Хитай, кишилик һоқуқ миналири көмүлгән җайдин марафончә йүгүрүп өтүватиду


2007.07.06
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

OlyLogo-200.jpg
Олимпик симиволи. Olympic logo made of bronze / displays at a park in Hong Kong, 30 June 2007 AFP PHOTO/TED ALJIBE

Қорамиға йәтмигәнләрни ишлитиш, бала қирдурушқа мәҗбурлаш, динға зиянкәшлик қилиш, сиясий өктичиләрни түрмигә ташлаш ирқи вә миллий кәмситиш, мәдәний вәйранчилиқ селиш қатарлиқлар, хитай олимпиктин бурун дуч келидиған һәл қилғуч мәсилиләр икәнлики дуня мәтбуатлирида хели коп салмақни игиләшкә башлиди.

Бирләшмә агентлиқиниң 6- июндики бейҗиң олимпики һәққидә бәргән мәлуматида, келәр яздики олимпиккә улишивелиш хитай үчүн ейтқанда, " кишилик һоқуқ миналири көмүлгән җайдин марафончә йүгүрүп өткәнгә охшайду " дәп оттуриға қоюлди вә 1980- йиллардин буянқи америка - совет олимпик байқутлиридин бери олимпик йиғининиң мундақ тәрздә иясийлаштурулмиғанлиқи көрситилди.

Бейҗиң олимпикигә қарши һәрикәтләр улғаймақта

Мушуниңға мунасип һалда, дуня уйғур қурултийи олимпиккә қарши һәрикәт комитетиму хитайда өткүзүлидиған олимпикини байқут қилиш һәрикәтлирини тезлитиватқан болуп, уйғур зиялийларму һәр түрлүк мақалиләрни йезип хитайниң олимпик өткүзүш салаһийитиниң йоқлуқини билдүрүшмәктә. Хитайда өткүзүлидиған олимпик йиғиниға 13ай вақит қалди. Бәзи кишилик һоқуқ тәшкилатлири бейҗиң олимпикигә бир йил қалған күни йәни 8- авғуст күни бейҗиң олимпикигә қарши намайиш өткүзүшни пиланлимақта.

Бирләшмә агентлиқиниң 6- июндики хәвиригә қариғанда, хәлқара кәчүрүм тәшкилати америка пайтәхти вашингтонға җайлашқан хитай баш әлчиханиси алдида намайиш қилишни пиланлаватқан болуп, буниңға яндашқан һалда хәлқара тибәт һәрикити калтәк топ иттипақиниң асаслиқ мусабиқисидә паалийәт елип беришни вә мәхсус хитай олимпикигә қаритилған бир тор бети ечишни пилан қиливатқан икән.

Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришитниң билдүрүшичә, һазир дуня уйғур қурултийиму 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпикини байқут қилиш тоғрилиқ хәлқарадики һәр түрлүк кишилик һоқуқ вә башқа тәшкилатлар билән һәмкарлишип паалийәт елип бериватқанлиқини билдүрди.

"Уйғурларниң әнәниви тәнһәрикәт түрлири бузғунчилиққа учриди"

Буниңға яндашқан һалда һазир германийидә паалийәт елип бериватқан явропа шәрқи түркистан бирлики франкфорт шөбисиниң рәиси, яш тәтқиқатчи күрәш атахан, өзиниң йеңила пүттүргән " шәрқий түркистандики тәнһәрикәт түрлири " дегән мақалисидә, хитай һөкүмитиниң уйғур елини бесивалғандин буян, уйғурларниң миллий алаһидиликлирини йоқ қилишқа урунуп вә миллий кимликигә алақидар бәлгиләрни һәр тәрәптин боғуп кәлгәнликини, тил-йезиқ, дин, маарип вә сода-санаәт җүмлидин, уйғурларниң әнәниви тәнһәрикәт түрлириниң тәрәққиятиғиму дөләт террорчилиқ васитиси билән бузғунчилиқ қилип келиватқанлиқини оттуриға қойған болуп, у мәзкур мақалидә: " хитайниң бир милләтниң тәнтәрбийә ишлириға қаратқан, бу хил фашистик һәрикәтлириниң ақивитидә уйғурларниң җисманий вә мәниви сапаси, ирқий алаһидилики өзгирип, илгирикигә охшайдиған қияпәтләрдин сөз ачқили болмайдиған һаләткә кәлди " дәп язған.

Күрәш атахан мақалиси һәққидә тохтилип хитайниң бу қилмишлириниң олимпик роһиға тоғра кәлмәйдиғанлиқини оттуриға қойди.

Хәлқара җәмийәтниң инкаси

Униңдин башқа һәммигә мәлум болғинидәк, 1980- йиллиқи москва олимпик йиғиниға америка тәнһәрикәтчиләрни әвәтишни рәт қилған вә 1984- йиллиқ лосанҗелис олимпик йиғиниғиму сабиқ совет иттипақи тәнһәрикәтчи әвәтмигән.

Гәрчә һазирға қәдәр , хитай олимпикини байқут қилишқа қарита бундақ күчлүк рәвиштә бирәр инкас мәйданға кәлмигән болсиму, әмма дуняниң һәрқайси җайлиридики кишилик һоқуқ паалийәтчилири хитай олимпикини чоқум байқут қилиш идийисини оттуриға қоймақта. Мәсилән, хитай суданниң дарфур районидики икки милйондин артуқ адәмниң ой макансиз қелип мусапирлар лагериға қапсилип қелишиға сәвәб болған судан һөкүмити вә дарфурға үзлүксиз паракәндичилик селип келиватқан җанҗавид қораллиқ күчлирини қоллап келиватиду дәп қарилип кәлгән болғачқа, сиясий паалийәтчи мия фарров 2008- йиллиқ бейҗиң олимпикини " қирғинчилиқ олимпики " дәп атиған вә бу олимпикни байқут қилиш пикрини оттуриға қойған иди. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.