Хәлқара кәчүрүм тәшкилати бейҗиң олимпикигә қарши наразилиқ намайиши елип барди
2007.08.09
2007 - Йили 8- айниң 8- күни, чүштин кийин, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң тәшкиллиши астида хитайда өткүзүлидиған 2008- йиллиқ бейҗиң олимпикигә бир йил қалған күни, хитайға қарши наразилиқ намайиш елип берилди.
Намайишқа, америка уйғур бирләшмиси , дуня тибәт һәрикити тәшкилати, фалунгуң тәшкилати қатарлиқ тәшкилатлар қатнашқан болуп, уйғур , тибәт, хитай демократлар вә америкилиқлардин тәркип тапқан 100 дин артуқ амма хитай әлчиханиси алдида наразилиқ шуарлирини товлашти.
Намайишчилар: " кишилик һоқуқ дәпсәндичилики йоқалсун"
Намайишчилар қоллирида " хәлқара олимпик комитети вә хитай һөкүмити сот қилиниду " , " кишилик һоқуқ дәпсәндичилики олимпиктин бурун тохтитилсун! " , " миңлиған адәмләр етилип кәтти, олимпик қиммәт қариши мушундақ боламду?! " , " түрмидә қийин-қистаққа елиш, мәҗбурий бала алдуруш, диний әркинликни боғуш вә мәдәнийәт қирғинчилиқи тохтитилсун! " дегән шоарлар бесилған хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң бәлгиси чүшүрүлгән пилакатларни көтүрүшүп, америка пайтәхти вашингтонға җайлашқан хитай әлчиханиси алдидики айланмида намайиш елип барди.
Намайишчилар: "хитай, хитай, кишилик һоқуқни бәр," , " кишилик һоқуқ дәпсәндичилики йоқалсун" , " уйғурларға демократийә" , " уйғурларға әркинлик" , " тибәтләргә әркинлик" , " хитайдики хәлқләргә әркинлик" дегәнгә охшаш шоарларни товлашти. Хитай әлчихана дәрвазиси һим етилгән болуп, хитай әлчихана хадимлири деризиләрдин анда- санда марап қаришип қоюшти.
Бу қетимлиқ намайишниң асаслиқ мәқситиниң хитайға бир күчлүк баянат йәткүзүш икәнликини билдүргән,, хәлқара кәчүрүм тәшкилати асия бөлүминиң директори т. Кумар әпәнди: " улар кишилик һоқуқни һөрмәт қилиши, олимпиктин бурун кишилик һоқуқини яхшилашта иҗабий қәдәмләрни елиши керәк" деди вә бу қетимлиқ намайишниң бир қәдәр зор көләмлик икәнликни, бундин кейинму йәнә бир нәччә мәртә бу хилдики паалийәтләрни елип баридиғанлиқини билдүрди.
Рабийә қадир ханим : наразилиқ паалийәтлиримизни һәтта бейҗиң олимпикигә бир күн қалғичә давамлаштуримиз
Дуня уйғур қурултийи рәиси, уйғур сиясий паалийәтчиси, рабийә қадир ханим бу қетимлиқ намайишниң пүтүн дунядики кишилик һоқуқ үчүн күрәш қиливатқан тәшкилатларниң ортақ наразилиқини билдүридиған бир намайиш икәнликни көрсәтти.
Рабийә қадир ханим йәнә, уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатиниң 2008- йиллиқ олимпик мунасивити билән хитайда йүз бериватқан һәрхил езилиш, кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә башқа натоғра қилмишларни паш қилидиған бир тор бекити ачқанлиқини, йеқин кәлгүсидә бейҗиң олимпикигә қарши пиядә меңиш паалийити өткүзидиғанлиқини билдүрди вә өз наразилиқ паалийәтлирини һәтта бейҗиң олимпикигә бир күн қалғичә давамлаштуридиғанлиқини ипадилиди.
Намайишчи амминиң һәммиси дегүдәк бир хил мәқсәттә бир йәргә җәм болди
Зияритимизни қобул қилған намайишчи амминиң һәммиси дегүдәк бир хил мәқсәттә, йәни хитайни олимпиккә саһибхана болуш һоқуқини елиштин илгири хәлқара җәмийәткә бәргән вәдисини ақлашқа қисташ, хитайни өз вақтида хәлқара җәмийәткә бәргән вәдисигә асасән кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини аяғлаштурушқа чақириқ қилиш үчүн бу йәргә җәм болғанлиқини билдүрүшти. Намайиш җәрянида хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң бир нәпәр хадими: "бизниң бу йәргә келишимизниң мәқсити: хитайни өз вақтида бәргән вәдилиригә вапа қилишқа, һәмдә хитайда йүз бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини аяғлаштурушқа қисташ" деди. Һазир америкида яшаватқан уйғур намайишчиларму бу намайиш һәққидики көз қарашлирини вә бу йәргә келиш мәқсәтлирини охшимиған рәвиштә ипадиләшти.
Униңдин башқа йәнә, намайишқа қатнашқан бир уйғур зиялий, навада 2008- йиллиқ бейҗиң олимпики хәлқара җәмийәтниң бесимиға қаримай ечилип қалса, уйғурларға , хәлқара җәмийәткә сәлбий тәсир вә охшимайдиған яман ақивәтләрни елип келидиғанлиқини билдүрди.
Т. Кумар хитай , "әмди өз сөзлириңниң етибари үчүн ләвзиңдә турғин"
Намайиш җәрянида сөзгә чиққан хәлқара кәчүрүм тәшкилати асия-тинч окян бөлүмниң директори т. Кумар, хитай башлиқлириниң 2001- йили олимпик саһибханлиқини талишиш җәрянида кишилик һоқуқниң негизлик мәсилә икәнликини тән алғанлиқини вә кишилик һоқуқни яхшилаймиз дәп йениш-йенишлап вәдә бәргәнликини әскәртип: " шуңа биз бүгүн бу йәргә йиғилип, хитайни хәлқара җәмийәткә бәргән вәдисини ақлашқа қистиғили кәлдуқ. Хитай мана сән олимпиккә саһибхан болуш һоқуқини алдиң. Әмди өз сөзлириңниң етибари үчүн ләвзиңдә турғин" деди вә хитайда һазир кишилик һоқуқниң еғир дәпсәндә қилиниватқанлиқини, хитайда 250 миңдин артуқ адәмниң сотниң һөкүмисиз түрмидә тутуп турулуватқанлиқини, хитайниң өлүм җазасини дуня буйичә әң көп йүргүзидиған дөләт икәнликини әскәртип өтти.
У йәнә, әгәр хитай оз вәдисидә турмиса, өз сөзлиригә һөрмәт көрсәтмисә, кәлгүсидә һечкимниң хитайниң гепини етибарға алмайдиғанлиқини билдүрди һәм хәлқара олимпик комитетидин һәм кишилик һоқуққа кәлгәндә җим болувалған хәлқара җәмийәттин бәк үмидсизләнгәнликини оттуриға қойди вә: "бүгүн хәлқара олимпик комитетиға , хитай рәһбәрлиригә соал қоюлди, һәр иккилисиниң инавәтлиригә соал қоюлди, шуңа биз бу йәргә йиғилип дуняға бу икки гуруппа адәмләрдин пәхәс болушни җакарлиғили кәлдуқ" деди.
Соз ахирида т. Кумар, рабийә қадир ханимни сөзгә тәклип қилди вә рабийә қадир ханим елип бериватқан кишилик һоқуқ паалийити үчүн хитайниң униң оғуллирини гөрүгә алғанлиқини , әмма һаман бир күни уларниң әркинликкә чиқидиғанлиқиға ишәнчи камил икәнликини билдүрди вә мундақ деди: "шуниңға ишәнчим камилки , һаман бир күни рабийә қадир өз балилириниң әркинликкә еришкәнликини һәмдә уйғурларниң адаләткә еришкәнликини көриду" деди.
Рабийә қадир ханим: "олимпик йиғинини байқут қилиш хитай хәлқигә қаритилмиған"
Намайиш йиғилишида рабийә қадир ханим тәклип билән сөзгә чиқти вә хитайда өткүзүлидиған 2008- йиллиқ олимпик йиғинини байқут қилиш идийисиниң пәқәт хитай хәлқигә қаритилмиғанлиқини әскәртти.
Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитети рәиси алим сейтоф рабийә ханимға вакалитән униң нутиқини инглизчә оқуп өтти. Намайиши йиғилишида йәнә , хәлқара тибәт һәрикитиниң паалийәт тәшкиллигүчиси җейкоб колкулерму сөзгә чиқти. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- 2008- Йиллиқ олимпикә бир йил қалғанда, дуняниң һәрқайси җайлирида хитайға қариши наразлиқ һәрикәтлири көпәймәктә
- Америка дөләт мәҗлис әзалири бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш қанун лайиһиси сунди
- Чигрисиз мухбирлар : хитай ахбарат әркинликигә капаләтлик қилиш вәдисини орундимиди
- " Олимпиккә бир йил қалған болсиму, кишилик һоқуқ җәһәттә қилчә яхшилиниш болмиди"
- Д у қ "2008 - йиллиқ бейҗиң олумпикигә қарши комитети" ниң паалийәтлири җанланмақта
- Хәлқара олимпик комитетиниң әмәлдари кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәнқидигә учриди
- Хитай, кишилик һоқуқ миналири көмүлгән җайдин марафончә йүгүрүп өтүватиду
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати хитай олимпиктин бурун қилишқа тегишлик 9 түрлүк ишни оттуриға қойди
- Совет иттипақи дәвридики уйғур тәнһәркәтчи армийә һошуруф
- Хитай олимпик таварлирини ишләп чиқиридиған карханиларда әмгәк һоқуқини дәпсәндә қилиш билән әйибләнди
- 2008 - Йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқисиға қарши чуқан күчәймәктә
- Бейҗиңда, йүзлигән уйғур әрздарлар қамап қоюлған