Хитайда һазир қандақ мәдәнийәт асасий орунда туриду?
2007.05.29
5 - Айниң 28 - күни америкида чиқидиған 'йеңи әсир җурнили' да, сәнши өлкилик партийә мәктәп профессори вумиң әпәндиниң 'хитайда һазир қандақ мәдәнийәт асасий орунда туриду' дегән темидики рай синаш доклати елан қилинди.
Вумиң әпәндиниң тәрҗимиһалиға қариғанда, у узун йиллардин буян хитайдики иҗтимаий пәнләр фонд җәмийити үчүн сиясий нәзирийә -маарип саһәсидә изчил тәтқиқат елип бериватқан профессор. Униң баян қилишичә, хитай җәмийитидә һазир давамлишиватқан мәдәнийәт риаллиқи һәққидики рай синашниң нәтиҗиси хитай һөкүмитиниң тәсәввуридин наһайити көп пәрқ қилиду.
Һазир рәһбири кадирлар ичидә 'маркисизмға ишәнмәйдиған адәм' сани 'маркижмға ишинидиған адәм санидин 3 һәссә көп
Вумиң әпәндиниң баян қилишичә, хитайда мәлум бир орган 200 дин артуқ наһийидики башқарма яки наһийә вә назарәт яки идарә дәриҗилик кадирлар ичидә рай синаш елип барғанда, 175 кишидин язма җавап тапшуривалған.
Бу рай синашниң нәтиҗисигә қариғанда, хитайда давамлишиватқан һазирқи мәдәнийәт әһвалини 'маркисизм мәдәнийити' дәп қариғучилар % 15 ни; авам хәлқ мәдәнийити' дәп қариғучилар% 24 ни; 'ғәрб мәдәнийити' дәп қариғучилар %7 ни ; әнәнидин чәтнигән 'намәлум мәдәнийәт' дәп қариғучилар %48 ни тәшкил қилған. Демәк, һазир рәһбири кадирлар ичидә 'маркисизмға ишәнмәйдиған адәм' сани 'маркижимға ишинидиған адәм санидин 3 һәссә көп.
Җуңгочә сотсиялизмға ишәнмәйдиғанларниң сани қәтий ишинидиғанларниң санидин 11 һәссә көп
Вумиң әпәндиниң баян қилишичә, бу рай синашта йәнә, һазирқи рәһбири кадирларниң җуңгочә сотсиялизмға йәни маркижмға болған етиқадини билиш мәқсәт қилинған болуп, бу һәқтики җавабму хитай һөкүмитиниң тәсәввуридин көп йерақ болуп чиққан. Җуңгочә сотсиялизмға болған етиқади интайин қәтийләрниң несбити% 5 ни; 'таза қәтий әмәсләр' ниң несбити % 28 ни; 'дегән гепи билән қилған иши охшимайдиғанлар' ниң несбити %49 ни; етиқад кризиси пәйда болди' дәп қариғучиларниң несбити %13 ни тәшкил қилған.
Демәк, хитайдики асасий қатлам рәһбири кадирлар ичидә 'дегән гепи билән қилған иши охшимайдиғанлар' вә етиқад кризиси пәйда болди' дәп қариғучиларниң санила % 62ни тәшкил қилған. Бундақ кадирлар җуңгочә сотсиялизмға болған етиқади интайин қәтийләрниң санидин 11 һәссә көп.
Әмди коммунист партийә өзиниң орнини нәгә қоюши лазимлиқини ойлап беқиши керәк
Хитайда 60 йилға йеқин вақиттин буян коммунист һакимийити мәвҗут, - дәп мулаһизә қилиду вумиң әпәнди мақалисидә, - һөкүмәт дөләт малийисиниң наһайити көп қисмини маркисизм мәдәнийити үчүн, йәни кейинчә 'җуңгочә сотсялизм' дәп аталған мәдәнийәт үчүн сәрп қиливатиду. Буниң билән маркисизм тәрбийисини изчил елип бериватиду. 1989 - Йилидин бурун хәлқ бундақ тәшвиқатқа ишинәтти, тйәнәнмен вәқәсидин кейин, хәлқ коммунист партийиниң тәшвиқатиға ишәнмәйдиған болди. Униңдин кейин 'дең шавпиң идийиси' дегән мәсләк чиқти.
Униңдин кейин үчкә вәкиллик қилишдегәндәк маркижмға қошулған 'йеңи төһпиләр' чиқти. Демәк, маркисизм тәшвиқати пәқәт бошап қалмиди, әмма немә үчүн рәһбири кадирларниң 'маркисизм етиқади' барғансири бошап кетиду? әнәнивий мәдәнийәтму тәшвиқ қилиниватиду, мәсилән, куңзиниң адәмдә әмәлий етиқад болмиса, уни адәм дегили болмайду' дегән тәлиматини коммунист партийә 'һәқиқәтни әмәлийәттин изләш' дегән сөз билән ипадиләп тәшвиқ қилип келиватиду.
Әмма йәнә немә үчүн җәмийәттә әнәнигә беқинмайдиған авам мәдәнийәт' дегән шәкил чиқти вә 'дегән гепи билән қилған иши охшимайдиғанлар' көпийип кәтти? әмди коммунист партийә өзиниң орнини нәгә қоюши лазимлиқини ойлап беқиши керәк.
Һөкүмәт һазир дөләт малийисиниң% 68 ни сиясий зораванлиқ, сақчи һакимийити вә җасуслар арқилиқ идарә қилишқа сәрп қилип хәлққә тақабил туруватиду
Хитайда коммунист һөкүмити һазир пүтүнләй өзиниң орнини сақлап қелиш үчүнла хәлқ ичидики йеңи мәдәнийәткә қарши туруватиду, - дәп баян қилиду иқтисадшунас хе чиңлйән ханим "хитайда елип бериливатқан ислаһатниң хәлққә пайда -зийини немә?" дегән китабида. Униң баян қилишичә, америкида хәлқниң маарип чиқими хәлқ игилики омумий мәһсулат қиммитиниң% 10 ни тәшкил қилиду.
Әмма хитайда болса, хәлқ маарип чиқимини өзи% 100 төләйду. Америкида өй баһаси һәр бир аилиниң йиллиқ киримидин 6 һәссә артуқ, әмма хитайда болса, өй баһаси һәр бир аилиниң йиллиқ киримидин 12 һәссә артуқ, шаңхәй, бейҗиңларда 20 һәссә артуқ.
Шуңлашқа, хәлқ һазир коммунист партийә йолға қоюватқан маарип ислаһати ата-аниларни сараң қилидиған ислаһат; сақлиқни сақлаш ислаһати яшанғанларни у дуняға тизрақ узитидиған ислаһат; өй-земин ислаһати хәлқниң янчуқини пүтүнләй қорутидиған ислаһат, дәватиду. Һөкүмәт һазир дөләт малийисиниң% 68 ни сиясий зораванлиқ, сақчи һакимийити вә җасуслар арқилиқ идарә қилишқа сәрп қилип хәлққә тақабил туруватиду.(Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Шивитсийидә, үмид юлтузи намлиқ мәдәнийәт кечилики өткүзүлди
- Уйғурларда пакизлиқ мәдинийити
- Уйғур елидики тунҗи тарихий музей
- " Шинҗаң нахшилири" уйғурларда зоқ әмәс "оқ" пәйда қилди (1)
- Уйғурларда уруқ туғқанлиқ адәтлири
- Рус хәлқиниң хитайларға болған қариши
- Уйғур тебабәтчилики хәтәрлик әһвалда қалмақта