Америка дөләт мәҗлисидики бәзи әзалар хитайниң олимпик мусабиқиси өткүзүш лаяқитидин гуманланди


2007.05.02

Америка дөләт мәҗлиси авам палатасиниң ташқий мунасивәтләр комитети сәйшәнбә күни испат бериш йиғини чақирип, хитай - америка мунасивәтлири һәққидә гувалиқ алди. Йиғинда авам палатасидики бәзи әзалар хитайниң 2008 - йили бейҗиң олимпик мусабиқиси өткүзүш лаяқитидин гуманлиқиниғанлиқини алаһидә тәкитлигән.

Авам палата ташқий мунасивәтләр комитетиниң рәиси там лантосниң тәнқиди

Йиғинға авам палата ташқий мунасивәтләр комитетиниң рәиси там лантос риясәтчилик қилған болуп, америкиниң муавин ташқий ишлар министири нигропонте гувалиқ бәрди.

Америка авам палатаси ташқий мунасивәтләр комитетидики әзалар сәйшәнбә күнидики испат бериш йиғинида хитайни сүний һәмраға қарши башқурулидиған бомба синиқи елип бериш, һәрбий һазирлиқларни кеңәйтиш, мәҗбурлаш характирлик пиланлиқ туғут сиясити йолға қоюш, дунядики бир қисим мустәбит дөләтләрни қоллаш вә хәлқара мусапирлар әһдинамисиға хилаплиқ қилиш қатарлиқ мәсилиләрдә тәнқид қилди.

Бу қетимқи йиғинға ташқий мунасивәтләр комитетиға әза авам палата әзалириниң аз дигәндә 12 нәпири қатнашқан болуп, уларниң көпчилики мәвҗүт вәзийәт астида, хитайниң 2008-йили бейҗиң олимпик тәнтәрбийә мусабиқиси өткүзүш лаяқити барлиқиға гуман билән қарайдиғанлиқини билдүрди.

Ташқий мунасивәтләр комитетиниң рәиси, димократлар партийисиниң калифорнийилик авам палата әзаси там лантос испат бериш йиғинида сөзлигән нутуқида, "әгәр хитай ички мәсилилирини тәртипкә салмақчи болса, һазир дәл буниң вақти. Олимпик мусабиқиси хитайниң бурулуш ясаш, мәмликәт ичи вә сиртида тоғра йитәкчилик йолиға меңишидики қиммәтлик пурсәт," дәйду.

Хитай, башқурулидиған бомба синиқи пиланини ашкара тутуши керәк

Хитайниң сүний һәмраға қарши башқурулидиған бомба синиқи елип барғанлиқини тәнқидлигән там лантос, хитай дуняви күч болса қоллайдиғанлиқини, шундақла хитай билән хәлқара сестимини күчәйтиш йолида һәмкарлашқучи йол тутидиғанлиқини, лекин америкиниң муһим мәсилиләрни көрмәскә салалмайдиғанлиқини билдүрди.

Там лантос йәнә, " мәсулийәтчан һөкүмәтләр аләм бошлуқидики сүний һәмрани башқурулидиған бомбида етип чүшүрүп, атмусфирани хәтәрлик әһвалға кәлтүрүп қоймайду. Әгәр хитай америка билән шерик болушни арзу қилса, ақиланә вә һәрбий тәрәққияти пилани ашкарә болуши керәк," дәп көрсәтти.

Там лантос, хитайни америкиниң нәзиридики мустәбит, хәтәрлик вә тероризимни қоллаватқан дөләтләр билән, болупму иран, берма вә судан қатарлиқ дөләтләр билән мунасвитини тәрәққи қилдурмақта, дәп әйиплиди.

Там лантос, " хитай дарфур районида тил билән ипадилигүсиз дәриҗидә ерқий тазилаш елип бериватқан судан һөкүмитини нимә үчүн үзликсиз һалда қорал - ярақлар билән тәминләйду ? " дәп сориди.

Там лантосниң әскәртишичә, буниң түпки сәвәби хитайниң иқтисадини ениргийә билән тәминләш иһтияҗидур. Лекин у, бу иһтияҗ башқа амилларни көрмәскә селишкә баһанә болалмайдиғанлиқини билдүрди.

Йиғинда хитайни әң кәскин сөзләр билән тәнқид қилған авам палата әзалириниң бири калифорнийилик җумһурийәтчи авам палата әзаси дана робакер болди. Униң әскәртишичә, америка бу тәһдитни өз қоли билән яратқан. Хитай, ядро қоралларниң кеңийишидә, болупму пакистанға ядро техникиси експорт қилип, пакистанниң шималий корийини бу техника билән тәминләшигә сәвәбчи болди.

Робакер, хитайниң һәрбий күчкә айлинишида америка мәблиғи, америка тхникиси муһим рол ойниғанлиқини, һәр нөвәтлик америка һөкүмәтлириниң бу тәһдитни көрмәскә салғанлиқини билдүрди. У, " биз алвастини өз қолимиз билән яраттуқ. Әмди у бизгә тәһдит салмақта," дәйду.

Хитайниң һәрби тәрәқияти, дуня течлиқиға тәһдит

Йиғинда флорида штатидин җумһирийәтчи авам палата әзаси, илеяна летинән ханим, хитайниң һәрбий хам чотни йилдин -йилға өстүриватқанлиқини агаһландурди. Хитайниң бу йилқи һәрбий хам чотни 8.17 Пирсәнт өстүргәнликини тәкитлигән летинән ханим, хитайниң һәрбий тәрәққияти кимгә қаритилғанлиқини сориди. Летинән ханим, " нишан кимгә қаритилған ? бейҗиңниң һәрбий тәрәқияти нимини мәқсәд қилмақта, " дәп суал қойиду.

Илеяна летинәнниң әскәртишичә, хитайниң бу йил 1 - айда елип барған сүний һәмраға қарши башқурулидиған бомба синиқи бир иғвагәрчилик һәрикәт болупла қалмай, аләм бошлуқидики америка сүний һәмралириға җидди тәһдит пәйда қилған. Сәйшәнбә күнки испат бериш йиғинида америкиниң муавин ташқий ишлар министири җон нигрипонти америка - хитай мунасивәтлирини шәрһилиди вә авам палата әзалириниң суаллириға җавап бәрди.

Нигрипонтиниң әскәртишичә, хитайниң һәрбий тәрәққият қурулушиниң мәқсиди мәлум әмәс. Шундақла бу мәсилә америка вә хитайниң хошнилирини биарам қилмақта. Нигрипонти, " район бихәтәрликини көздә тутқанда хитай һәрбий селинмиси, һәрбий нәзирийиси вә мәқсидини техиму ашкарә тутуши керәк," дәп көрсәтти.

Нигрипонти, авам палата әзалириниң бәзи мәсилиләрдики тәнқидигә қошулудиғанлиқини билдүрүш билән биргә, мәсилини һәммә җәһәттә яман, дәп кәткили болмайдиғанлиқини билдүрди. Униң әскәртишичә, хитай һәрбий даирилири бу йил 1 - айда елип барған сүний һәмраға қарши башқурулидиған бомба синиқидин хитай рәһбәрлириниң хәвири болмаслиқи мүмкин икән.

Бәзи авам палата әзалири хитай даирилириниң суданни қоллиғанлиқини әйиплиди. Нигрипонти, авам палата әзалириниң "бейҗиң судан һөкүмитиниң дипломатик хоҗайини вә мәнпәәтдар дөләт," дигән қаришиға қошулидиғанлиқини, лекин америка хитай рәһбәрлириниң дарфурдики инсанпәрвәрлик киризисигә инкас қайтурушини қолға кәлтүрүш җәһәттә хитай тәрәпкә, " үнүмлик бесим" ишләткәнлигини билдүрди.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати сәйшәнбә күни хитай дөләт рәиси ху җиңтавға хәт йезип, судан һөкүмитигә бесим ишлитишни тәләп қилди. Мәзкур хәткә америка кеңәш палатасиниң 96 нәпәр әзаси имза қойған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.