Хитайниң ичкири өлкилиридин хитай оқуғучилар уйғур елиға кәлмәктә


2007.07.23

Хитайниң ичкири өлкилиридин уйғур елиға ярдәм бериш нами билән хитай яшлирини елип келип ишқа орунлаштуруш давамлашмақта.

Өткән һәптидә 240 нәпәр алий мәктәп пүттүргән сәндоңлуқ яш үрүмчигә йетип кәлгән болуп, булар хенән вә гәнсудин кәлгән башқа 300 гә йеқин яш билән бирләштүрүлүп, шинҗаң йеза игилик университетида қисқа муддәт тәрбийә көргәндин кейин бир йилдин икки йилғичә болған муддәт билән маарип, сәһийә, тәптиш қатарлиқ һәр қайси саһәләрдә хизмәт қилидикән. Бу әһвал чәт әлләрдики бир қисим уйғур зиялийлириниң инкаслирини қозғиди.

Қаһар барат: сәндуңлуқлар уйғур елини игилимәктә

Уйғур елидики ахбарат васитилири тарқатқан, 2007-йиллиқ ғәрбни ечишқа ярдәм бериш пиланиға бинаән өткән һәптидә мәхсус сәндуң өлкисидин 240 нәччә нәпәр яшни уйғур елиға елип келиши көзәткүчиләрниң диққитини җәлип қилған болуп, нөвәттә, уйғур елидики һөкүмәт, партийә органлиридин башқа көплигән кархана вә сода ширкәтлириниң сәңдоңдин кәлгән хитайлар тәрипидин игилиниватқанлиқи, уйғур елиниң сәндоңниң ишләп чиқарған маллирини сатидиған вә әрзан баһалиқ хам әшя алидиған базисиға айлинип қеливатқанлиқи һәққидики инкаслар пәқәт уйғурлар арисидила әмәс, бәлки уйғур елида туриватқан хитайлар арисидиму давамлашмақта.

Америкиниң флорида штатидики бир тәтқиқат орнида илмий паалийәтләр билән шуғуллиниватқан доктор қаһар барар әпәндиниң ейтишичә, мәзкур сәндоңлуқ яшларниң уйғур елиға келиши юртдеши ваң лечүәнниң қоллишиға еришип, өзлириниң кәлгүсини тикләшни мәқсәт қилиши билән мунасивәтлик.

Қаһар барат әпәндиниң тәһлил қилишичә, йеқинқи заманда уйғур елиға һөкүмранлиқ қилған хитай миллитарстлири йәни зозоңтаң, яң зеңшиң, җин шурен вә шең шисәй қатарлиқларниң һәммиси учиға чиққан юртвазлар болуп, улар бир тәрәптин уйғур қатарлиқ йәрлик милләтләргә милләтчилик көзи билән қариса, йәнә бир тәрәптин өзлириниң һоқуқлирини вә имтиязлирини мустәһкәмләш үчүн әтрапиға өз юртлиридин кәлгән хитайларни тартип, башқа өлкиләрдин кәлгән хитайларни чәткә қаққан. Мәсилән, яң зеңшиң гәнсу вә йүннәнликләрни йениға тартип, хунәнликләрни чәткә қаққан вә башқилар.

Дилшат решит: бу көчмән йөткәш сияситиниң бир қисими

Ичкиридики алий мәктәпләрни пүттүргән яшларни чегра районни тәрәққи қилдурушқа ярдәм беришкә елип чиқиш вә уларни мувапиқ орунлаштуруш узун йиллардин буян давамлишиватқан хитай һөкүмитиниң уйғур елиға хитай зиялийлирини йөткәп маканлаштуруш сияситиниң бир қисими болуп, бу һәр дәврдә һәр хил намлар билән әмәлгә ашурулмақта. Лекин, дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат решит алий мәктәп пүттүргән хитай яшлириниң ярдәмгә елип чиқишниң әмәлийәттә көчмән йөткәш сияситиниң бир қисими икәнликигә тәбир бәрди.

Дилшат решитниң қаришичә, йеқинда уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт, маарип вә партийә органлириниң рәһбири кадирлири қатнашқан бир йиғинда бу йил уйғур елидә оқуш пүттүргән оқуғучиларниң саниниң өткән йилидикидин ешип кәткәнлики, уларни ишқа орунлаштурушниңму муһим мәсилә болуватқанлиқи оттуриға қоюлған, демәк, һәр йили көплигән уйғур оқуғучилар ичкири вә уйғур ели тәвәсидики мәктәпләрни пүттүргән болсиму, хизмәт тапалмай, иш күтүп туриду, мундақ ишсиз уйғур яшлириниң сани һәр йили һәссиләп ашмақта.

Доктор қаһар барат әпәндиниң қаришичә, әгәр бейҗиң рәһбәрлири уйғур елида давамлишиватқан бу хил тәңсизликкә чәк қоймиса, алди билән йәрлик милләтләрдин болған яшларни иш орунлири билән тәминлимәй, иш орунлирини хитайларға берип, униң әксичә уйғур қизлирини ичкиригә әрзан әмгәк күчи супитидә елип беришни давамлаштуривәрсә техиму мурәккәп мәсилиләргә йолиқиду. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.