Уйғур, қазақлар хитай консулханисидики йеңи йил мәрикисидә


2005.01.03

Йеңи йил һарписида түркийиниң истанбул шәһиридики хитай консулханиси бир қисим уйғур вә қазақларни зияпәткә чақирип, уларға уйғур мустәқилчилириниң һәр қандақ паалийәтлиригә қатнашмаслиқини тәшвиқ қилған.

Гәрчә "йеңи йил мәрикиси" гә қатнашқан уйғур вә қазақларға телефон қилип, улардин бу һәқтә соримақчи болған болсақму, бирақ уларниң рәт қилишиға учридуқ. Һәм бу мунасивәт билән явро – асия түрк җәмийәтлири бирләшмиси башлиқини зиярәт қилдуқ.

Бу һәқтики тәпсилий мәлуматларни түркийидики ихтияри мухбиримиз назугумдин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.