Мя феров ханим җорҗ бушни хитайдики кишилик һоқуқ хатириси мәсилидә баянат елан қилишқа чақирди


2008.02.19

Хитай һөкүмити бу йил авғустта бейҗиңда өткүзүлидиған 2008- йиллиқ олимпик йиғинини өз дөләт күчини намаян қилидиған сәһнә қилишни көңлигә пүкүватқан болсиму, хитайниң ахбарат әркинликини боғуши, кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиши вә кишилик һоқуқ тәрғибатчилирини қолға елиши бу нөвәтлик олимпик йетип келиш алдида хитайниң дөләт әһвалини дуня ахбарат саһәсиниң мәркизи нуқтисиға айландуруп қойған болса, хитайниң дарфур районида ирқий қирғинчилиқ елип бериватқан судан һөкүмитини һәр тәрәптин қоллиши бу нөвәтлик олимпикини қирғинчилиқ олимпики дәп аташқа сәвәб болған иди.

2008- Йиллиқ бейҗиң олимпикини қирғинчилиқ олимпики дәп аталди

Хитай рәһбәрлирини суданға тутқан қулақ йопурувелиш сияситини өзгәртиш вә уларда дарфурда бигунаһ өлүп кетиватқан адәмләргә нисбәтән мәсулийәт туйғуси пәйда қилиш үчүн һәр түрлүк паалийәтләрни елип берип келиватқан кино чолпини, вә кишилик һоқуқ паалийәтчиси мия ферров ханим өткән йили апрелда вал-стрет журнилида баянат елан қилип, хитайниң дарфурда ирқий қирғинчилиқ елип бериватқан судан һөкүмитигә сиясий, дипломатик, иқтисади вә һәрбий җәһәттә ярдәм берип келиватқанлиқи сәвәблик 2008- йиллиқ бейҗиң олимпикини қирғинчилиқ олимпики дәп атиған.

Феров ханим йәнә, бу олимпикниң бәдиий йетәкчилик вәзиписини үстигә алған режиссор стевин спиелберг әпәндигә мәктуп йоллап, униң 1936- йили натсестлар германийә һакимийәт дәвридә өткүзүлгән 1936- йиллиқ берлин олимпикиниң бәдиий филим режиссори лени рийфенстаһл билән бир намда атилип қелиш хәтиридә турғанлиқи һәққидә агаһландуруш бәргәндин кийин, спиәлбәрг әпәндиму хитай рәиси ху җинтавға мәктуп йоллап, уни дарфур мәсилидә һәрикәт қилишқа чақирған иди.

Стевин спиелберг:"виҗданим, бу ишни нормал давамлаштурушумға йол қоймиди"

Хитайниң суданға болған сияситидә җүмлидин дарфурниң һазирқи әһвалида көрүнәрлик яхшилиниш болмиғандин кейин, 13- феврал күни, 2008- йиллиқ бейҗиң олимпикиниң бәдиий мәслиһәтчилик вәзиписини үстигә алған һолливудниң мәшһур кино режиссори стевин спиелберг мәзкур вәзипидин истепа бәргәнликини елан қилди.

У баянатнамисида, өзиниң немә үчүн мәзкур олимпикини байқут қилғанлиқини һәққидә чүшәнчә берип: "виҗданим, бу ишни нормал давамлаштурушумға йол қоймиди" дәп язған.

Феров ханим :"мустәбит һакимийәт чоқум кишилик һоқуқ мәсилисидә һәрикәт қоллинишқа қистилиши керәк"

19 - Феврал сәйшәнбә күни мя феров ханим вә оғли ронан феровлар вал-стрет журнилида "бир олимпик ғәлибиси" намлиқ бир парчә мақалә елан қилип, стевин спиәлбәрг әпәндиниң олимпик бәдиий мәслиһәтчилик вәзиписидин истипа бәргәнликиниң бир хәйирлик иш икәнликини көрсәтти.

Феров ханим мақалисидә 2008- йиллиқ бейҗиң олимпикиниң хитай үчүн 1989- йилидики тйәнәнмен вәқәсидин кейинки өзини көрситиш соруни икәнлики сәвәблик хитайда һазир коча-койларни сараңларчә тазилаш, қурулушларни елип бериш вә булғинишқа қарши чариләрниң қилиниватқанлиқидин һәйран қелишқа болмайдиғанлиқини көрсәтти вә: " хитайниң кишилик һоқуқ хатирисигә суал қоюлушму һәйран қаларлиқ әмәс. Әмәлийәттә бу қатмал мустәбит һакимийәт чоқум кишилик һоқуқ мәсилисидә һәрикәт қоллинишқа қистилиши керәк" дәп тәкитлиди.

У йәнә, хитайниң "бир дуня, бир арзу" шоари үстидә тохтилип: " бу заманиви хитайниң арзуси болуп, униң өз или ичидә кишилик һоқуқини қаттиқ искәнҗигә елиши вә ташқи сиясити бу нөвәтлик олимпикниң баш темисини җиддий бәлгиләш алдида турмақта" дәп язди.

Феров ханим :"җорҗ буш қирғинчилиқ олимпикигә қатнишип өз орнини хитай президенти ху җинтав билән бир йәргә қоймаслиқи керәк"

Феров ханим йәнә, әнгилийә шаһзадиси чарлизниң 2008- йиллиқ бейҗиң олимпикини байқут қилғанлиқини, стевин спиелберг әпәндиниң өз виҗдани мәсулийитигә йүз келидиған иш қилғанлиқини көрсәткән болса, бу йиллиқ олимпиккә қатнишиш тәклипини қобул қилған америка президенти җорҗ бушниң, хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиши вә чәтәлләрдә инсанийәткә қарши җинайәтләргә шерик болуши һәққидики суаллардин әпчиллик билән өзини қачурғанлиқини әйиблиди вә : " бизниң җорҗ бушниң немә дейиши билән каримиз йоқ. Әмма у бу йил америка хәлқигә вәкиллик қилиду. У қирғинчилиқ олимпикигә қатнишип өз орнини хитай президенти ху җинтав билән бир йәргә қойсунму?" дәп хитаб қилди.

У йәнә, буш әпәндигә охшаш бир қисим тәсирлик сиясий шәхсләрни хитайниң начар кишилик һоқуқ хатирисигә қаритилған күчлүк баянатларни елан қилишқа чақирди вә: " әмма уларниң йеқинда бу олимпиккә қатнишишни рәт қилған әнглийә шаһзадиси башлиған йолға әгишидиғанға вақти бар" дәп көрсәтти.

Дарфурда 200 миңдин артуқ адәм өлүп кәткән

Судан һөкүмитиниң 2003- йилидин буян дарфур районида елип бериватқан қирғинчилиқ вә системилиқ бастуруш һәрикити җәрянида дарфурда 200 миңдин артуқ адәм өлүп кәткән болса, икки йерим милйондәк адәм өй-маканлиридин айрилип мусапирлар лагериға қапсилип қалған болғачқа, хитай һөкүмитиниң судан һөкүмити билән болған йеқин иқтисади вә һәрбий мунасивити сәвәблик дарфур қирғинчилиқида хитайниң һәссиси бар дәйдиған уқум дуня характерлик омумий тонушқа айланди. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.