Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитайни кишилик һоқуқта кәйнигә чекинип кетиш билән әйиплиди


2007.05.23

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати чаршәнбә күни дуня дөләтлириниң кишилик һоқуқ әһвали һәққидики 2007 - йиллиқ доклатини елан қилип, басқунчи һөкүмәтләр вә қораллиқ гуруһларни қәстән терорлуқ вәзийити яритип, кишилик һоқуқни йимирип ташлимақчи болди, дәп әйиплиди.

Доклатта, хитайни әйиплигән шундақла хитайда адвукатлар вә мухбирларниң тутқун қилиш, назарәт вә иғвагәрчиликкә учраш әһвали барғанчә көпийиватқанлиқини, һөкүмәтниң рухситисиз диний ибадәт билән шуғулланғучилар зиянкәшликкә учрап, миңлиған кишиләрниң өлүм җазасиға һөкүм қилинғанлиқини вә иҗра қилинғанлиқини тәнқидлигән. Доклатта әскәртишичә, хитай уйғур аптоном районида уйғурларни давамлиқ түрдә қаттиқ бастурмақта шундақла тибәт аптоном районида пикир әркинлики вә диний әркинлик чәкләнмәктә.

Хитай өлүм җазасини кәң көләмдә иҗра қиливатқан дөләт

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати дунядики һәр қайси дөләтләр кишилик һоқуқ хатириси һәққидики йеңи доклатида, хитай кишилик һоқуқ хатирисини шиддәтлик тәнқид қилип, хитайда кишилик һоқуқниң барғанчә кәйнигә чекинип кетиватқанлиқини шундақла хитай һөкүмити йеқинқи вақитлардин бери сақчиларниң йәрлик лүкчәкләрни гумашта орнида ишлитиш усулини қоллунуп, кишилик һоқуқни қоғдиғучи адвукатлар вә пуқраларниң йәр мүлүк һоқуқини қоғдиғучи затларға зәрбә бериватқанлиқини, ахбарат -нәшрият органлирини, мухбирлар һәм интернет алақисини тәқип қилиш, контрол қилиш вә зәрбә бериш күчәйгәнликини билдүрди.

Доклатта әскәртишичә, хитайда диһқанлар вә ялланма әмгәкчиләрниң кәмситишкә учраш әһвали еғир болуп, аялларға қаритилған зораванлиқ вә кәмсиш әһвали йәнила омуми йүзлүк мәвҗүт. Һөкүмәтниң контроллиқидики диний җәмийәтләргә бәйәт қилишни халимиған диндарлар давамлиқ бастурулмақта.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати доклатида йәнә, хитайниң әдлийә сестимиси вә өлүм җазаси түзүмини тәнқид қилди шундақла хитайниң йәнила дуня бойичә өлүм җазасини әң көп иҗра қиливатқан 1- дөләт икәнлики, тән җазаси, халиғанчә тутқун қилиш, адаләтсиз сотлаш әһвали омуми йүзлик мәвҗүт болуш билән биргә, уйғур вә тибәт аптоном районлирида йәрлик милләтләрдики димукратийә һоқуқини қоғдиғучи затларға үзликсиз зәрбә бериливатқанлиқини қәйт қилди.

Тәрәққиятниң бәдилини ким өтәватиду ?

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати баш катипи ирен ханниң әскәртишичә, хитайда иқтисади тәрәққият сүрити наһайити тез кетиватқан болсиму, лекин буниң бәдилини бу тәрәққияттин нәп алалмиған пуқралар өтимәктә.

Ирен ханим, " биз һәр күни хәвәрләрдә хитайниң йәнә бир дәриҗидин ташқири дөләт болуп қалидиғанлиқини оқуватқан болсақму, лекин буниңда аққунлар мәсилиси, бир чәткә қайрилип қалған пуқралар вә шәһәр кәмбәғәллири көп тилға елинмай келиватиду. Иқтисади тәрәққияттики бу илгирләшниң бәдилини юқириқи пуқралар кишилик һоқуқи дәпсәндә қилиниш билән өтимәктә," дәйду.

Уйғурларниң диний вә маарип әркинлики рәт қилинмақта

Доклатниң уйғурлар һәққидики бапида, " һөкүмәт даирилири шинҗаңда уйғур пуқралирини давамлиқ түрдә қаттиқ бастурмақта шундақла уларниң диний вә маарип тәлим тәрбийә елиш әркинликини өз ичигә алған кишилик һоқуқи рәт қилинмақта. Оттура асия дөләтлиридин техиму көп уйғурларниң хитайға өткүзүп бериливатқанлиқи, бу райондики һөкүмәтләр хитайниң техиму еғир бесимиға дуч келиватқанлиқини көрсәтмәктә," дәйду.

Доклатта, сүргүндики уйғур йетәкчиси рабийә қадир ханимниң аилә тавабати хитай даирилириниң изчил нишани болуп келиватқанлиқини шундақла рабийә қадирниң " һакимийәтни ағдурмақчи, " дәп сотланған оғли абликим абдуреһимниң җидди давалитишқа еһтияҗ икәнлики вә канада пуқраси һөсәйин җелилниң һазирға қәдәр канада дипломатлири билән учраштурмиғанлиқини язди.

Ирен ханим : иқтисади тәрәққият билән кишилик һоқуқтики илгириләш маслишиш керәк

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати мәсули ирен ханим, хитай вә һиндистан қатарлиқ асиядики иқтисади гүллиниш дәвридә туриватқан дөләтләрниң иқтисади тәрәққият сүрити билән, кишилик һоқуқи саһәсидики тәрәққияти мас кәлмәйдиғанлиқини вә буни маслаштурушни тәләп қилди.

Ирен ханим,"хитай вә һиндистан қатарлиқ дөләтләр кишилик һоқуқ мәсилисигә иқтисади тәрәққият вә сияси һоқуққа әһмийәт бәргәндәк әһмийәт бериши керәк. Әгәр иқтисади тәрәққият билән кишилик һоқуқ саһәсидики илгириләш бир - бири билән маслашмиса, улар бундақ қилмиса, бу техиму көп кишиләрниң тәрәққияттин нәп алалмай арқида қелишини, бу тоқунуш, бөлүнүш вә муқумсизлиқни кәлтүрүп чиқирип, иқтисади мувапиқийәтләрни вәйранчилиққа учруши мүмкин,"дәп көрсәтти.

Бәлгилимиләр бойичә муамилә қилинмиғанлиқини қәйт қилди. Бу қетимқи доклатта, уйғурларниң әһвали шинҗаң уйғур аптоном районидики уйғурлар , дегән айрим бир мавзу астида қисқичә тонуштурулған. Мәркизи америкиниң вашингтон шәһиридики америка уйғур җәмийити доклатни қарши алди.

Гәрчә хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитай кишилик һоқуқи хатирисини кәйнигә чекиниш билән тәнқид қилған болсиму, лекин хитай һөкүмити кишилик һоқуқ саһәсидә йеқинқи йиллардин бери мәлум илгириләшкә еришкәнликини, хитай пуқралириниң сияси әркинлики күчәйгәнликини билдүрмәктә. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.