Яврупада хитай маллиридин әндишә қилиш долқуни қайта қозғалди
2007.08.20
2 - Авғуст күни америкидики маттел ширкити елан қилған чақириққа улапла, 3 - авғуст күни яврупа бирлики баянат елан қилип, хитайда ишләнгән балилар оюнчуқлирида зәһәрлик мадда тәркиви болғанлиқи сәвәплик, хитай оюнчуқлирини йиғивелишни мураҗиәт қилғандин кейин, яврупа миқясида хитай маллиридин һәзәр әйләш вә хитай маллирини қайтуруш долқуни көтүрүлгән иди. Бир қанчә күн илгири, баш шитаби нәв - йорктики маттел ширкитиниң хитайдин импорт қилған тәркивидә зәһәрлик мадда болған балилар оюнчуқлири саниниң 20 милйондин ашидиғанлиқини қайта елан қилиши мунасивити билән, яврупа бирлики вә униң тәркивидики һәр қайси дөләтләрниң истемалчилар җәмийәтлири һәм бихәтәрлик тармақлири йәнә бир қетим долқун қозғап, хитай балилар оюнчуқлиридин һәзәр әйләш шамилини йәнә бир балдақ күчәйтивәтти.
Кишиләр яврупа бирликидин хитайға қарши әмәлий тәдбир елишни тәләп қилмақта
Пүтүн дунядики балилар оюнчуқлириниң %85 и хитайда ишинидикән. Маттел ширкити хитайдин импорт қилип яврупа әллиригә киргүзгән оюнчуқларниң %80 и хитайниң маллири икән. Германийидә хитай балилар оюнчуқлири әндишиси күчәйгәндин кейин, маттел ширкитиниң берлиндики шөбә оргини ахбарат вастилири арқилиқ истемалчиларға чүшәнчә берип, бизниң бу қәдәр көп мални йиғивелишимиздики сәвәп, бир тәрәптин истималчиларниң мәнпәәтини қоғдаш болса, йәнә бир тәрәптин херидарлиримизниң ишәнчисидин айрилип қалмаслиқтин ибарәт, дегән.
2008 - Йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқиси мунасивити билән баш көтәргән хитайдики инсан һәқлири дәпсәндичиликигә қарши паалийәтләр таза әвҗ еливатқан бир чағда оттуриға чиққан бу сәтчиликләр, хитай дөлитиниң образини қаттиқ йәргә урған. Нурғун истемалчилар бу вәқә түпәйли пикир баян қилип, бу мәсилиниң ноқул иқтисади мәсилә даирисидә чәклинип қелишини қобул көрмигән. яврупа бирлики яврупа пуқралириниң күчлүк бесимигә дучар болған. Кишиләр яврупа бирликидин хитайға қарши әмәлий бир тәдбир елишни тәләп қилған.
Хитай һөкүмити җавапкарлиқни зиммисигә елиши керәк
Германийә долқунлири радиосиниң 19 - авғусттики хәвиригә асасланғанда, яврупа бирлики юқури дәриҗилик хадимлири бу сәвәбтин җиддий йиғин чақирип, хитай таварлириға қарита қандақ муамилә қилиш мәсилисини қайтидин музакирә қилған. яврупа бирлики сода комитетиниң рәһбәрлиридин манделсун әпәндиниң баянатчиси "ялғуз хитай завутлирила әмәс, хитай һөкүмитиму буниң җавабкарлирини зиммисигә елиши, хитайниң яврупаға експорт қиливатқан таварлириниң яврупа бирликиниң өлчәмлиригә уйғун болушиға капаләтлик қилиши керәк" дегән.
Хәвәргә асасланғанда, 16 - авғуст күни яврупа бирликиниң җиддий әһвал мәлум қилиш сестимиси, хитай маллири ичидики йиғивелишқа тегишлик оюнчуқларниң модилини вә түрлирини елан қилипла қалмай, әнглийә тәрәпму 17 - авғуст күни яврупа бирликини хитай зәһәрлик оюнчуқлиридин агаһландуруп хәвәр йоллиған. яврупа бирликиниң бәзи хадимлири, ялғуз хитайниң завутлири вә хитай һөкүмитини қаттиқ әйибләпла қалмастин, бу мәһсулатларни импорт қилған маттел ширкитини һәмдә яврупа бирлики сүпәт тәкшүрүш оргини вә һәр қайси дөләтләрниң сүпәт тәкшүрүш органлириниму бихәстәликтә әйиплигән. Улар һәрқандақ таварни, болупму хитай таварлирини киргүзгәндә, сүпәт тәкшүрүш хизмитини күчәйтишкә, мәсилә көрүлгән һаман пүтүн яврупа әллирини дәрһал хәвәрләндүрүшкә чақирған.
Күтүлмигән вәқәләр йүз бериши мүмкин
Мухбир барбара вәсәлниң яврупа бирликидин игилигән 19 - авғусттики мәлуматиға асасланғанда, яврупа бирлики истималчиларниң мәнпәәтини қоғдаш оргини, әгәр хитай һөкүмити бу мәсилини алдимиздики икки ай ичидә мувапиқ шәкилдә һәл қилмиса вә хәлқара җәмийәтниң, болупму яврупа бирликиниң агаһландурушиға етибар бәрмисә, 11 - айда өткүзүлидиған яврупа бирлики билән хитай башлиқлири оттурисида елип берилидиған юқури дәриҗиликләр сөһбитидә күтүлмигән вәқәләр йүз бериши мүмкин, дегән бишарәтни бәргән.
Һазир яврупа тәвәсидә хитайда ясалған балилар оюнчуқлири мәсилиси бир иқтисадий вә әхлақий мәсилә дәриҗисидин һалқип, сиясий мәсилә дәриҗисигә өрләп бармақта. Германийә ахбарат вастилириниң 19 - авғустқичә елан қилған хәвәрлиригә асасланғанда, германийә пуқралириниң хитай таварлириға болған әндишиси юқири чәккә йәткән болуп, германийә истималчиларниң мәнпәәтини қоғдаш органлириниң бесими билән, германийә һөкүмәт тәрәп, һәр қандақ хитай таварлирини импорт қилғанда, яврупа бирликиниң сүпәт тәкшүрүш өлчимигә қарап олтурмастин, таварларниң техникилиқ сүпитини тәкшүридиған вә ишлитилгән мадда тәркивини тәкшүридиған йәнә икки орган тәсис қилишни қарар қилған.
Һазир яврупа бирлики тәркивидики дөләтләр билән қошулуп җәми 30дин артуқ дөләттә хитай балилар оюнчуқлирини қандақ бир тәрәп қилиш мәсилиси үстидә җиддий муназириләр қанат яймақта. (Әкрәм)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка кеңәш палата әзаси хитайни әйиблиди
- Диққәт, хитай маллирида зәһәр бар!
- "Хитайниң мәһсулатлирини тәкшүрүш техникиси йетәрлик әмәс"
- яврупа иттипақи хитай мәһсулатлириниң сүпитини яхшилашни , сахта малларни қаттиқ чәкләшни тәләп қилди
- Хитайниң балилар оюнчуқлири сәуди әрәбистани балилири үчүн хәтәр яратмақта
- Хитайниң содидики сақтилиқи 8 дөләт йиғининиң муһим тәнқид темиси
- Сахта пулға алданған деһқанларниң мәнпәәтини ким қоғдайду?
- Канада сақчи даирлири хитайларниң сахта пластинка содисиға зәрбә бәрди
- Хитайда ишләпчиқирилған йемәкликләр кишиләр арисида әндишә пәйда қилмақта(2)
- Хитайда ишләпчиқирилған йемәкликләр кишиләр арисида әндишә пәйда қилмақта(1)
- Хитай маллириниң түркийигә көпләп кириши түркийә карханичилирини биарам қилмақта