий маневир вә олимпик билән уйғурларниң мунасивити
- Бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғини һәққидики муназириләр күчәймәктә (2)