Канада сода министири: "кишилик һоқуқни тәнқит қилиш билән икки тәрәп содиси өз ‏- ара тоқунушмайду"


2008.01.09

kanadasodaminitr-200.jpg
Канада хәлиқара сода министири давид әмәрсон. Source: http://cnews.canoe.ca by The Canadian Press

Канада сода министири давид әмәрсон сәйшәнбә күни бейҗиңда хитайдики кишилик һоқуқ вә демократийә мәсилилиригә қарита канаданиң давамлиқ өз көз-қарашлирини оттуриға қойидиғанлиқини, әмма буниң икки тәрәп содиси үчүн тосалғу пәйда қилмайдиғанлиқини билдүрди.

Хитай, хоңкоң вә моңғулийәләрни зиярәт қилиш үчүн дүшәнбә күни бейҗиңға йетип барған давид әмәрсон канада хитай мунасивәтлири сияси амилларниң тәсиригә учриған шараитта, икки дөләт оттурисидики содиниң омумән сағлам раваҗланғанлиқини тилға алди. У сөзидә хитайдики кишилик һоқуқ вә демократийә мәсилилирини давамлиқ оттуриға қойидиған канаданиң мәйданини тәкитлиди. Канада консерватип партийиси һакимийәт бешиға кәлгәндин кейин хитайдики кишилик һоқуқ мәсилилиридә бейҗиң даирилиригә бир қәдәр қаттиқ позитсийә тутушқа башлиғаниди.

Давид әмәрсон:" кишиләр алтун медалдин бәкрәк түрмидики сиясий мәһбусларға диққәт қилиду"

2007- Йилиниң башлирида хитай даирилири канаданиң тәләплиригә пәрва қилмастин, канада пуқраси һүсәйин җелилға муддәтсиз қамақ җазаси бәргән болса, өктәбирниң ахирлири канада баш министири степһен һарпер парламенттики ишханисида тибәтниң сүргүндики даһийси далай ламани күтүвелип,хитай даирилириниң оғисини қайнатқаниди.

Давид әмәрсон бу қетимқи зияритиниң хитай,хоңкоң вә моңғулийиләр билән өз - ара мәбләғ селиш вә сода шерикчилик мунасивәтлирини техиму күчәйтишни мәқсәт қилидиғанлиқини, әмма бу қетимқи сәпиридиму хитайдики кишилик һоқуқ мәсилилирини атлап өтүп кетилмигәнликини баян қилип:"сода вә мәбләғ селиш һәққидә сөһбәт өткүзүш бу үч орундики зияритимниң асаси темисидур. Нөвәттә хитайниң канадаға салған мәблиғи барғансери ашқиниға охшаш, канаданиңму хитайға салған селинмиси көпәймәктә. Бизниң мәйданимиз һәммигә аян. Бизниң кишилик һоқуқ,демократийә,әркинлик,қанунниң үстүнлики вә башқа мәсилиләрдики қарашлиримиз ениқ вә сәмимий," деди.

Давид әмәрсон олимпик мусабиқисиниң йеқинлишиши билән дуняниң көзи хитайдики кишилик һоқуқ мәсилилиригә мәркәзлишиватқанлиқини, кишиләрниң олимпик мусабиқисидики алтун медалдин бәкрәк түрмидики сиясий мәһбуслар вә әркинликниң боғулуши қатарлиқларға көңүл бөлүватқанлиқини әскәртти.

Давид әмәрсонниң қаришичә, нөвәттә хитай илгирикигә қариғанда,көп өзгәргән болуп, у демократик түзүлмә һәққидики иҗабий пикирләрни аңлашқа хуштар икән. Канада ғәрб дөләтлиригә җүмлидин америка қошма штатлириға охшаш хитайдики кишилик һоқуқ вә пуқраларниң әркинликиниң бастурулушиға қарита ашкара тәнқит қилиш билән ихтисад вә сода мунасивәтлирини күчәйтишни тәңпуңлаштуруш йолини тутуп кәлмәктә.

Кишилик һоқуқ мәсилиси күнтәртипләрниң муһим тәркиби қисми

Канада ахбарат агентлиқиниң билдүрүшичә, давид әмәрсон хитайниң йеңидин тәйинләнгән сода министири чен демиң билән көрүшкәндә хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойған. Канада ахбарат васитилириниң зияритини қобул қилған давид әмәрсонниң баянатчиси франкоис җубинвиллему бу нуқтини дәлиллиди.

Әмма у бу һәқтики тәпсилий әһвалларни ашкарилимиди. Давид әмәрсонниң бу қетим зияритидә хитайда муддәтсиз қамақ җазаси берилип, үрүмчидики 1- турмида тутуп турулуватқан канада пуқраси һүсәйин җелил мәсилисини оттуриға қойған яки қоймиғанлиқи ениқ әмәс, лекин буниңдин илгири хитайни зиярәт қилған канаданиң һәр бир юқири дәриҗилик әмәлдари хитай әмәлдарлири билән көрүшкәндә бу мәсилини оттуриға қоюп кәлгәниди.

Саяһәтчилик келишими сөһбити бу зиярәтниң йәнә бир мәқситидур

Давид әмәрсон канада, хитай билән саяһәтчилик келишими имзалашта америка қатарлиқ дөләтләрниң арқида қалди,дегән әйибләшләргә җаваб бәргәндә, у америка билән канаданиң түзүм җәһәттә бәзи пәрқлири барлиқини, канада 1983-йили мақуллиған кишилик һоқуқ қануни буйичә, канада туприқиға аяқ басқан һәр қандақ адәмниң канаданиң кишилик һоқуқ қануни билән қоғдилидиғанлиқини билдүрүп: "канада америка әмәс, бизниң кишилик һоқуқ қанунимиз, көчмәнләр вә сиясий панаһланғучиларға охшаш көплигән мәсилиләрни әтраплиқ ойлишишқа тоғра келиду. Униңдин башқа, канада билән хитай оттурисида 3 йилдин бери өткүзүлүватқан, әмма үнүми болмиған сөһбәттә қисқа вақит ичидә бөсүш һасил қилинмиса, канаданиң хитайни дуня сода тәшкилатиға әрз қилиштин башқа таллаш йоли қалмайду," деди.

Хитай һазирға қәдәр америка қатарлиқ 134 дөләт билән саяһәтчилик келишими имзалиған болсиму, әмма канада билән хитай оттурисидики саяһәтчилик келишими сөһбити йәнила қатмал һаләттә турмақта.

Давид әмәрсон йәнә бейҗиңда хитайниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири билән канада ‏- хитай оттурисидики авиатсийә қатниши мәсиллириниму музакирә қилған.

Канада моңғулийигә қизиқиду

Давид әмәрсон моңғулийидә моңғулийиниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири билән көрүшиду. Канада моңғулийигә әң көп мәбләғ селиватқан ғәрб дөләтлириниң бири. Канада ширкәтлири моңғулийиниң мис канлирини ечишқа қизиқмақта.

Давид әмәрсонниң асия зияритиниң әң ахирқи бекити болса хоңкоң. У бу йәрдә сода саһәсидики кишиләр билән көрүшиду. (Камил турсун)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.