2008- Йиллиқ олимпиккә бир йил қалғанда, дуняниң һәрқайси җайлирида хитайға қариши наразлиқ һәрикәтлири көпәймәктә


2007.08.08

8- Авғуст чаршәнбә күни, хитай һөкүмити тйәнәнмен мәйданида бейҗиң олимпикигә бир йил қалған пәйттә тәтүр санаш вә тәбрикләш паалийити елип барди. Мәлум болушичә тәбрикләш паалийитигә 10 миң әтрапида адәм йиғилған болуп, хитай рәһбәрлири вә хәлқара олимпик комитети әмәлдарлириму тәбрикләш паалийитигә қатнашқан.

Җакус роҗҗи: "муһит булғиниши түпәйли олимпик мусабиқиси бәзи түрлириниң кечиктүрүлши мумкин"

TumanliqBeyjing-200.jpg
Муһити булғанған туманлиқ бейҗиң. Haze cloaks the skyline in central Beijing, 03 July 2007 / AFP PHOTO/TEH ENG KOON

Әмма сәйшәнбә күни, хитайда зиярәттә болуватқан хәлқара олимпик комитетиниң президенти җакус роҗҗи, гәрчә хитайниң олимпик тәйярлиқниң иҗабий тәрәплирини муәййәнләштүргән болсиму, хитайдики муһит булғиниши түпәйли олимпик мусабиқиси бәзи түрлириниң кечиктүрүлши мумкин икәнлики, һава сүпитиниң саһибхан дөләт вә тәнһәрикәтчиләр үчүн бир баш қетимчилиқ мәсилиси икәнликини рәт қилғинини болмайдиғанлиқини көрсәткән вә": қисқа муддәтлик мусабиқиләрни елип беришта чатақ йоқ. Әмма вақит кетидиған мусабиқиләр йәни велисипит мусабиқиси қатарлиқлар кечиктүрүлидиған мусабиқә түригә кириду" дегән.

Б б с ниң 8- авғусттики мәлуматида көрситилишичә, австралийә олимпик комитети президенти, австралийә тәнһәрикәтчилириниң нәпәс йоллири кесәлликигә гириптар болуп қелиштин сақлиниш үчүн бейҗиңға мусабиқә башланмиғучә йетип бармайдиғанлиқини билдүргән.

Америка авам палата әзалири олимпикини байқут қилиш һәққидә қарар лаһийиси сунди

Вәһаләнки, хитай бейҗиң олимпикидә бир йил қалған күнни дағдуғилиқ өткүзүп дуняға өзиниң тәйяр икәнликини көрситишкә алдираватқан күнләрниң алди кәйнидә, хитай ичи вә сиртида хитайға қариши һәрхил наразилиқ паалийәтлири барғанчә авуп кетишкә башлиған иди.

Америка авам палата әзалиридин тәшкил тапқан 8 киши қарар лайиһиси тәйярлап, америка президенти бушни, әгәр хитай һөкүмити кишилик һоқуқни яхшилашта конкретни һәрикәт қолланмиса, дарфурда қирғинчилиқ илип бериватқан судан бирма вә чавшйән һөкүмәтлирини қоллашни тохтатмиса, 2008- йиллиқ бейҗиң олимпикини байқут қилишни ойлишип көрүшкә, чақирған.

Мәзкур қарал лаһийисини тәйярлиғучилар арисида, баштин аяқ хитайни әйибләп келиватқан америка авам палатаси әзаси калифорнийә вәкили дана робаккир қатарлар бар.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати бейҗиң олимпикигә қариши наразилиқ намайиши елип барди

QMTezaliri-200.jpg
Ч м т ниң баш сәкритари роберт менард (оңдин иккинчи), 2007 - йили 6 - авғустта, бейҗиңдики намайишта сөздә. General secretary of Reporters Without Borders Robert Menard (2nd R) speaks as he and three colleagues hold a demonstration across the street across from the Beijing Olympic organising committee's headquarters in Beijing, 06 August 2007. AFP PHOTO/Peter PARKS

2008- Йиллиқ бейҗиң олимпикидә бир йил қалған күни, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң тәшкиллиши билән дуняниң һәрқайси җайлиридики кишилик һоқуқ тәшкилатлири, чаршәнбә күни кәчқурун америка пайтәхти вашингтонға җайлашқан хитай әлчиханиси алдида наразилиқи намайиши елип барди.

Бу намайиш һәққидә, дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетниң рәиси алим сейтоф бу қетимлиқ намайишниң олимпик мунасивити билән хитайға қарши елип берилған көлими бир қәдәр чоң намайиш икәнликини билдүрди.

Хитай ичидики өктичиләр һөкүмәткә очуқ хәт йоллиған

Франсийә агентлиқиниң 7- авғуст бейҗиңдин бәргән хәвиридә ашкарилинишичә, хитайдики бир гуруппа кишилик һоқуқ һиматчиси хитай һөкүмитигә имзалиқ очуқ хәт йоллап, хитай һөкүмитини олимпик роһиға шәрәп кәлтүрүп, хитай пуқралири һазирғичә еришәлмигән кишилик һоқуқни беришкә чақириду.

Мәлум болушичә, очуқ хәткә,, язғучилар, қарши пикирдә болғучилар, адвокат, вә алимлардин тәркип тапқан 37 киши қол қойған болуп улар һөкүмәттин сиясий җинайәтчиләрни қоюветишкә, чәтәлдә паалийәт елип бериватқан өктичиләрниң қаштешиға йол беришкә, қистиған.

Бав тоң : олимпикниң шоари "бир дуня, бир ғайә чоқум хитай хәлқниң һоқуқиниму әкс әттүрүши керәк"

Очуқ хәттә: " кишиләр кәмситилиш отида көйүватқан, сиясий вә диний зиянкәшликкә учраватқан, әркинлики боғулуватқан дуня; бир пүтүн дуня болаламду?" дейилгән. Очуқ хәткә имза қойғучилардин бири, әслидә хитай мәркизий комитетиниң сабиқ баш секретари җав зияңниң ярдәмчиси болған бав тоң болуп, у: "кишилик һоқуқ мәсилиси хитай дуч келиватқан әң муһим мәсилә. Олимпикниң шоари 'бир дуня, бир ғайә' чоқум хитай хәлқниң һоқуқиниму әкс әттүрүши керәк" деди.

Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит, хитайда пуқраларниң кишилик һоқуқи дәпсәндә қилиниши барғанчә еғирлишиватқан шараитта хитайда олимпик өткүзүшниң олимпик роһиға хилап икәнликини көрсәтти.

Униңдин башқа, сәйшәнбә күни 7- авғуст күни мухбирларни қоғдаш комитети вә кишилик һоқуқ көзәтчи тәшкилати айрим-айрим доклат елан қилип, хитайда нурғун мухбирларниң түрмидә кетиватқанлиқини паш қилған вә хитайдин ахбарат әркинликни қоюветишкә чирқириған.

Шуниңға яндашқан һалда 6 нәпәр чәтәллик паалийәтчи, "тибәткә әркинлик" шоари бесилған лозункини сәддичин сепилға қадиған иди. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.