Рабийә қадир қәшқәрдики өлүм җазаси мунасивити билән хәлқара олимпик комитетини әйиблиди


2007.11.13

Хитай даирилириниң алдинқи күни аз дегәндә бәш нәпәр уйғур яшни " дөләтни парчилаш, террорлуқ җинайәтләрни тәшкилләш вә униңға рәһбәрлик қилиш җинайәтлири" билән әйибләп, өлүм җазасиға һөкүм қилиш вәқәсидин кейин, дуня уйғур қурултийи рәһбири рабийә қадир ханим японийидә баянат елан қилип, хитай һөкүмитини шиддәтлик әйиблиди вә хәлқара олимпик комитетини хитайға охшаш "адәм өлтүрүшкә хумар " бир дөләткә олимпик йиғини өткүзүш һоқуқи бериш билән тәнқидлиди.

" Хитай уйғурларға өлүм җазаси бәрсә, пүтүн дуняниң қарап турғанлиқини әйибләймән "

Шинхуа ахбарат агентлиқиниң йеқинда хәвәр қилишичә, қәшқәр вилайәтлик оттура сот мәһкимиси абдувәли имин, мухтәр сетивалди, әһмәт рахман қатарлиқ аз дегәндә бәш нәпәр уйғур яшни өлүм җазаси вә муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилған. Хитай мәтбуатлириниң хәвәрлиридә даириләрниң өлүм җазасиға һөкүм қилинған бу яшларни 2005 - йили 8 - айдин 2007 - йили 1 - айға қәдәр диний җәһәттә әсәбий һәрикәтләр билән шуғуллиниш вә "җиһад" тәшвиқати елип бериш билән әйибләпла қалмай, уларни йәнә террорлуқ мәшиқ базиси қуруш, партлатқуч буюмлирини ясаш шундақла ислам хәлипилик дөлити қурушқа тәйярлиқ қилиш билән әйиблигәнликини илгири сүргән.

японийидә зиярәттә болуватқан уйғур һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим дүшәнбә күни японийиниң қәдимқи пайтәхти кйото шәһиридә радиомизға баянат елан қилип, "хитай даирилири олимпик йиғиниға тәйярлиниватқан мушундақ бир мәзгилдә уйғурларға өлүм җазаси бәрсә, пүтүн дуняниң қарап турғанлиқини әйибләймән" деди.

" Хәлқара җәмийәт бу яшларниң делосини сүрүштүрүши керәк "

Нөвәттә рабийә қадир ханим, японийә хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң тәклипигә бинаән японийини 3 һәптилик зиярәт қиливатиду. У, һазирға қәдәр токйо, танабә қатарлиқ җайларда доклат бәргән болуп, дүшәнбә күни кйотоға кәлгәндә радиомизға қәшқәрдики өлүм җазаси тоғрисида баянат елан қилди. Қәшқәрдә уйғурларға сиясий сәвәбләр түпәйли өлүм җазаси бериш вәқәси японийидики бәзи гезитләрниң дүшәнбә күнидики хәвәрлиридә елан қилинди.

японийә "юмуири" гезити шу күнки хәвиригә "хитайдин айрилип мустәқил болмақчи болған бәш кишигә өлүм җазаси берилди" дәп мавзу қойған болуп, хәвәрдә "хитайниң ғәрбий - шималидики уйғур мусулманлар мустәқиллиқ тәләп қилишни давамлаштурмақта. Хитай һөкүмити болса бейҗиң олимпик йиғини йетип келиватқан бир мәзгилдә уйғурларниң мустәқиллиқ һәрикитини қаттиқ бастуриватиду " дәп язди. "юмуири" гезити йәнә, өлүм җазасиға һөкүм қилинған бу уйғурлар хитай сақчилири бу йил 1 - айда қәшқәрдин 100 километир йирақлиқтики косирап, дегән җайға һуҗум қилғанда қолға чүшкән кишиләр икәнликини илгири сүрди.

Рабийә қадир баянатида йәнә уйғурларға өлүм җазаси бериливатқанлиқини көрүп туруп уни әйиблимигән хәлқара олимпик комитетини әйибләйдиғанлиқини вә бейҗиң олимпик йиғинини байқут қилишни тәләп қилди. Рабийә қадир ханим йәнә, хәлқара җәмийәтниң қәшқәргә адәм әвәтип, абдувәли иминларниң делосини тәкшүрүшини вә мәһбусларниң адил бир тәрәп қилинишиға капаләтлик қилишини оттуриға қойди. Рабийә қадир ханим баянатида "әгәр хәлқара җәмийәт кишилик һоқуқ вә демократийидә сәмимий болса, қәшқәрдә өлүм җазасиға һөкүм қилинған бу яшларниң делосини сүрүштүрүши керәк " дәйду.

Сәйшиу: "земинини тартивалғанларға қарши өз әркинлики учун күрәш қилғанлар әркинлик җәңчисидур"

Асаһи шинбун гезити японийидики мәмликәтлик чоң гезитләрниң бири болуп, мәзкур гезит дүшәнбә күнидики санида уйғурларға өлүм җазаси бериш вәқәсини хәвәр қилди. Хәвәрдә хитай даирилириниң шәрқий туркистан мустәқиллиқи үчүн һәрикәт қилған уйғурларни " террорлуқ" һәрикәт елип барған, дәп әйибләп өлүм җазасиға һөкүм қилғанлиқини, бу кишиләрниң " террорлуқ тәшкилат қуруп, мәлум бир базида 16 килограм партлатқуч сақлиған, онлиған кишиләргә бомба ясашни өгәткән " дәп әйибләнгәнликини язди. Қәшқәр оттура хәлқ сот мәһкимисиниң һөкүми, японийә қанун саһәсидики затларниң гуманини қозғапла қалмай, бу вәқә йәнә японийидики демократик затларниң әйиблишигә учриди.

Матину сәйшиу әпәндим, японийә әдлийә министирлиқиниң сабиқ муавин министири вә японийә парламенти авам палатасиниң әзаси қатарлиқ вәзипиләрни өтигән заттур. Нөвәттә асия вә хитайда демократийә тәрәққият җәмийитиниң рәисликини өтәватқан сәйшиу әпәнди қәшқәр оттура сот мәһкимисиниң һөкүмини әйиблиди. У мундақ дәйду : " өзиниң әркинлики вә демократик һоқуқи үчүн күрәш қилған кишиләрни өлтүрүш қәтий қобул қилғили болмайдиған қилмиштур."

Хитай һөкүмитиниң бейҗиң олимпик йиғиниға аз қалған мәзгилдә елан қилған бу қарари олимпикниң инсанпәрвәрлик роһиға пүтүнләй хилап, дәп тәкитлигән матину сәйшиу, " әгәр бейҗиң һөкүмити олимпик йиғинини мувәппәқийәтлик өткүзмәкчи болса, тибәт вә уйғурға охшаш милләтләргә әркинлик бериши керәк. Биз буни наһайити еғир вәқә дәп қараймиз вә қәтий қарши туримиз "дәйду. Униң әскәртишичә, дуня алди билән террорчилиқниң ениқлимисини шәрһилиши керәк. Өз земинида әркинлик вә демократийә тәләп қилғучиларни террорчи, дейиш пут тирәп туралмайдикән. Сәйшиу йәнә, " өзиниң земинини тартивалғанларға қарши өз әркинлики үчүн күрәш қилса, бу бизниң нәзиримиздә әркинлик җәңчисидур. У қандақму террорчи болиду ? " дәп көрсәтти.

Лекин, хитай һөкүмити өзини дуняға шәрқи түркистан террорчи күчлириниң қурбани, дәп тәкитлимәктә. Қәшқәр оттура сот мәһкимисиниң һөкүмнамисидә өлүм җазасиға һөкүм қилинған яшлар еғир җинайәтләр билән әйибләнгән болсиму, лекин қанун саһәсидики затлар сот мәһкимисиниң һөкүмигә гуман билән билән қаримақта. Уларниң әскәртишичә, һөкүмнамидин қариғанда мәһкумлар әскири тәйярлиқ басқучида байқалған болуп, аталмиш җинайәт техи шәкилләнгән әмәс. Җамаәт вә бигунаһ пуқраларниң һаяти - мал мүлкигә зиян йәткүзүш вәқәси йүз бәрмигән. Бу әһвалда уларға " террорлуқ вәқәси садир қилған" адәмләр қатарида һөкүм елан қилиш қанунни мәҗбурлиғанлиқтур. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.