Бдт тәтқиқатчиси: хитай қәшқәрдин ибарәт уйғурларниң 'ирусалеми'да немә қиливатиду?

Хитай һөкүмитиниң қәшқәрни чеқип өзгәртип қуруш пилани оттуриға қоюлғандин буян, гәрчә бу пилан уйғурлар тәрипидин қаршилиқларға учрап келиватқан болсиму, әмма хитай һөкүмити бу қаршилиқларни нәзәргә алмастин, қәшқәр кона шәһәр районини чеқиш ишини давамлаштурмақта.
Мухбиримиз миһрибан
2010.01.14
Cheqiliwatqan-Qeshqerdin-bir-korunush-305.jpg Сүрәт, чеқиливатқан қәшқәрдин бир көрүнүш.
www.globalpost.com Дин елинди.

Хитай һөкүмитиниң уйғурларни өз өй - маканлиридин мәҗбурий көчүрүп Хәлқарадики мәдәний ядикарлиқларниң бири болуш сүпити билән қоғдилишқа тегишлик дәп қариливатқан бу шәһәрни чеқиши, хәлқара җәмийәттә үзлүксиз тәнқидлиниватқан иди. Йеқинда бирләшкән дөләтләр тәшкилати оқутуш тәтқиқат ишханисиниң хадими катхлен ханим елан қилған, "хитай қәшқәрдин ибарәт уйғурларниң 'ирусалеми'да немә қиливатиду?" намлиқ мақалә җәмийәттә йәнә бир қетим күчлүк инкас қозғиди.

"Хитай һөкүмитиниң топа иттириш машинилири һәм кранлириниң язичә елип бериватқан бузушидин кейин, топа ‏ - чаң ичидә қалған, қәдимий йипәк йолидики2000 йиллиқ тарихқа игә бу қәдимий шәһәр бу бир нәччә айдин буян тимтаслиққа чөккән иди, шу тапта қаримаққа шәһәрниң бу қисми һазирчә аман қалғандәк қилатти," дәп башлайду аптор мақалисини.

Аптор қәшқәр кона шәһәр районидики бу чеқиш ишиниң һелиму давамлишиватқанлиқини йәнә мундақ әскәртиду: " лекин, хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаттиқ әйиблиши, бирләшкән дөләтләр тәшкилати мәдәний ядикарлиқларни қоғдаш тәшкилати һәм қәдими мәдәнийәтни қоғдиғучиларниң шунчә қаттиқ қаршилиқиға қаримай, һазир бу қәдими шәһәр вәйран қилиниватиду. Қелип қалған кочилардики тамларға чапланған һәр хил еланлар әнәниви ислам мәдәнийитиниң символлиридин бири болған, илгири хитай һөкүмити қоғдайдиғанлиқини вәдә бәргән бу шәһәр йәнила чеқилип вәйран болуш хәвпидин қутулмиған иди."

Аптор қәшқәр шәһириниң бир қәдими мәдәнийәт ядикарлиқи сүпитидә уйғурлар үчүн нәқәдәр муқәддәс җай икәнликини, әмма һазир хитай һөкүмитиниң бу қәдими мәдәнийәтнила әмәс, бәлки уйғур миллитиниму ассимилятсийә қилип йоқатмақчи болуватқанлиқини, һазир вашингтонда уйғур кишилик һоқуқ тәтқиқати билән шуғуллиниватқан хәнрйк сзадзиевски әпәндиниң сөзини нәқил елип мундақ оттуриға қойиду:" уйғурлар ‏-- мусулманларниң бир қисми болған бу түрки тиллиқ хәлқләр үчүн, қәшқәр шәһириниң чеқилиши бир қәдимий мәдәнийәтниңла вәйран қилиниши болмастин, бәлки бир қәдимий милләтни ассимилятсийә қилип йоқитиш болмақта. Қәшқәр шәһири худди ерусалем шәһири христианлар, йәһудийлар һәм мусулманлар үчүн муқәддәс җай болғинидәк, уйғур миллити үчүнму шунчә муқәддәс җай иди. Бу шәһәр уйғурларниң бир гәвдиси сүпитидә, илгири, һазир вә кәлгүсидиму қәд көтүрүп туруши керәк иди!"

Хитай һөкүмитиниң қәшқәр қәдими шәһирини чеқип вәйран қиливатқанлиқини уйғур зиялийлириму қаттиқ әйибләватқан болуп, илгири хитайниң ғулҗа һәм қәшқәр қатарлиқ уйғур мәдәнийитиниң бөшүклирини чеқиш қилмишлириға қарита мәтбуат йүзидә мақалиләр елан қилип, хитайни үзлүксиз әйибләп келиватқан доктур қаһар барат әпәнди бүгүн радиомизниң зияритини қобул қилип, өз қарашлирини оттуриға қойди.

Хитай һөкүмитиниң қәшқәр кона шәһирини чеқип, бу райондики уйғурларни әслидики турмуш адити һәм яшаш шараитиға мас кәлмәйдиған заманиви бина өйләргә мәҗбурий көчүрүшниң хата болуватқанлиқи һәққидики бир мақалә хитайдики мәтбуатлардиму елан қилинған иди.

2009 - Йили 6 - айниң 24 - күни тәңритағ тор бетидә елан қилинған " қәшқәр кона шәһири тарихтин қалған кишиләрни сақлап турған иди" дәп мавзу қоюлған бу мақалидә, мухбир ваң чимиң 2001 - йили бу шәһәрни өзгәртип қурулуш лайиһисини түзәшкә қатнашқан бир хизмәтчи хадимниң өз нам - шәрипини елан қилмаслиқ шәрти билән дегән муну сөзлирини нәқил елип мундақ язиду: "биз дәсләп бу лайиһини түзгәндә уйғурларниң әнәниви турмуш адитигә мунасивәтлик нурғун муһим амилларни нәзәрдин сақит қилған икәнмиз. Биз көп қетим тәшвиқ қилиш, хизмәт ишләш нәтиҗисидә йәрлик уйғурларни көчүрүш үчүн салған бу биналарға көчүп киришкә қошулған уйғурларниң сани һазир 40% киму йәтмәйду, 2868 аилини көчүрүш үчүн селинған бу аһалиләр райониға һазирғичә көчүп киргәнләр 500 аилигә йәтмәйду. Мана һазир уйғурлар үчүн тәйярланған бу өйләрни баһаси әрзан болғини үчүн башқилар сетивелишқа башлаватиду."
 
Мухбир мақалисидә, һөкүмәтниң чақириқиға аваз қошуп бу аһалиләр райониға көчүп киргән уйғурларниң илгирики турмуш усули өзгәргини үчүн бина өйләргә көнәлмигәнликини мундақ язиду: "йеңи олтурақ районға көчүп киргән, доппичилиқ кәспи билән шуғуллинидиған 68 яшлиқ йүсүп бовай өзиниң холум ‏ - қошнилири билән параң селишалмайдиған, илгирикидәк супида көрпиләр үстидә йетип ухлаш имканийити болмиғанлиқидин ағринип, саяһәтчиләр өйигә келип доппилирини сетивалидиған һаләттин, йирақ базарға берип доппилирини сетишқа мәҗбур болуватқанлиқидин нарази болмақта."

Доктур қаһар барат әпәнди хитай һөкүмитиниң қәшқәр кона шәһәр районини чиқиштики һәқиқий мәқситини изаһлап, хитайниң уйғурларни мәҗбурий һалда өз маканлиридин айрип, уларниң өй - земинлириниң орниға хитайниң тәрәққиятиға мас келидиған заманиви сода шәһири қуруш мәқситидә бир қәдими мәдәнийәтнила әмәс, бәлки бир милләтниму йоқитиш нийитидә болуватқанлиқини тәнқид қилди.

Катхлен мақалисиниң ахирида йәнә, қәшқәр шәһириниң һазирқи заманивийлишишқа йүзлиниватқан хитай шәһәрлиридин пәрқлиқ һалда өзидики қоюқ миллий алаһидилики билән пүтүн дуняни җәлп қилип туруватқан бир шәһәр икәнликини, шуңа хитай һөкүмитиниңму бу шәһәрни қоғдап қелишта еғир мәсулийити барлиқини, әгәр бу шәһәрни чеқишни тохтатмиса, уйғурлар үчүнла муқәддәс болуп қалмастин, бәлки дуня хәлқи үчүнму ерусалем шәһиридәк муһим болған бир мәдәний ядикарлиқни вәйран қилиш җинайити билән әйиблинидиғанлиқини әскәртип, бу қәдимий шәһәрни бир қиммәтлик совға сүпитидә инсанийәткә қайтуруп беришкә чақирған.

Көзәткүчиләрниң қаришичә, хитайниң хәлқарадики қаттиқ наразилиқларға писәнт қилмастин, қәшқәр шәһирини чеқиши, пәқәтла бир қәдимий ядикарлиқ болған имарәтләрни чиқишла әмәс, бәлки бир миллий мәдәнийәтни бир дәврни, бир тарихни йоқитиш болуп, хитайни тәнқидләш, хитайға бесим қилиш арқилиқ хитайниң инсанийәт мәдәнийитигә хилап бу қилмишини тосуп қелиш дуня җамаәтчиликиниң баш тартип болмайдиған бурчи икән.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.
 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.