Германийидики хитай оғрилири


2006.08.01

Германийидики "дуня" гезитиниң икки күн илгирики хәвиригә асасланғанда, хитай оғрилиқ гуруһлириниң германийидики җинайи қилмишлири һәддидин ешип кәткән. Федерал җинайи ишлар сақчи идарисиниң мәлуматида көрситилишичә, йеқинқи бир нәччә йилдин буян, хитайниң оғрилиқ гуруһлири пәйда қилған җинайи әнзиләр германийә пуқралирини еғир паракәндичиликкә салған. Мис, алюмин вә башқа рәңлик металларни тоннилап оғрилап, парахот арқилиқ хитайға тошуп кетиватқан бу җинайи гуруһларниң қоли германийә федерал җумһурийитиниң барлиқ штатлириға қәдәр созулған.

Һанновер шәһәрлик җамаәт хәвәпсизлик идарисиниң ашкарилишичә, хитайларниң хәлқара базарда қиммити юқири болған рәңлик металларни оғрилаш вәқәси кишини чөчүтидиған дәриҗигә йәткән. 2006 – Йили ахирлашмай турупла, Nordheim – Westfalin штатиниң өзидила 500 қетимдин артуқ мис оғрилаш әнзиси садир болуп, өткән йилдикидин 29% ешип кәткән.

Оғриланған нәрсиләр ушшақ металлардин тартип, тоннилиқ ток сими орамлириғичә өз ичигә алидикән. ялғуз һанновер шәһриниң әтрапидики йезилардила бир қанчә ай ичидә 20 қетимдин артуқ мис оғрилаш дилоси йүз берип, кишиләрни қаттиқ биарам қилған. Җинайи ишлар сақчи хадимлириниң билдүришичә, қолға чүшкән пакитлар бу әнзиләрниң хитай билән мунасивәтлик икәнликини испатлиған.

Өткән һәптидин башлап, хәлқ ара базарда мисниң баһаси бирдинла өрләп кәткән. Сақчиларниң ейтишичә, мис баһасиниң өрлиши, мис оғрилириниң базирини чиқирип қойған. Хитай оғрилиқ горуһлири буни яхши бир тиҗарәт йоли қиливалған.

Йеқинқи бир йилдин буян, һәр қайси штатлардики герман пуқралири сақчи даирилиригә түрлүк рәңлик металларниң оғриланғанлиқини, һәтта қәбриләрдә орнитилған метал зиннәт буюмлириниңму намәлум кишиләр тәрипидин оғрилинип кетиватқанлиқини мәлум қилғандин кейин, германийә федерал сақчи идариси бу вәқәгә җидди муамилә қилған.

Nieder Sachsen Шитати җамаәт хәвәпсизлик идарисиниң ашкарилишичә, бу кәспий оғрилар адәттики йәрлик оғрилар болмастин, яхши тәшкиллән`гән вә алдин тәйярлиқ билән һәрикәт қилидиған пиланлиқ бир оғрилиққ гуруһи икән.

Nieder Sachsen Шитати җамаәт хәвәпсизлик идарисиниң разветчиклири өткән һәптидики ахтуруп тутуш һәрикити җәрянида, қурулуш орнидин оғриланған нәқ мални қолға чүшүргән. Гәрчә сақчилар оғриланған бу малларниң хитай билән мунасивәтлик икәнликини билдүрүп өткән вә малларниң иқтисади қиммити һәққидә мәлумат бәргән болсиму, қолға чүшкән оғриларниң салаһийитини ашкарилимиған. Әмма оғриланған нәрсиләрниң бир йүк машинисиға қачиланғанлиқини, бу заң мал ичидә узунлуқи 1700 метир келидиған 1.5 Тонна еғирлиқтики сигнал үчүн ишлитидиған қиммәтлик симларниңму барлиқини көрситип өткән.

Сақчилар тәминлигән дәсләпки йип учиға асасланғанда, һәр қайси әлләрдин оғриланған рәңлик металларни хитай оғрилиқ гуруһлири алди билән шәрқий явропа дөләтлиригә тошуп апиридикән. Андин у йәрдә металларни түргә айрип, еритип, сортлири бойичә қачилап, парахотқа бесип хитайға елип кетидикән.

Германийә сақчилириниң қаришичә, хитайниң рәңлик металға болған җидди еһтияҗи, уларни оғрилиқ дәриҗисигичә елип кәлгән. (Әкрәм)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.