Хитайда ишләпчиқирилған оюнчуқлар хәвп яритиватиду


2006.10.11

Star Online Тор бәтидә "хитайда ишләпчиқирилған оюнчуқлар хәвп яритиватиду" мавзулуқ хәвәр елан қилинди. Хәвәрдә хитайда ишләпчиқирилған шундақла һечбир бихәтәрлик тәдбири вә сүпәт өлчимигә тошмайдиған оюнчуқлар балилар үчүн хәвп яритиватиду, түркийә рәфик сайдам сәһийә дохтурханиси бир хизмәт пилани тәйярлиди, дейилгән. Хәвәрдә бу иш пиланини явропа бирликиниң қоллаватқанлиқи үстидә тохтилип мундақ дәп йезилған:

"Хитайда ишләпчиқирилған боюмлар башқа саһәләрдикигә охшашла оюнчуқ саһәсидиму кишиләрниң бешини ағритмақта. Әмма бу қетим тиҗари җәһәттин әмәс, балилар үчүн яратқан хәвпи җәһәттин кишиләрни әндишигә салмақта. Шуңа хитайда ишләпчиқирилған оюнчуқларниң түркийә базириға кирип балиларниң саламәтликигә тәсир йәткүзушиниң алдини елиш үчүн рәфик сайдам дохтурханиси һәрикәткә өтти. Буниң билән улар хитай оюнчуқлири һәққидә оюнчуқ бихәтәрлики намлиқ хизмәт пиланини тузуп чиқти. Бу пилан явропа бирлики тәрипидин қоллашқа еришкән".

Бу иш пилани һәққидә тәпсили мәлумат елиш үчүн иш пиланини елип бериватқан атилла сака әпәнди билән көрүштуқ. У мундақ деди:

"явропа биликигә маслишиш пиланимиз ичидә сәһийә министирлики бәзи қарарларни чиқарди. Бу қарарға асасән хитайдин кәлгән оюнчуқларниң сүпәт өлчимини тәкшурушимиз керәк иди. Бу мәқсәт билән биз ‘оюнчуқ бихәтәрлики’ исми астида бир хизмәт пилани тузуп чиқип явропа бирликигә сундуқ. Уларму бу пиланға қошулди вә қоллайдиғанлиқини билдүрди. Һазир путун тәярлиқлиримиз ахирлашти. Йеқинда рәсмий ишқа башлаймиз".

Атилла сака әпәнди оюнчуқ бихәтәрлики иш пиланида нимиләрни қилидиғанлиқини аңлитип мундақ деди:

"Бу хизмәт пиланиға асасән биз 0 -14 яш арисида дәрс беридиған мәктәпләрниң дәрс программисиға киргүзүш үчүн бир тәлим тәрбийә CD пиластинкиси тәйярлаймиз. Бу арқилиқ биз балиларға, ата–аниларға, оюнчуқ ишләп чиқарғучи вә импорт қилғучиларға оюнчуқниң сүпәт көрсәткүчлири, оюнчуқларниң бихәтәр яки әмәслики, қандақ оюнчуқларни сетивелишни кәрәклики һәққидә мәлумат беримиз".

Атилла сака әпәнди бу хизмәт пиланиға қатнишиватқан дөләтләр һәққидә мәлумат берип мундақ деди:

"Бизгә ярдәм қиливатқан нурғун орунлар бар. Улар бу тәлим тәрбийә CD пластинкисини тәярлишимизға ярдәмдә болди. Бу орунлар һаҗитөпә университети балилариң йетилиши бөлүми, түркийә милли маарип министирлики, португалийәдин академик хусуси мәслиһәт вә тәтқиқат мәркизи, испанийәдин асиал башқурғучилар бирлики, италийә оюнчуқ бихәтәрлики тәтқиқат орни вә түркийидин бәзи ширкәтләрдур".

Бу иш пиланиға ярдәм бәргән орунлардин бири болған пилсан пластик вә оюнчуқ санаити ширкәтләр гуруһи башлиқи рашид акар әпәнди биләнму сөһбәт елип бардуқ:

"Мәнчә хитайниң зийиниға учриған саһәләрниң әң бешида келидиғини оюнчуқ саһәсидур. Биз 152 хил оюнчуқ ишләп чиқириватқан бир ширкәт туруқлуқ хитай билән риқабәт қилалмайватимиз. Чүнки, биз алди билән сүпәткә әһмийәт беримиз. Сүпәт өлчәмлиригә лайиқ ишләп чиқириш елип баримиз. Шуңа чоң түрдики оюнчуқларда хитай билән риқабәт қилалисақму кичик типтики оюнчуқларда риқабәт қилалмайватимиз".

Рашид акар әпәнди истимал қилғучиларни диққәт қилишқа чақирип мундақ деди:

Хитай бүгүн шундақ бир һалға кәлди, яни явропа вә америка ташливәткән керәксиз һам әшяларни ишлитидиған дәриҗигә йәтти. Улар бу һам әшяларни апирип оюнчуқ ишләп чиқириду. Улар йәнә ишлитилип ташливәтилгән суляв халтиларни, су ботулкилирини йиғип әкилип оюнчуқ ишләп чиқириватиду. Буниң рак кесили пәйда қилиш нисбити интайин юқири. Бояқ маддиларда корбондийоксидиму интайин юқири. Буму рак пәйда қилидиған бир мадда. Шуңа истимал қилғучилар, балилириға оюнчуқ алғанда амал бар хитайдин кәлгән сүпәтсиз оюнчуқларни алмисун. (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.