Явропа дөләтлири хитайниң аяғлирини төкмә қилип сетишқа чәклимә қойиду
2006.02.23
Б б с ахбарат ториниң хитайчә бетидин мәлум болушчә, явропа иттипақи хитай вә вейтнамдин келиватқан екиспорт аяғ мәһсулатлириға юқури баҗ елиш усули билән чәклимә қуюшни ойлишиватақанлиқи мәлум.
явропа иттипақи сода комитети баянатчисиниң сөзигә асасланғанда улар өткән йили 9-айдин башлап хитай вә вейтнамниң аяғ мәһсулатлириға қарита тәкшүрүш елип барған болуп , бу бир йил җәрянида хитайниң явропа иттипақидики дөләтләргә екиспорт қилған аяғ мәһсулатлири шиддәт билән ешип, еришиш нисбити 320% йәткән . Шуниң билән биргә тәкшүрүш җәрянида хитай һөкүмитиниң аяғ саһасидикиләргә баҗда итбар бириш, өсүмсиз мәбләғ билән тәминләш қатарлиқ натоғра риқабәт һадисисни шәкиләндүргәнликтәк қанунға хилап қилмишларниңму барлиқини байқиған. Шуңа улар хитай аяғ мәһсулатлириниң явропа базарлирида төкмә қилинип сетилишиға қарши юқури баҗ елип чәкләш чарисини қоллунишни ойлашмақта икән.
Мунасивәтлик мақалилар
- Һайванларни қоғдаш тәшкилати хитай әлчиханиси вә консулханиси алдида намайиш өткүзди
- явропа базарлири йәнә хитай маллириға толди
- Хитай әткәс маллири "түрк мели" намида явропаға сетилишқа башланған
- "Хитай маллириға қарши сәддичин сепили ясайли"
- Хитайниң тоқумичилиқ мәһсулатлири америка вә яврупа иттипақини әндишигә салмақта