Хитай уйғурлардин "үчкә етибар бериш" ни қобул қилишни тәләп қилмақта


2007.01.25

"Җуңго вақит гезити" вә "мәркизи ахбарат агентлиқи" ниң хәвиригә асасланғанда, хитай һөкүмити "җуңхуа миллитигә, җуңхуа мәдәнийитигә, җуңхуа елигә етибар бериш" тин ибарәт үчни қобул қилдуруш сиясити арқилиқ, уйғурларға болған мәниви бесимни техиму ашурған болуп, д у қ баянатчиси дилшат решит әпәнди 1 – айниң 23 – күни баянат елан қилип, хитайниң мәзкур сияситини қаттиқ әйиблигән.

"Хитай һөкүмити уйғурлардин үчкә етибар беришни тәләп қилмақта" дегән нам билән 23 – январ күни "җуңго вақит гезити" вә "мәркизи ахбарат агентлиқи" дин ибарәт хитайниң нәччә милйон тиражлиқ гезитлиридә елан қилинған бу баянат, 24 – январ күни хитай тор бәтлиридин кәң орун алған.

Мәзкур баянатта, хитай һөкүмитиниң "үчни қобул қилдуруш" арқилиқ, уйғур миллитиниң хаслиқини йоқитиш, мәдәнийитини йоқитиш, зимин қаришини йоқитиш нәтиҗисидә, уйғурларни ассимилятсийә қилип түгитишкә уруниватқанлиқи паш қилинған.

Дилшат решит әпәндим "җуңхуа миллити" дегән бу аталғуниң уйғурларға вәкиллик қилмайдиғанлиқини, уйғурларни өз ичигә алмайдиғанлиқини, пәқәтла хитайни көздә тутидиғанлиқини, уйғур миллити билән җуңхуа миллити арисида ортақлиқ йоқлиқини, бу икки милләтниң мәдәнийитиниңму һич бир бағлиниши йоқлиқини тәкитлиди.

Дилшат решит әпәнди мәзкур баянатида җуңхуа миллити, җуңхуа мәдәнийити, дегән аталғуларниң уйғурлар билән алақиси йоқлиқини тәкитлигәндин сирт, "җуңхуа ели" дегән аталғуниңму шәрқий түркистанни өз ичигә алмайдиғанлиқини әскәрткән.

Д у қ баянатчиси дилшат решит әпәнди мәзкур баянатта, хитай һөкүмитиниң омуми хитай тәвәсидә "ғәзәпләнгән зәрәпшан" дегәнгә охшаш филимләрни кәң тәшвиқ қиливатқанлиқини, бу арқилиқ уйғур миллитиниң мустәқиллиқ йолида елип бериватқан күрәшлирини терроризм билән қарилап, пүтүн дуняни алдаватқанлиқини оттуриға қойған. (Әкрәм)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.