Хитай һөкүмити түркийидә коңзи иниститути қурмақчи


2007.06.15

Хитай һөкүмити түркийиниң тонулған университетлиридин бири болған оттура шәрқ техника университети билән ортақлишип куңзи институти қурушни қарар қилған.

Түркийидики даңлиқ университетлардин бири болған оттура шәрқ техника университетиниң тор бетидики бир хәвәрдә, хитай хәлқ җумһурийитиниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханисиниң мәдәнийәт ишлириға мәсул хадими ши руйлинниң бу иниститутни қуруш мәқсиди һәққидә мухбирларға бәргән баянатиға орун берилгән. У, баянатида, хитайниң иқтисадий тәрәққияти билән бирликтә, башқа дөләтләргә тәсир көрситишкә башлиғанлиқини, мундақчә қилип ейтқанда хитай дөлитиниң дунявилишишқа қарап йүзләнгәнликини ейтқан. Ши руйлин баянатида йәнә, чәтәлдә хитайчә өгитидиған вә җуңгони тонутидиған мәркәзләргә еһтияҗ барлиқини ейтқан.

Хитай, 50 дөләттә 120 куңзи институти қурмақчи

Хитай дипломат ши руйлин бу институтниң түркийидә қурулған тунҗи мәркәз икәнликини ейтип мундақ дегән: "биз алдимиздики йилларда 50 дөләттә 120 куңзи институти қурмақчи. Бу хитайчә өгитидиған бир курс яки мәктәп әмәс, пүтүн хәлқ келип пайдилиналайдиған мәдәнийәт мәркизидур. Бу иниститутта дәрс беридиған оқутқучилар хитайдин келиду, хитай тилидин башқа йәнә хитайниң йемәк- ичмәклири вә кийим-кечәклириниму тонуштуриду." Куңзи мәркизи ечилидиған оттура шәрқ техника университетиниң мудири профессор доктор урал ақбулут баянатида бу мәркәзниң 2007-йилиниң ахириғичә ечилидиғанлиқини вә ечиштики мәқситини чүшәндүрүп мундақ дәйду: "бу институт бу йилниң ахириғичә рәсми ечилиду. Университетимизниң америка вә явропа дөләтлири билән болған мунасивити наһайити қоюқ. Асия дөләтлиридики университетлар билән болған алақимиз биз арзу қилған сәвийидә әмәс, шуңа бу мәркәз хитай дөлити билән болған мунасивитимизни күчәйтиш үчүн наһайити муһим дәп қараймән."

Хитайниң бундақ бири истратегийини йолға қоюштики мәқсиди немә?

Оттура шәрқ техника университети мудири урал ақбулут өз баянатида йәнә бу мәркәздә хитай тилинила өгитип қалмастин, бәлки хитай мәдәнийити вә хитайниң һазирқи иқтисадий, сиясий тәрәққиятиниңму өгитилидиғанлиқини тәкитлигән.

2007-Йили 4-айниң 9-күни бейҗиңда коңфузи институти мәркизи қурулған болуп, бу мәркәз тармиқида дуняниң һәрқайси җайлирида коңфузи институтлири қурулидикән. Мәркәзләрниң тунҗиси корийәдә, иккинчиси пакистанда ечилған болуп австралийә, русийә вә түркийидики қурулуш тәйярлиқ хизмәтлири давам қиливатқан икән.

Хитайниң бундақ бири истратегийини йолға қоюштики мәқсиди немә? буниңға дуня дөләтлири қандақ қариши мумкин ? дегәнгә охшаш бир йүрүш мәсилиләр бойичә доктор әркин әкрәм әпәнди өз қаришини оттуриға қоюп, бүгүн дуняниң қиммәт қаришиниң демократийә вә инсан һәқлири икәнликини, куңзи пәлсәписиниң диктаторлуқни тәрғип қилидиған бир пәлсәпә икәнликини, шуңа хитайниң бу истратегийисидә мувәппәқийәт қазиналмайдиғанлиқини оттуриға қойди. (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.