Олимпик хитайни өзгәртәмду яки хитай олимпикниму?
2008.02.15
Даңлиқ артис Spielberg бейҗиң олимпикиниң сәнәт мәслиһәтчиликидин ваз кәчкәндин кейин, хәлқара мәтбуатларда, сиясәтниң олимпикқа арилишишиниң тоғра яки хаталиқи мәсилиси йәнә бир қизиқ темиға айланди. Көп сандики көзәткүчиләрниң қаришичә, сиясәтни олимпикқа арилаштурмаслиқ демократик дөләтләрдила мумкинчиликкә игә; әмма сиясәт миханизими тоғра ишлимәйватқан мустәбит дөләтләрдә болса, бу мумкинсиз. Чүнки диктатор һакимийәтләрдә барлиқ саһә сиясәтниң монопуллуқи астида.
Хитайниң олимпикқа саһипханлиқ қилишидики мәқсити ашкара һалда сиясий
Олимпик тарихи көзитилсә, сиясәтниң олимпикқа арилишиши йеңи әһвал әмәс. 1936 - Йили берлинда өткүзүлгән олимпик гетлер һакимийитиниң күчлинишигә сәвәб болған. 1968 -Йили мексикида өткүзүлгән олимпик, миксикидики өктичиләрниң қанлиқ бастурулушиға шаһид болған. 1980 -Йили москва олимпикқа саһипханлиқ қилғанда, советниң афғанистанни ишғал қилғини үчүн америка вә ғәрб башчилиқида 61 дөләт олимпикни байқут қилған. 1984 -Йили лос анҗилиста өткүзүлгән олимпикни совет иттипақи башчилиқидики 14 коммунистик дөләт байқут қилған. Бүгүн сиясәтни олимпикқа арилаштурмаслиқни тәшәббус қилған хитайму, 1976 -йилидики олимпикта, канадаға бесим ишлитиш арқилиқ тәйвәнлик тәнһәрикәтчиләрниң олимпикқа қатнишишини тосуп қалған. Мана бу әһвалларни көздә тутқан журналист петер форд мундақ дәйду: "хитайниң сиясәтни олимпикқа арилаштурмаслиқ чақириқи кишини әҗәпләндүриду. Чүнки бир партийилик һакимийәт түзүмидики хитайда, җәмийәтниң пүтүн саһәлири сиясийлаштурулған."
Петер форд йәнә мундақ дәйду: " бизгә олимпик керәк әмәс, инсан һәқлири керәк" дәп тәшвиқат вариқи тарқатқан хитай пуқраси яң чунлин, дөләт ағдуруш әйибнамиси билән келәр һәптә сотқа чиқиду". Петер фордниң қаришичә, олимпик һарписида қанат яйдурулған өктичи күчләргә қарши һәрикәтниң өзи олимпикқа сиясәт арилаштурғанлиқ. Хоңкоң университетиниң профессори давид зигниң қаришичә, хитайниң олимпикқа саһипханлиқ қилишидики мәқсити ашкара һалда сиясий. Давид зиг бу қаришиға пакит сүпитидә, 2006 - йили хитайниң хәлқ гезитидә елан қилинған бир парчә мақалидин муну парчини көрситиду. " Олимпик ялғуз хәлқаралиқ тәнһәрикәт әмәс, у бир улуғ сиясий вәзипә. Олимпик хитай хәлқиғә пайдилиқ болуп қалмай һәм вәтәнпәрвәрликни ашуриду."
Хитай олимпикни қобул қилғанда сиясий шәртләрни қобул қилған
Бәзи көзәткүчиләрниң қаришичә, сиясәт миханизими нормал ишләватқан демократик әлләрдә, олимпикқа сиясәтниң арилишиши тоғра әмәс, чүнки бу дөләтләрдә хәлқниң ирадиси һакимийәттә әкс етиклик, әмма диктатор һакимийәтләрдики сиясий ирадә хәлққә вәкиллик қилмайду, шуңа бу җайлардики һәр қандақ паалийәткә хәлқара тәшкилатларниң арилишиши нормал әһвал. Арилашмаслиқ болса, диктаторларни җасарәтләндүргәнлик. Униң үстигә хитай өзи олимпикни қобул қилған чағда сиясий шәртләрни қобул қилған, йәни өзлириниң инсан һәқлири хатирисини яхшилайдиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән, әмдиликтә, бу вәдисини әмәлгә ашуруш тәләп қилинғанда шикайәтчи болуш асассиз.
Олимпик хитайни өзгәртәмду яки хитай олимпикни өзгәртәмду дегән соал нөвәттики бейҗиң олимпикиға алақидар мулаһизиләрдики муһим бир тема. Хәлқара олимпик комитетиниң башлиқи рогй әпәнди түнүгүнки сөзидә, олимпикниң дуняниң сиясий мәсилилирини һәл қилиш вәзиписи йоқлуқини билдүргән болсиму, хитайда олимпик сәвәблик бир қатар иҗабий өзгиришләрниң болуватқанлиқини әскәрткән. Йәнә, олимпикниң хитайни өзгәртәләйдиғанлиқини оттуриға қойған анализчилардин бири, бейҗиң олимпик комитетиниң муавин башлиқи җяң шявйүниң өткән йилқи сөзидин төвәндикиләрни нәқил кәлтүргән: " биз тәрәп-тәрәптин кәлгән тәләпләрни аңлаватимиз, бу тәләпләр җавабсиз қалмайду, әқлий җәһәттин тәйярлиқимиз бар."
Хитай һөкүмити муқимлиқ шуари билән олимпикқа сиясәтни арилаштуруватиду
Олимпик хитайни әмәс, хитай олимпикни өзгәртиду дәп қариғучилардин хитай тәтқиқат мутәхәссиси Sidney Rittenberg мундақ дәйду: " нөвәттә хитай һөкүмити өзлириниң сиясий мәсилилирини әқлий җәһәттин тонуп йәтти, әмма йүрики техи тонуп йәтмиди." Бу мутәхәссисниң қаришичә, нөвәттә хитай һөкүмити сияситидики хаталиқини биләлмәйватқан гәп әмәс, мәсилә нәпсидин ваз кечәлмәсликтә. Шуңа олимпикниң хитайни өзгәртәлиши мумкинсиз.
Уйғур паалийәтчилириниң қаришичә, хитай һөкүмити нөвәттә, " сотсиялистик аңға игә әмгәкчи йетиштүрүш шуари билән мәдәний-маарип саһәсигә, бәштә яхши имам йетиштүрүш чақириқи билән диний саһәгә, муқимлиқ һәммини бесип чүшиду шуари билән олимпикқа сиясәтни арилаштуруватиду. Олимпикниң хитайни өзгәртиши еһтималдин узақ, хитайниң олимпикни сәвәб қилип туруп хәлқни бастурушни күчәйтиватқанлиқи реаллиқ, шуңа хитай олимпикни әсли ғайисидин узақлаштуриду вә олимпикниң шан-шәрипини чүшүриду. (Шөһрәт һошур)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати ақсарай алдида бейҗиң олимпик йиғини мунасивити билән күч көрсәтти
- Шветсийә ахбаратлиридики олимпик һәққидики муназириләр
- 2008- Йиллиқ олимпик тәнһәрикәт йиғинини бейҗиңда өткүзүш тоғра қарарму ?
- Хитай шәрқий түркистан күчлириниң бейҗиң олимпик мусабиқиси үчүн тәһдит икәнликини тәшвиқ қилмақта
- Хитай һөкүмити чәтәллик мухбирларға қаратқан тәкшүрүшини күчәйтмәктә
- "Хитай 2008 - йилидики олимпик мусабиқисидин айрилип қаламду?"
- Хитай даирилири вәдисигә вапа қилмиди
- Хитайниң хәлқара ахбарат саһәсигә тутқан муамилиси дуня җамаитини әпсусландурмақта
- Хитай мухбирларниң арқа көрүнүшини тәкшүрүш хизмити елип баридикән
- Ахбарат әркинлики вә хәлқара олимпик комитети
- Норвегийә вә шиветсийидә хитай олимпикигә қарши намайиш елип берилди
- Кишилик һоқуқ олимпик мәшили амстердамға кәлди
- Хитай канада мунасивәтлиридә бейҗиң олимпики