Канада хитай пулиниң қиммитини ашуруш мәсилисидә хитай даирилиригә қарита бесимни күчәйтмәкчи
2008.01.30
Канада һөкүмити хитай даирилиридин хәлқ пулиниң алмаштурулуш қиммитини әркин қоювитишини қайта тәләп қилди. Чүнки хитай пулиниң қиммитиниң ешиши икки дөләт оттурисидики содиға иҗабий тәсир көрситиду. Хитай даирилири өз маллириниң хәлқара базарда үстүнлүк қазинишни қолға кәлтүрүш үчүн хәлқ пулиниң қиммитини изчил төвән тутуп кәлмәктә.
Канада малийә министири җим флаһәртй шивитсарийиниң давос шәһиридә өткүзүлгән дуня иқтисад мунбири йиғинида сөз қилғанда,7 ғәрб дөлитидин өз пулиниң қиммитини қаттиқ контрол қиливатқан хитай һөкүмитигә қарита җиддий муамилә қилишни тәләп қилди. Җим флаһәртиниң әскәртишичә, канада бундин кейин, барлиқ йоллар арқилиқ хәлқ пулиниң алмаштуруш қиммитини өстүрүш мәсилисидә хитай һөкүмитигә болған бесимни күчәйтидикән.
Җим флаһәртй : хитай хәлқаралиқ мәҗбурийитини ада қилиши керәк
Хитай һөкүмити дуня сода тәшкилатиниң әзаси болуш сүпити билән, дуня әркин сода базириға кирди вә бу һәқтики барлиқ етибар бериш сиясәтлиридин бәһримән болмақта. Шуңа әркин содиниң бундақ йеңи күчи болған хитай, әркин пул базириниң мәсулийәтлирини үстигә елиши керәк, деди.
Җим флаһәртй хитай даирилирини хәлқ пулиниң қиммитини әркин қоюветишкә чақирип:"нөвәттә пүтүн дуня америка иқтисадида көрүлүватқан давалғушниң тәсиригә учраштин ибарәт назук бир мәзгилдә турмақта. Хитай шималий америка иқтисадиниң әслигә келиши үчүн өз мәсулийитини ада қилиши керәк. Буниң әң үнүмлүк йоли хәлқ пулиниң алмаштуруш қиммитини әркин қоюветиш вә хәлқ пулини әркин базар қануни арқилиқ тәңшәшкә йол қоюштур," деди.
Ғәрб дөләтлириниң хәлқ пули мәсилисидә хитайға бесимни күчәйтиши зөрүр
Канада малийә министири җим флаһәртй,хитай пули әркин қоюветилсә, канада билән америка мәһсулатлириниң хәлқара базардики риқабәт күчиниң ашидиғанлиқини, болупму буниң канада билән хитай оттурисидики содини қозғитиш ролини ойнайдиғанлиқини әскәртти. Униң тәкитлишичә, январ ейиниң башлирида японийиниң пайтәхти токйода өткүзилидиған санаәтләшкән 7 ғәрб дөлити малийә министирлири йиғини мәзгилидә, бу дөләтләрниң малийә министирлиридин хитай пулиниң айривашлаш қиммити ашуруш мәсилисидә техиму қаттиқ сиясәт йүргүзүшни тәләп қилидикән.
Хитай ғәрб дөләтлири билән қаршилашмақта
Хәлқара җәмийәт 2002 - йилидин башлап, хәлқ пулиниң айривашлаш қиммитини өстүрүш һәққидә,хитай даирилиригә изчил бесим ишлитип кәлди.
Канада болса йеқинқи икки йилдин буян, хитай һөкүмитидин хәлқ пулиниң айривашлаш қиммитигә болған контроллуқни бошаштурушни җиддий тәләп қилип кәлмәктә.Санаәтләшкән 7 ғәрб дөлитиниң малийә министирлири бултур йил ахирида ортақ баянат елан қилип,хитай һөкүмитидин хәлқ пулиниң айривашлаш қиммитини қоювитишини тәләп қилғаниди.
Хитай һөкүмити йеқинқи йиллардин бери хәлқ пулиниң қиммитини бир қанчә қетим өстүргән болсиму,әмма бу ғәрб дөләтлириниң күткән тәлипидин йәнила йирақта.
Хитай бу тәләпләрни өзлириниң мәнпәәтигә тәһдит, дәп қарайду
Хитай даирилири "хәлқ пулиниң қиммити бирақла өстүрүлсә, дөләт ичидә қалаймиқанчилиқ келип чиқиду," дәп әнсирәйду.
Хитайниң канадада турушлуқ консули яң чаң хитайниң җаниҗан мәнпәәтигә зиян йетидиған ишни қилмаслиқ вә ундақ болмиғанда икки дөләт мунасивитигә еғир зиян йетидиғанлиқи қатарлиқларни билдүрүп канадани агаһландурди. У:"хитай билән канаданиң достлуқ мунасивити икки дөләт вә шундақла икки дөләт хәлқлириниң узун мәзгиллик вә негизлик мәнпәәтлиригә уйғун. Бу һәммигә аян мәсилә. Икки дөләт оттурисидики йирик мунасивәт иккила дөләт үчүн охшашла пайда елип кәлмәйду," деди.
Хитай консули канаданиң хитайниң пул сияситигә тутқан мәйданини хитайға тәһдит дәп чүшәндүрүп:"мениңчә, икки дөләт мунасивитиниң алға қарап раваҗлиниши үчүн әң муһим болғини өз - ара һөрмәт қилиш вә баравәрлик асасида, сақланған мәсилиләрни сөһбәт һәм келишиш йоллири арқилиқ һәл қилиштур. Ундақ болмиғанда қарши тәрәпниң мәнпәәтлири зиянға учрайду. Тәһдит - попоза билән мәсилә һәл болмайду," деди.
Зиянниң әң чоңини америка тартмақта
Канада мәтбуатлириға қариғанда, җим флаһәриниң чақириқи америкидики мәһсулат ишләпчиқарғучи карханичилар вә парламент әзалириниң қарши елишиға еришкән. Америка хитайниң пул сияситиниң зийиниға әң еғир учраватқан дөләт. Хитайниң хәлқ пулиниң қиммитини суний усулда төвән тутуш сиясити америка екиспортиға еғир зиянларни елип кәлмәктә. Америка - хитай содида көрүлүватқан ғайәт зор қизил рәқәмму асасән хитайниң пул сиясити билән мунасивәтликтур.
Пулниң қиммитини контрол қилиш диктатор түзүмләрниң бәлгисидур
Демократик дөләтләрдә ишлитилидиған пулниң қиммити адәттә әркин пул базири арқилиқ тәңшилиду. Униң қиммити базарға қарап,һәр күни өрләп яки чүшүп туриду.
Канададики иқтисадий анализчиларниң қаришичә,хитай пулиниң нөвәттики қиммити өзиниң әслидики қиммитидин %40 төвән икән. Хитай даирилири хәлқ пулиниң қиммитини униң әслидики қиммитидин төвән тутуп, өз маллириниң хәлқара базардики риқабәт күчини ашуруш арқилиқ, ғайәт зор иқтисади мәнпәәткә еришип кәлмәктә.Хитайниң нөвәттә йол қоюватқан пул сиясити компартийә һөкүмранлиқи астидики диктатор түзүм биләнму мунасивәтлик.
Канада болса, хитай пул сияситиниң қурбанлириниң йәнә биридур. Гәрчә 2007 - йилида канаданиң хитайға қилған експорт соммисида ешиш көрүлгән болсиму,лекин икки дөләт содисидики канадаға пайдисиз қизил рәқәм йәнила чоң болмақта. Канада сода министири давид әмәрсон бу айниң башлирида, канада - хитай оттурисидики саяһәт келишимини тәстиқлашни давамлиқ арқиға созуп кәлгән хитай үстидин, дуня сода тәшкилатиға әрз қилидиғанлиқини билдүргәниди. (Камил турсун)
Мунасивәтлик мақалилар
- Канада сода министири: "кишилик һоқуқни тәнқит қилиш билән икки тәрәп содиси өз - ара тоқунушмайду"
- Канада баш министири канада - хитай мунасивәтлириниң кәлгүси тәрәққияти һәққидә тохталди
- Һәмкарлиқ вә рәқиблик билән толған русийә - хитай содиси
- Хитайниң канада мәһсулатлириға болған тәлипи ашти
- Канада һөкүмити бихәтәрлик тәкшүрүш қанун лайиһиси түзмәкчи
- Хитай америка малийә министирликиниң өз пулиниң алмаштуруш қиммитини контрол қиливатқан дөләтләр тизимликидин чүшүп қалди
- " Вал - март сизгә хитайдин елип кәлгән роджистива"
- Канадада уйғурлар сүкүттә туруп кишилик һоқуқ күнини хатирилиди
- Ахбарат әркинлики вә хәлқара олимпик комитети
- Шәрқий җәнубий асия дөләтлири һәмкарлиқ тәшкилатидики 10 дөләт буниңдин кейин ортақ қанун вә өлчәм иҗра қилиду
- Далай лама вә униң канада зиярити
- Бир милярд йүән хиянәт қилған хитайлар канада сотида
- Канада тәйвәнниң мустәқиллиқини етирап қилиши керәк
- Хитай 2007- йиллиқ паклиқ дәриҗиси баһалишида начар баһаға еришти