Хитайда ишләп чиқирилған оюнчуқлар түркийидиму йиғивелинмақта


2007.08.22

Америкидики маттел ширкитиниң пүтүн дунядики балилар арисида кәң тарқалған" сарги" исимлик оюнчуқ машина вә " барбй анд таннәр" исимлик қончуқлири түркийидики балиларниңму әң яхши көрүп ойнайдиған оюнчуқлири иди. Әмма бу оюнчуқларда балиларниң сағламлиқиға зиян беридиған маддилар байқилип, бу оюнчуқларниң америка базирида сетилиши чәклинип , сетилғанлири йиғивелинишқа башланған иди.

Америкиниң бу қараридин кейин маттел ширкитиниң түркийидики оюнчуқ дуканлириму бу оюнчуқларни йиғивелишқа башлиди. Америкидики бу ширкәт хитайда ишләп чиқирилған бир йерим милйон оюнчуқни базарлардин топлаш қарари чиқарған иди. Маттел ширкити оюнчуқларда ишлитилгән бояқта симаб барлиқини байқап, хитайдики ишләп чиқарғучи завутни әйиплигән иди. Бу әһваллар мәйданға кәлгәндин кейин хитайдики бу оюнчуқларни ишләп чиқарған завутниң башлиқи өзини өлтүрүвалған иди. Ундақта бу оюнчуқларда байқалған симаб балиларға қандақ хәтәр елип келиду? бу һәқтә балилар дохтури өндәр аксу әпәнди мәлумат бәрди.

Түркийидики оюнчуқларниң көпи хитайдин импорт қилинған болуп, хитайда ишләп чиқирилған оюнчуқларниң саламәтликкә зиян бериватқанлиқи һәққидики бу хәвәр түркийидә әнсизлик яратти. Хитайдин импорт қилинған оюнчуқлар зади қанчилик? бу һәқтә түркийә - хитай тиҗарәт комитетиниң башлиқи явуз онай әпәнди мәлумат бәрди.( Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.