Америка дөләт мәҗлиси әзалири хитайни олимпик вәдисидә турушқа чақирди


2008.02.28

Америка дөләт мәҗлис бинасида чақирилған чаршәнбә күнки испат бериш йиғинида америка авам вә кеңәш палатасидики қанун чиқарғучи затлар ташқи дуняниң бейҗиң олимпик йиғини мәзгилидә, хитай ахбарат әркинлики вә кишилик һоқуқни яхшилаш һәққидики чақириқиға хитай даирилириниң қандақ инкас қайтуридиғанлиқини йеқиндин көзитидиғанлиқини билдүрди.

" Америка тәнтәрбийичилириниң сүкүт қилмаслиқини үмид қилимән"

Дөләт мәҗлиси әзалириниң йиғиндики сөзлиригә қариғанда, уларниң хитайниң олимпик вәдисини иҗра қилиш сәмимийитигә гуман билән қарайдиғанлиқи чиқип туратти. 2000 ‏- Йили хитайдики пуқралар әркинликини назарәт қилиш мәқситидә қурулған хитай ишлар комитети америка дөләт мәҗлиси вә буш һөкүмитиниң тәң башқурушидики бирләшмә органдур. Мәзкур органниң бу қетимқи испат бериш йиғинида демократик кеңәш палата әзаси байрон доган, "биз хитай һөкүмитиниң өз вәдисидә турушини көрүшни халаймиз," деди. Җумһурийәтчи авам палата әзаси кристофер симит болса " олимпик сүкүт қилидиған вақит әмәс " дәп көрсәтти. У, әнгилийә олимпик комитетиниң әнглийилик тәнтәрбийичиләргә олимпик җәрянида хитай кишилик һоқуқи хатирисини тәнқид қилмаслиққа агаһландурғанлиқини әскәртип, " америка тәнтәрбийичилириниң сүкүт қилмаслиқини, бәлки өктичи затлар билән учришип, бәзи пикирләрни оттуриға қоюшини үмид қилимән " дәп көрсәтти.

Йиғинда йәнә бир җумһурийәтчи авам палата әзаси әд ройс, "олимпик америкиниң хитайға әркинликни кеңәйтиш тоғрисида бесим ишлитишидики"ачқучлуқ қорал" икәнликини билдүрди. Йиғинда йәнә, хитай рәһбәрлириниң олимпик һарписида өктичи затларни бастуруватқанлиқи, болупму хитайда әйдиз бимарлириниң һоқуқини қоғдиғучи актипларниң бири ху җяниң 2007 ‏- йили декабирда қолға елиниш вәқәси дөләт мәҗлис әзалириниң алаһидә тилға елишиға муйәссәр болди. Бу қетимқи йиғин америка ташқи ишлар министири кандилиза райс алдинқи күни бейҗиңда хитай ташқи ишлар министири яң җйечи билән хитай ‏- америка кишилик һоқуқи сөһбитини әслигә кәлтүридиғанлиқини җакарлиған мәзгилгә тоғра кәлгән болуп, хитай 2004 ‏- йили америка һөкүмитиниң б д т кишилик һоқуқи йиғинида хитай кишилик һоқуқи хатирисини әйибләш лайиһисини оттуриға қойғанлиқи түпәйли америка билән елип бериватқан кишилик һоқуқи сөһбитини тоңлатқан иди.

"Дуняниң бесими хитайни өзгиришкә қистиши мумкин"

Хитай ишлар комитетидики дөләт мәҗлисидики испат бериш йиғинида йәнә, америкидики кишилик һоқуқ, әмгәк вә мухбирлар һоқуқини қоғдиғучи тәшкилатларниң вәкиллири испат бәрди. Мәркизи ню йорктики кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң вәкили софийә ричардсон, хәлқара җәмийәтниң хитайға бесим ишлитишини тәләп қилди. У мундақ дәйду, " әгәр хәлқара җәмийәт хитайни өзгиришкә қистимиса, бу, ташқиридикиләр хитайниң бастуруш сияситигә сүкүт қиливатиду, дегән тәсират бериду. Чүнки хитай хәлқара җәмийәтниң болупму америкиниң олимпик йиғиниға иҗабий инкас қайтурушини күтмәктә. Шуңа дуняниң бесими хитайни өзгиришкә қистиши мумкин."

Йиғинда мәркизи ню йорктики мухбирларни қоғдаш комитети асия программисиниң кординатори бап дяз сөз қилип, хитайниң олимпик мәзгилидә ахбарат әркинликини яхшилаш вәдиси бәргәнликигә қаримай, хитайда мухбирларниң әһвали үзлүксиз начар әһвалда туруватқанлиқини, хитай 2007 ‏- йили 1 ‏- айниң 1 ‏- күни йолға қойған йеңи ахбарат қаидисидики бәлгилимиләргә риайә қилинмиғанлиқини, болупму чәтәллик мухбирларниң тибәт вә уйғур елигә зиярәт қилиши йәнила чәклиниватқанлиқини билдүрди.

" Тибәт вә шинҗаң уйғур аптоном райониға сәпәр қилиш йәнила чәклиниватиду"

Хитай дөләт кабинтиниң ахбарат ишханиси елан қилған мәзкур қаидидә чәтәллик мухбирлар хитайдики һәр қайси җайларға рухсәтсиз сәпәр қилса, халиған кишиләр билән сөһбәт өткүзсә болидиғанлиқини бәлгилигән. Бап дияз, һөкүмәт әмәлдарлириниң чәклимә пат арида пүтүнләй бикар қилинидиғанлиқини вә тәкрар йолға қоюлмайдиғанлиқини тәкитлигинигә қаримай, " тибәт вә шинҗаң уйғур аптоном райониға сәпәр қилиш йәнила чәклиниватқанлиқини әскәртишимизгә тоғра кәлмәктә," дәйду.

Йиғинда хитайниң аз дегәндә 25 нәпәр мухбирни дөләт мәхпийәтлики вә һакимийәткә алақидар гунаһлар билән һазирға қәдәр тутуп туруватқанлиқини тәкитлигән баб дияз, " хитайда мәтбуатниң әһвали биз бейҗиң 2008 ‏- йилқи олимпик мусабиқисини өткүзүш һоқуқиға еришкәндә күткән әһвалда әмәс. Хәлқара олимпик комитети вә һөкүмәт гуманланғучиларни олимпик ғайисиниң хитайға кириши билән һөкүмәтниң учурни тезгинләш күчи аҗизлишидиғанлиқиға ишәндүргән иди. Лекин күткән әһвалниң йүз бәрмигәнлики көрүлүватиду," дәп әскәртти. Лекин хитай һөкүмити олимпик мәзгилидә кишилик һоқуқни яхшилаш һәққидики тәләпләрни рәт қилип, кишилик һоқуқни қоғдиғучиларниң тәлипи олимпикни сиясийлаштурғанлиқтур, дәп әйиблимәктә.

Хитай ташқи ишлар министири яң җйечи, пәйшәнбә күни әнгилийә ташқи ишлар министири милибанд билән өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, кишилик һоқуқ олимпиктин муһим дегүчиләрниң қолға елиниш вәқәси йүз бәргәнликини рәт қилип, "җуңгода пуқралар сөз әркинликидин бәһриман болуватиду " деди. Лекин америка муһит қоғдаш идарисиниң қанун мәслиһәтчиси рогер мартелла америка дөләт мәҗлисидики испат бериш йиғинида, " олимпик йиғини түгигәндә дуня хитайни хитай тәнтәрбийичилириниң алған мукапати билән әмәс, хитайниң муһит вә кишилик һоқуқи саһәсидә қанчилик нәтиҗигә еришкәнлики билән хатириләйду " дәп көрсәтти. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.