" Олимпиккә бир йил қалған болсиму, кишилик һоқуқ җәһәттә қилчә яхшилиниш болмиди"
2007.08.03
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң тор бетидә 2- авғуст - пәйшәнбә күни " олимпиккә бир йил қалған болсиму, кишилик һоқуқ җәһәттә қилчә яхшилиниш болмиди" темилиқ ахбарат елан қилинди . Ахбаратта, хитайниң 2008- йиллиқ олимпикта йеңичә қияпәт билән мәйданға чиқиш чүши хитайда барғанчә еғирлишиватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә боғулуватқан ахбарат вә сөз әркинлики түпәйли әмәлгә ашмаслиқи мумкинлики оттуриға қоюлған шундақла хитайниң кишилик һоқуқ җәһәттә һечқандақ көзгә көрүнгидәк илгириләш һасил қилмиғанлиқи, узундин буян етибар берилмәй кәлгән кишилик һоқуқни яхшилашниң орниға җәмийәт муқимлиқидин бәкрәк әнсирәйдиғанлиқи, шуниң билән, бейҗиңниң хитай ичидики кишилик һоқуқ тәрғибатчилириға қаттиқ қол сиясәт йүргүзгәнлики вә һәрқандақ бир қарши пикирдикиләрниң авазини тунҗуқтуруш үчүн ахбарат васитилирини қаттиқ башқуруватқанлиқини оттуриға қоюлған.
Истибдатлиқ билән бастуруш техиму номуслуқ
Хитай һөкүмитиниң олимпик һарписида қарши пикирдикиләргә сәвричан болушниң орниға сиясий паалийәтчиләрни вә қарши пикирдикиләрни қаттиқ бастуруватқанлиқини һәм мустәқил ахбарат органлириниң тосалғуға учраватқанлиқини билдүргән кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати асия бөлүминиң директори брад адамс: "хитай һөкүмити өз хәлқиниң сиясий вә иҗтимаий мәсилиләрни ашкарилап, һөкүмәтниң йүзини төкүп қоюшидин бәк әнсирәйдиғандәк қилиду. Әмма хитай рәһбәрлири, истибдатлиқ билән бастурушниң техиму номуслуқ бир иш икәнликини қәтий билмәйдиғандәк қилиду" дәйду.
Мәзкур ахбаратта, хитайниң, қийнаш, интернет вә башқа ахбарат васитилирини чәкләш, диний әркинликни боғуш, уйғур ели вә тибәтләрдики аз санлиқ милләтләрни бастуруш қатарлиқларни өз ичигә алған, кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиш хатириси барлиқи көрситилгән вә хитайниң дуняда өлүм җазасини әң көп йүргүзидиған дөләт икәнлики, нурғун сот һөкүмнамиләрдә еғир нуқсан сақланғанлиқи, әйибкарларниң өзини ақлаш җәһәттә йетәрлик әркинликкә еришәлмәйдиғанлиқи, сотниң көпинчә һалларда йепиқ һалда елип берилидиғанлиқи, испат материяллириға қийнаш вә тән җазаси бериш йоллири билән еришилидиғанлиқи оттуриға қоюлған.
Бу ахбаратта йәнә, хитайниң әдлийә вә сот системисида әрз сунуш ишлириниң йетәрлик капаләткә игә әмәслики тәкитләнгән вә хитай әдлийә сот тармақлириниң мустәқиллиқкә игә әмәслики көрситилип: "хитайниң сот- әдлийә тармақлири хитайдики һакимийәт бешидики партийә: хитай компартийисиниң контроллуқида болғачқа мустәқиллиқи кәмчил" дейилгән.
Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати асия бөлүминиң башлиқи брәд адамс: " 2008- йиллиқ олимпик хитай үчүн өзиниң кишилик һоқуқни яхшилашни әвзәл билгәнликини көрситиши үчүн қолдин берип қойса болмайдиған пурсәт иди" дәйду.
Садир болған вә өзгәртишкә тегишлик асаслиқ сәккиз нуқта оттуриға қоюлған
Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати, хитай 2008- йиллиқ олимпикниң тәйярлиқи җәрянида садир болған вә өзгәртишкә тегишлик асаслиқ сәккиз нуқтини оттуриға қойған болуп улар төвәндикичә.
Мәҗбури көчүрүш вә мәктәпләрни тақаш. Буниңда 2008- йиллиқ бейҗиң олимпики үчүн қурулуш елип беришта, миңлиған шәһәр аммисиниң мәҗбурий көчүрүлгәнлики, буларға йетәрлик төләм төләп берилмигәнлики, униңдин башқа, олимпикниң алдидики "тазилаш " һәрикитидә аққун деһқан ишләмчиләрниң балилири үчүн ечилған, әмма ройхәткә елинмиған мәктәпләрни тақаш қатарлиқлар көрситилгән.
Әмгәк һоқуқниң дәпсәндә қилиниши. Буниңда, бейҗиң олимпики үчүн ялланған аққун деһқан ишләмчиләрниң, қанун җәһәттин бәлгилигән иш һәққигә вә дәм елишқа еришәлмигәнлики вә даим бихәтәрлик үскүнилири йетәрлик болмиған әһвал астида хәтәрлик ишларға селинғанлиқи көрситилгән.
Аз санлиқ милләтләрни бастуруш. Буниңда хитай һөкүмитиниң "террорлуққа қарши күрәшни козир, аталмиш "уч хил күчләргә зәр бә беришни баһанә қилип уйғурларға қарита бастуруш елип барғанлиқи, "бөлгүнчилик" хаһишидики сөз - һәрикәтләрдә болған уйғурларни, җиддий, қисқа , мәхпий характерлик сот ечип түрмигә ташлиғанлиқи гаһида опчә сот ечип җаза бәргәнлики, өлүм җазасиниң адәттики бир иш икәнлики көрситилгән. Униңдин башқа тибәттиму бу хил әһвалниң мәвҗут икәнликиму қошумчә қилинған.
Диний әркинликиниң боғулуши. Буниңда, хитайниң хитай һөкүмитиниң контрол қилип туридиған система сиртидики һәрқандақ бир диний әркинликини етирап қилмайдиғанлиқи, барлиқ мәсчит, бутхана, черкавларниң чоқум әнгә елиниши лазимлиқи көрситилгән.
Өлүм җазаси вә етип олтуруш. Буниңда, хитайда өлүм җазасиниң әң көп йүргүзидиғанлиқи, гәрчә конкретни санни һөкүмәт бәк қаттиқ қамал қилсиму, һәр йили әң аз дегәндиму 10 миң адәмниң өлүмгә юргузилидиғанлиқи оттуриға қоюлған.
Униңдин башқа, әйдиз паалийәтчилириниң тосқунлуққа учриши, өйидә реҗимға елиш қилмишлириниң йәнила мәвҗутлуқи вә хитайниң кишилик һоқуқни дәпсәндә қилғучи дөләтләр билән йеқиндин мунасивәтни сақлап кәлгәнлики қатарлиқлар көрситилгән.
Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң билдүрүшичә қариғанда, хитай кишилик һоқуқни еғир дәпсәндә қилғучи судан, камбоджа, зимбабуви қатарлиқ дөләтләр билән йеқин мунасивәткә игә болуп, бу дөләтләрниң кишилик һоқуқ хатириси келәр йили қаттиқ тәкшүрүшкә дуч келидикән. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Д у қ "2008 - йиллиқ бейҗиң олумпикигә қарши комитети" ниң паалийәтлири җанланмақта
- Хәлқара олимпик комитетиниң әмәлдари кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәнқидигә учриди
- Хитай, кишилик һоқуқ миналири көмүлгән җайдин марафончә йүгүрүп өтүватиду
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати хитай олимпиктин бурун қилишқа тегишлик 9 түрлүк ишни оттуриға қойди
- Совет иттипақи дәвридики уйғур тәнһәркәтчи армийә һошуруф
- Хитай олимпик таварлирини ишләп чиқиридиған карханиларда әмгәк һоқуқини дәпсәндә қилиш билән әйибләнди
- 2008 - Йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқисиға қарши чуқан күчәймәктә
- Бейҗиңда, йүзлигән уйғур әрздарлар қамап қоюлған
- Дуня уйғур қурултийи вә америка уйғур бирләшмиси хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқиниң мәхпий һөҗҗити һәққидә инкас билдүрди
- Бейҗиң олимпик йиғини вә униң бихәтәрлик мәсилиси
- Хәлқара мухбирларни қоғдаш тәшкилати хитайдин түрмидики мухбирларни қоюп беришни тәләп қилмақта
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати хитай билән ахбарат әркинлики мәсилисидә сөһбәтләшти