Хитай маллири түркийини әндишәгә салмақта


2006.03.06

Түркийиниң әнқәрә сода уюшмиси хитай маллириниң түркийә базарлирини игиливалғанлиқи тоғрисида доклат һазирлиған болуп, доклатта ейтилишичә, 2005- йили түркийигә киргүзүлгән хитай маллириниң қиммити икки милярд доллардин ашқан.

Әнқәрә сода уюшмиси түркийигә кириватқан хитай маллири һәққидә бир доклат һазирлиди. Бу доклатқа түрк мәтбуатлири кәң-көләмдә йәр бәрди. Түркийә сода уюшмиси тәйярлиған бу доклатта, хитайниң дәсләптә түркийигә һәр хил сүпәтсиз маллири билән киргәнлики, бүгүнки күнгә кәлгәндә болса хитайларниң юқури технологийилик маллар билән түркийә базирини бесивалғанлиқи йезилған. Шундақта түркийә һөкүмитини хитай маллириға қарши җидди тәдбир елишқа чақирған. Хәвәрләргә қариғанда, түркийә һөкүмити кабенти йеқинда бу һәқтә мәхсус йиғин чақиридикән.

Бу һәқтә тәпсили мәлуматларни, түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин таримдин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.